Японийидә нәшир қилинған “ма хусән вә туңган җумһурийити” намлиқ мақалә һәққидә
2013.01.06
Аптор мәзкур мақалидә 1934 - йилидин 1937 - йилиғичә тарим ойманлиқиниң ғәрбий җәнубий вә ғәрбий қирғиқида һөкүм сүргән ма җоңйиң вә ма хусән һөкүмитиниң тарихий арқа көрүнүши һәққидә тохталған шундақла ма җоңйиң вә ма хусән һөкүмитиниң хотәндә елип барған қирғинчилиқилири һәққидә әскәртиш берип өткән.
Ма хусән һөкүмитиниң хотәндә елип барған қирғинчилиқири һәққидә, тәклимакан уйғур нәшириятиниң мәсули, тәтқиқатчи абдуҗелил туран әпәндим өз көз қарашлирини баян қилди.
Мәзкур мақалидә йәнә туңган урушиниң башлиниши, маҗоңйиң вә ма хусәнниң йетәкчиликидә елип берилған үрүмчидики шең шисәй билән болған сөһбәтләр,уларниң үрүмчидә туруш мумкин болмай, уйғур елиниң җәнубиға қошунлирини елип кәткәнлики һәққидә мәлумат берилгән. Ундин башқа мақалидә уйғур елидә һөкүмдарлиқ қилған яң зеңшиң, җин шурен, шең шисәй вә уйғурларниң рәһбәрлиридин хоҗа нияз һаҗим вә йолвас қатарлиқ тарихий шәхсләр үстидә тохталған.
Аптор мақалисидә йәнә японийә ислам диний җәмийитиниң рәиси һаяши сенҗуро әпәндимниң көкхотқа берип, шу йәрдики уйғурлар билән ислам диний җәмийити қуруп, японийә ислам диний җәмийити билән өзара алмаштуруш елип барғанлиқи, шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң рәиси хоҗа нияз һаҗимниң иниси османниң японийилик сузуки йошико билән никаһланғанлиқи, сузуки йошико хәним ислам динини қобул қилип, исмини аминәгә өзгәрткәнликидин ибарәт бир йүрүш вәқәләр тәсвирләңән. Аптор йәнә сузуки йошико хенимниң “қара пәрәнҗилик аял” намлиқ китабни язғанлиқини қәйт қилип, хоҗа нияз һаҗимниң иниси османиң бу аялиниң һазир тәйвәндә яшаватқанлиқи көрситилгән.
Биз бу мунасивәт билән японийә оттура - асия тәтқиқат иниститутиниң мәсули, доктор турмуһәммәт һашим әпәндим билән сөһбәт елип бардуқ. Доктор турмуһәмәт әпәндим өз қарашлирини баян қилди.