Ғулҗа қорғас мазар йезисиниң тарихидин
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2013.01.06
2013.01.06
Шу җүмлидин ғулҗа тәвәсигә қарашлиқ қорғасниң чоң вә кичик мазар дигән йезилиридинму хели көп санда аһалә көчүп чиқип, алмута вилийитигә келип орунлашқан.
Вақитниң өтүши билән қазақистанда истиқамәт қиливатқан уйғурлар өзлири илгири яшиған вә һәм кейин көчүп чиққан йезилар һәм у йәрләрдин йетилип чиққан шәхсләрниң тарихи вә өмүр баяни һәққидә китабларни йоруққа чиқиришни әнәнигә айландурған. юқирида аталған қорғас мазар һәққидики китаб өткәнки йили нәшр қилинған болуп, униңда бир қатар тарихий пакитлар, шундақла йетилип чиққан мәшһур шәхсләрниң қисқичә өмүр баяни вә шеирий әсәрләр орун алған.
“қорғас мазар” китабиниң апторлириниң бири турсунмәһәммәт йүсүпоф радиомиз зияритини қобул қилип, өз юртиниң тарихи һәққидә тохталди.