Тағ-кан инженериниң төһписи_уйғур тарих вә мәдәнийәт қамуси
2025.01.30

Өзи тағ-кан инженерлиқи саһәсидә көзгә көрүнгән мутәхәссис, пирофессор болсиму, лекин һаятиниң йәнә бир зор қисмини уйғур тарихи, мәдәнийити, омумән уйғур хәлқини тәтқиқ қилиш, уйғурлар һәққидә омумйүзлүк мәлуматларни топлаш, рәтләш вә буларни рус тилида нәшр қилип, бу мәлуматларни рус вә башқа хәлқләргә тонуштуруштики көрүнәрлик төһпикар абдуллаҗан самсақоф әпәнди һазир алмута шәһиридә иҗад қилмақта. Қазақистандики енсиклопедийә әсәрлирини нәшр қилидиған “арис” нәшрияти тәрипидин рус тилида тарқитилған 620 бәтлик “уйғурлар: енсиклопедийәлик мәлуматлар” униң нопузлуқ әсири һесаблиниду. Мәзкур енсиклопедийәгә 600 дин артуқ тарихий вә бүгүнки дәвр уйғур сәрхиллириниң өмүр баянидин башқа йәнә уйғур тарихи, мәдәнийити, әдәбият-сәнити, өрп-адәтлири вә башқа 10 нәччә хил саһәгә аит 400 парчидин артуқ мақалә киргүзүлгән болуп, буларниң %80 тин көпрәки биваситә апторниң қәлимигә мәнсуптур. Бу, уйғур қамусчилиқидики илмийлики юқири вә мәзмуни болған болған қиммәтлик әсәр һесаблиниду.
Абдуллаҗан самсақоф 1948-йили үрүмчидә уйғур зиялийси аилисидә туғулған болуп, дадиси әйни вақиттики “шинҗаң маарипи” журнилиниң баш муһәррири абдурусул һәмдулла самсақи иди. Улар 1959-йили совет иттипақиға көчүп чиқип, алмутаға йәрләшкән. Үрүмчидә 4-синипқичә уйғурчә маарип тәрбийәси көргән абдуллаҗан кейинки барлиқ маарип тәрбийәсини алмута вә ташкәнтләрдә рус тилида алди. У охшаш вақитта йәнә һәрбий кафедрада һәрбий тәрбийәму елип, совет армийәсиниң летинанти дәриҗисидә русийә, украина вә башқа җайлардики совет танка қошунлирида извот вә ротиларға командирлиқ қилди.
Тағ-кан инженери кәспи бойичә мутәхәссис абдуллаҗан самсақоф 1970-1990-йилларда москва, ташкәнт, алмуталардики тағ-кан, һидрологийә қурулушлирини лайиһәләш орунлирида хизмәт қилди һәтта 1980-йилларда совет һөкүмити тәрипидин моңғулийәгә әвәтилип, 5 йил у йәрдә лайиһәләш хизмити билән шуғулланди. Мана шу моңғулийәдики үч йил җәрянида у қәдими уйғур вә қәдимки түркләр тарихиға аит таш абидиләрни вә башқа нурғун ядикарлиқларни көргәндин кейин, униңда уйғур хәлқиниң тарихи вә мәдәнийитигә болған қизиқиш бирдинла юқири көтүрүлди. У, тохтимай издинип һәр түрлүк тәтқиқат әсәрлирини оқуп вә өгинип кейинки вақитлардин башлап уйғур вә мәдәнийити һәққидә мақалиләрни йезип елан қилишқа киришкән.
Абдуллаҗан самсақоф әпәнди уйғур елидиму көп қетим зиярәтләрдә болған, болупму у турпан каризлири һәққидә мәхсус тәтқиқат елип барған.
У, тохтимай материял топлаш вә издиниш арқилиқ 2005-йили рус тилида “20-әсирдики мәшһур уйғурлар” намлиқ әсирини бесип тарқатти. Буниңда оттура асия җумһурийәтлиридики 300 дин артуқ уйғур алими вә башқа мәшһур әрбабларниң тәрҗимиһали орун алди. Апторниң қәлими билән йәнә “баянчур” тарихи дирамиси йезилип, қазақистан җумһурийәтлик уйғур тиятири тәрипидин көп йиллар ойналди. Уйғур дирама тарихидики мәзкур муһим әсәр 8-әсирдә уйғур қалғанлиқини қурған моюнчур, йәни баянчур қағанниң һаятиға аиттур.
Абдуллаҗан самсақоф әпәндиниң қәлимигә мәнсуп “турпандин алмутағичә” (2017), “өтүп бариду әзиз акилар” (2014), лутпулла мутәллипниң 100 йиллиқиға беғишланған “қәһриман әлниң қәйсәр оғлани” (2023) қатарлиқ китаблар рус вә уйғур тиллирида нәшр қилинип тарқитилди.