Унтулуп кәткән унтулмас шәхсләр: шәрқий түркистан җумһурийити диний назири абдумутаали хәлпәтниң шанлиқ излири
2020.07.16
Рәис җумһурлуқтин ваз кечип диний назирлиқни таллаш
1944-1949-Йиллардики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилаби вә уйғур ели тарихида әлихан төрә билән әхмәтҗан қасиминиң исми алдинқи орунда даим тилға елиниш билән бу мәзгил тарихи йорутулғанда кишиләр йәнә абдукерим аббасоф, рәһимҗан сабирһаҗи, абдурәуп мәхсум ибраһими, исһақбек мунуноф, зунун тейипоф, дәлилқан сугурбайеф вә башқа муһим шәхсләрни даим көз алдиға кәлтүриду. Лекин әйни вақиттики или диярида әң нопузлуқ, һәтта ашу әлихан төрә, әхмәтҗан қасими вә башқа барлиқ исми аталған әрбаблар йүксәк һөрмәт билән салам беридиған пешқәдәм зат, шәрқий түркистан җумһурийитиниң диний ишлар назири абдумутаали хәлпәтни анчә есигә кәлтүрмәйду. Бундақ болушидики сәвәбләрниң бири бу затниң наминиң 1949-йилидин кейин бәк көп тилға елинипму кәтмигәнликидур.
Абдумутаали хәлпәт 20-әсирниң биринчи йеримида пүтүн или вадисида йүксәк абруйға игә диний илимгә камил әрбаб шуниңдәк мәрипәтпәрвәр, илғар пикирлик тәрәққийпәрвәр зат болуш сүпити билән кәң хәлқ ичидә, болупму уйғурлар һәтта қазақлар, туңганлар, өзбек вә татарлар арисида һөрмәткә сазавәр шәхс иди. Ундақта 1944-йили ноябирда шәрқий инқилаби партлап, шәрқий түркистан җумһурийити қурулғанда бу инқилабтики асаслиқ таянч күч-уйғурлар вә инқилаб қатнашқучилири болған башқа мусулманлар абдумутаали хәлпәтни җумһурийәт рәисликигә сайлимай, әксичә или диярида яшиғанлиқиға анчә узун вақит болмиған, нами абдумутаали хәлпәттәк кәң тонулмиған әлихан төрә рәис болди? шәрқий түркистан җумһурийитигә йәрлик хәлқләрдин, йәни уйғурлардин бирәр киши рәис болуш салаһийитигә игә болмидиму?дегәндәк соаллар мәвҗут иди. Һәқиқәтән, бу мәсилә, йәни җумһурийәткә ким рәис болуши керәк дегән мәсилә әйни вақиттиму оттуриға чиққаниди.
Қазақистандики туран университетиниң тарих профессори, көп йиллардин буян архиплар бойичә 1944-1949-йиллардики шәрқий түркистан инқилаби тарихи мәсилилири бойичә издинип бәзи әсәрләрни елан қилип келиватқан абләт камалоф йеқинда шәрқий түркистан җумһурийитидики диний вә мәдәнийәт мәсилиригә аит илмий мақалиси ( рус тилида)вә “уйғур авази” гезитидә елан қилған абдумутаали хәлпәт һәққидики мақалисидә бу соаллар һәққидә тохталди. Униң тарихий шаһитлардин ениқлишичә, һәқиқәтән, шәрқий түркистан җумһурийити қурулуш алдида җумһурийәткә ким рәис болуш вә рәис җумһурлуқ намзати мәсилисидә соаллар вә таллашлар оттуриға чүшкән болуп, биринчи болуп абдумутаали хәлпәт намзатлиқ орнида болған. Доктор абләт камалофниң ейтишичә, әслидә хәлқниң мутаали хәлпәтниң рәис болушини қарши елиши тәбиий иди. Бирақ, иш униң әксичә болди? инқилабни мәхпий қоллаватқан совет иттипақиниң ғулҗадики хадимлири, йәни совет иттипақи консулханиси инқилаб партлаш һарписида абдумутаали хәлпәт билән көрүшүп, қурулғуси һөкүмәткә рәис болушни тәвсийә қилған. Бирақ абдумутаали хәлпәт бу тәклипни рәт қилған. Совет тәрәп билән болған бу сөһбәтни 1958-йили, қазақистандики атақлиқ алим, филологийә пәнлири кандидат доктори савут моллавудоф ғулҗани зиярәт қилип, мутаали хәлпәт билән болған бир қанчә қетимлиқ учришишлирида мутаали хәлпәт униңға сөзләп бәргән.
Америкадики доктор қаһар баратниң қаришичә, абдумутаали камал хәлпәт диний вә пәнни җәһәттики йүксәк билимлири, или дияридики узун мәзгилдин буян хәлқ ичидә тиклигән нопузи вә хәлқниң униңға әгишиш күчи қатарлиқ һәр җәһәтләрдин җумһурийәт рәиси болушқа мувапиқ шәхс иди. Шуниңдәк у шәрқий түркистан мустәқиллиқ идийәсидә чиң турған, барлиқ күчләрниң һәммиси билән иттипақлишалайдиған шәхс иди. Доктор қаһар баһаратниң йәкүничә, “бүгүнки күндә нами унтулуп кетиливатқан мутаали хәлпәттәк бүйүк инсанларни әсләш наһайити муһим” дур.
1944-Йили, 7-ноябир күни ғулҗа қозғилиңи партлап 5 күндин кейин, йәни1944-йили, 12-ноябир күни ғулҗа шәһиридики җәңләр техи давамлишиватқанда шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити рәсмий қурулғанлиқи җакарланди. “у қа қи” кулубида өткүзүлгән бу мурасимда әлихан төрә җумһурийәт рәиси, абдурәуп мәхсум ибраһими һөкүмәт баш катипи болуп сайланди вә уларни өз ичигә алған 16 нәпәр киши һөкүмәт әзаси сүпитидә елан қилинди. Шу күнки һөкүмәт һәйитиниң биринчи нөвәтлик йиғинида һәр қайси назарәтләрни қуруш ишлириға мәсул болидиған кишиләрниң намлири бекитилгән болуп, мурасимға қатнашқан абдумутаали хәлпәт шәрқий түркистан җумһурийити диний ишлар назири, йәни министири вә һөкүмәт әзаси дәп елан қилинғаниди.
Доктор абләт камалофниң ениқлишичә, диний назирлиқ вә һөкүмәт әзасилиқ орунлирини қобул көргән абдумутаали хәлпәт өзигә берилгән рәис болуш тәклипини рәт қилиштики түп сәвәб сүпитидә йешиниң чоң болуп кәткәнликини көрсәткән шуниңдәк у әлихан төрини тәвсийә қилғаникән. Һәқиқәтән, бу вақитта у 76 яшқа киргәниди. Вәһаләнки у, бәрибир назир вә һөкүмәт әзаси болушни рәт қилмиған. Абдумутаали хәлпәт шуниңдин кейин шәрқий түркистан хәлқини азадлиқ күришигә, ғазавәткә чақириш, хәлқни ойғитиш, болупму миллий армийиниң күрәшлиридә зор хизмәт көрсәткәнлики үчүн униңға әң алий “азадлиқ” ордени берилгән. Абдумутаали хәлпәт әлихан төрә, әхмәтҗан қасими билән йеқин һәмкарлиқларда өткән. Болупму 1947-1949-йиллири арисида әхмәтҗан қасиминиң әң йеқин вә һөрмәтлик таянчиси вә мәсләкдешиға айланған.
Шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити қурулуп, һәр қайси министирлиқлар тәсис қилинғанда һөкүмәтниң бу һәр қайси рәһбәрлик орунлириниң көп қисмини “азадлиқ тәшкилати” әзалири игилигән болуп, “азадлиқ тәшкилати” ниң рәиси әлихан төрә һөкүмәт рәисликигә бекитилгәниди. Сәйдулла сәйпуллайефниң “мән шаһит болған ишлар” мавзулуқ әслимисидә вә башқа шаһитларниң әслимилиридә баян қилинишичә, әлихан төриниң нами ғулҗада 1944-йилиниң бешидин башлап, мәсчитләрдә сөзлигән нутуқлири арқилиқ чиқишқа башлиған болуп, у хәлқни күрәшкә дәвәт қилғаниди. Униң үстигә “азадлиқ тәшкилати” или инқилабиниң рәһбәрлик ядросиға айланған болуп, илидики хитайға қарши мәхпий тәшкилий һәрикәтләрниң һәммиси бу тәшкилатқа бағлинишлиқ иди.
Шәрқий түркистан җумһурийити баш катипи абдурәуп мәхсум ибраһиминиң 16 йил илгири һаят вақтида сөзләп беришичә, өзлириниң “азадлиқ тәшкилати” ни қуруши вә паалийәт елип беришида совет иттипақи тәрәп, йәни консулхана мәхпий түрдә ярдәмдә болған шуниңдәк улар совет тәрәпниң бәргән мустәқиллиқни қоллаш вәдилири бойичә уларниң пикир-тәклиплирини аңлиған, демәк, һәтта һөкүмәт рәисини бекитиштиму совет тәрәпниң мәслиһәт вә тәклиплирини рәт қилмиған.
Йәнә бир нуқта шуки, шәрқий түркистан җумһурийитиниң башқа министир дәриҗилик рәһбәрлиридин абдурәуп мәхсум ибраһими, абдукерим аббасоф, рәһимҗан сабирһаҗи, муһәммәдҗан мәхсум, салиҗан бай, зунун тейипоф, қасимҗан қәмбири, муһидин әхмәт қатарлиқларму “азадлиқ тәшкилати” ниң ядролуқ әзалири иди. Әлвәттә, или дияридики уйғурлар арисида абдумутаали хәлпәттин башқа йәнә бир әң абруйлуқ зат-һакимбәг ғоҗа “азадлиқ тәшкилати” ниң әзаси болмисиму, у муавин рәисликкә тәйинләнди. Бу йәрдә униң хәлқ ичидики абруйи муһим амил болғаниди. Йәнә бәзи министирларму охшашла бу тәшкилаттики ядролуқ әзалардин әмәс болуп, улар бәрибир өзлиридики иқтидар вә милләтпәрвәрлик роһи җәһәтләрдин юқири һоқуқларға қоюлған.
Абдумутаали хәлпәт 1868-йили илида туғулған, дәсләп мәдрисә һаятини ғулҗада өткүзүп, 1882-йилидики көч-көчтә йәттису тәвәсидики яркәнткә кәткән вә бу йәрдиму җәдидчилик еқимиға мәнсуп диний затлардин тәлим алған. 19-Әсирниң ахирида ғулҗаға қайтип кәлгән вә 1911-йили ғулҗа шәһиридә өз хираҗити билән “таалийә мәктипи” намлиқ мәктәпни қурған. У ғулҗада асаслиқ давамлиқ мәктәп ечиш, диний тәрбийә бериш, талип тәрбийәләш ишлири билән шуғулланған. 1930-Йилларда 2 йил һәҗ сәпиридә болған вә қайтип кәлгәндин кейин илиниң мәдәний-маарип ақартиш ишлиридики башламчилардин бири сүпитидә тонулған. Абдумутаали хәлпәт хәлқ ичидә “хәлпәм һәзрәт” дегән нам биләнму мәшһур иди. Ундақта абдумутаали хәлпәт шәрқий түркистан җумһурийити үчүн қандақ хизмәтләрни қилди? шәрқий түркистан җумһурийитиниң ислам динидин башқа диндикиләрниму бирләштүрүп, бу милләтләрниң шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлики астида яшиши үчүн әвзәл диний вә миллий баравәрлик сиясий йүргүзүшидә қандақ рол ойниди? әлихан төрә қатарлиқ рәһбәрләрниң хәлқ ичидә һөрмәткә сазавәр болуп, хизмәтлирини үнүмлүк елип беришида абдумутаали хәлпәт қатарлиқ йәрлик уйғур вә башқа милләт затлири қандақ муһим рол ойниди? бу әлвәттә аңлармәнләр вә оқурмәнләр диққәт беришкә тегишлик йәнә бир темидур.