1933-Йили қәшқәрдә қурулған “истиқлал җәмийити” вә “истиқлал” мәҗмуәси һәққидә (1)

Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.03.17
istiqlal-zurnili-qeshqer-305.png 1933-Йили рамизан ейида қәшқәрдики “истиқлал җәмийити” шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулғанлиқи мунасивити билән чиқарған “истиқлал” мәҗмуәси
RFA/Qutlan

Тарихий мәнбәләрдин ашкарилинишичә, 1933 - йили 12 - ноябирда қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийити җакарлиништин бурун “истиқлал җәмийити” намидики бир мәхпий тәшкилатниң қәшқәрдә қораллиқ қозғилаңларни уюштуруш һәмдә миллий һакимийәт қуруш ишлириға йетәкчилик қилғанлиқи мәлум.

1931 - Йили башланған қомул қозғилиңиниң илһами билән узақ өтмәйла инқилабниң от ялқуни пүтүн уйғур елигә тутушиду. 1933 - Йилиниң башлирида қомул - турпан инқилабиға аваз қошуп кучада қозғилаң көтүргән төмүр Èли наһайити тезликтә куча вә ақсу районлирини азад қилип қәшқәргә қарап илгириләйду. Шу йили баһар мәзгилидә хотән районини толуқ азад қилип миллий һакимийәт қурған хотән инқилабчилириму ғәрбкә қарап ғәлибәсери илгириләп қәшқәргә йүрүш қилишниң сигналини чалиду. Мана мушундақ бир пәйттә миллий қутулуш инқилабиға маслишиш һәмдә униң ғәлибисигә капаләтлик қилиш үчүн қәшқәрдики әһли өлима вә милләт сәрхиллири мәхпий һалда уюшуп “истиқлал җәмийити” намидики бир тәшкилатни қуруп чиқиду. Шаһитлардин муса түркистаниниң “улуғ түркистан паҗиәси” намлиқ әслимисигә қариғанда, мәзкур тәшкилатқа қәшқәрдики йәрлик зиялилар, диний өлималар, рус болшевиклириниң бастуришидин қечип кәлгән өзбәк муһаҗирларниң әза болғанлиқи мәлум. Тәшлилатниң дәсләпки гәвдиси муһәммәд һаҗим палта, мәқдумзадә артуш, қутлуқ һаҗи шәвқий, турғун байбәччә, әһмәд пахта, әбәйдулла ханий, софизадә, йүсүп музәппәр қатарлиқ кишиләрдин тәшкил тапиду. “истиқлал җәмийити” ниң қурулуши һәққидә доктор алимҗан боғда әпәнди зияритимизни қобул қилип мунуларни билдүрди.

“истиқлал” мәҗмуәсидә елан қилинған “шәрқий түркистан истиқлал җәмитиниң низамнамиси”

“истиқлал җәмийити” қурулуп узақ өтмәйла хәлқни сәпәрвәр қилип җиншуренниң қәшқәргә қамилип қалған һәрбий күчлиригә қарши уруш тәшкиллиләйду. Төмүр Èлиниң қошунлири қәшқәргә йетип кәлгәндин кейин “истиқлал җәмийити” қәшқәрдики һәр саһә кишилири вә түрлүк гуруппиларға мәнсуп күчләрни бирләштүрүштә паал рол ойнайду. 1933 - Йилниң авғуст айлирида сабит дамоллам әмир абдулла башчилиқидики хотән қошунлирини башлап вәзийити давалғуп турған қәшқәргә йетип барғанда “истиқлал җәмийити” пүтүн уйғур елидә бирликкә кәлгән бир миллий һакимийәт қуруш ишиға җиддий тәйярлиқ қилиду. Нәтиҗидә шу йилиниң ноябир ейида қәшқәрдики түмән дәряси бойида җумһурийәт җакарлиниду. “истиқлал җәмийити” йеңидин дуняға кәлгән шәрқий түркистан ислам җумһурийитини тәбрикләш һәмдә униң авазини кәң хәлққә йәткүзүш үчүн 1933 - йилиниң рамизан ейида “истиқлал” намидики мәҗмуәниң тунҗи санини йоруқлуққа чиқириду. Мәҗмуә софизадәниң баш муһәррирлигидә қәшқәр ярбағқа җайлашқа “истиқлал җәмийити” ниң идариси тәрипидин нәшир қилиниду һәмдә қәшқәрдики шивет миссионерлириниң басмиханисида бесилиду.

Доктор алимҗан боғда “истиқлал” мәҗмуәсиниң өз дәврдә уйғур хәлқиниң миллий дөләтчилик еңини күчәйтиш вә миллий пикир - мәпкурини турғузуш әһтияҗини көздә тутуп тәсис қилинғанлиқини илгири сүрди. У йәнә мәзкур мәҗмуәдә 19 - әсирниң ахирқи чарикидин башлап қиримдин уйғурлар вәтинигичә болған узақ территорийидә яшиғучи түркий тиллиқ мусулманлар арисида кәң тәшвиқ қилинған исмайил ғаспиралиниң “динда, дилда, тилда, пикирдә вә ишта бирлик” дегән җәдидчә тәшәббуслириниңму шуар қилинғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.