Шәрқий түркистан миллий армийәси офитсериниң җәңгаһ хатирилири ( 1)

Мухбиримиз үмидвар
2020.05.21
Hakim-tursun.jpg Һаким турсун садироф ( 1929-2006). Шәрқий түркистан миллий армийә офитсери, запас 1-атқучилар полки баталйон штаб башлиқи, миллий армийә һәрбий сот офитсери ( 1945-1949).
RFA/Ümidwar

Һаким турсунниң: “миллий азадлиқ инқилаби җәрянида мән Һәқдар Болған ишлар” намлиқ әслимиси.

1949-1944-Йиллиридики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиға қатнашқан миңлиған миллий армийә җәңчи-офитсерлири, зиялийлар, һөкүмәт хадимлири вә башқиларниң мутләқ зор көпчилики һазир аллиқачан бу дунядин кәткән болсиму, әмма уларниң елип барған дағдуғилиқ миллий азадлиқ инқилаби, җүмлидин азадлиқ үчүн елип барған җәңлири тарих сәһипилиридин орун алди.

Әнә шу инқилаб шаһитлириниң пәқәт аз бир қисмила өзлири қатнашқан, шаһит болған инқилаб һәққидә әслимиләрни йезип қалдурған болсиму, әмма миңлиған шаһитлар бундақ имканийәтләргә игә болалмиди. Демәк нурғун сәргүзәштләр, муһим вәқәләр, тарихий сирлар вә башқилар шу петичә қалди. Шуниң билән бир вақитта җәң мәйданлиридики, күндилик хизмәтләрдики нурғун пидакар кишиләр, қәһриманлиқларни яратқан җәңчиләр, офитсерлар, өзлирини әркинлик, азадлиқ үчүн атиған оғул-қизлар вақитниң өтүши билән һечқандақ язма хатириләр қалдурулмиғанлиқи үчүн унтулуп кетилди.

1949-1944-Йиллиридики миллий азадлиқ инқилабиниң әнә шу җәрянлирини, қәһриманлиқларни, пидакарлиқларни вә қәһриман образларни кейинки әвладларға қалдуруш, тарих бәтлиридин орун алдуруш һәм унтулдурмаслиқ вәзиписини зиммисигә алған инқилаб шаһитлиридин бири, 1944-йили 7-ноябир күнидин башлап инқилабқа қатнишип, миллий азадлиқ инқилаб вә миллий армийиниң барлиқ җәңгивар мусапилирини баштин кәчүргән бир офитсерниң өзи көргән, қатнашқан вә аңлиған инқилаб мусапилиригә аит қол язма хатириси қолимизда турупту.

У болсиму, шәрқий түркистан миллий армийәси офитсери, мәрһум һаким турсун садирофниң “миллий азадлиқ инқилаби җәрянида мән Һәқдар Болған ишлар” мавзулуқ техи нәшр қилинмиған қолязма әслимисидур. 375 Бәтлик бу әслимидә мәрһум һаким турсунниң 1942-йилидин таки 1950-йилларда миллий армийә 5-корпусқа өзгәртилип мәвҗут болғанға қәдәр бешидин өткүзгән вәқәләр тәпсилий хатириләнгән. Һаким турсун 1944-йили, 7-ноябир күни ғулҗа қозғилиңи партлиған биринчи күнидин башлап инқилаб қойниға өзини атқан болуп, у вақитта әмдила 16 яшқа киргән һаким турсун бала партизан болушиға қаримай, 1944-йили, 12-ноябирдин башланған 86 күнлүк һәрәмбағ, айродром җәңлиригә толуқ қатнишип, яриланған болсиму йәнә сәпкә қайтип келип, айродромни қоршап, азад қилиш җеңини давамлаштурған.

Әслимидин мәлум болушичә, һаким турсун 1945-йили, 8-апрел күни мунтизим шәрқий түркистан миллий армийәсиниң ғулҗа атқучилар 2-полкиниң җәңчиси сүпитидә ғулҗа шәһиридики паратқа қатнишип, өзиниң рәсмий мунтизим һәрбий һаятини башлиғаниди. Һаким турсунниң австралийәдә яшайдиған қизи гүлбаһар ханим мәзкур инқилаб әслимисини өзи билән чәтәлгә елип чиққандин кейин уни бирму-бир рәтләп нәшр қилиш үчүн тәйярлиғучи болуп, у дадисиниң һаят мусапилири һәққидә тохтилип, һаким турсунниң илгири-кейин 9 йил һәрбий һаят мусаписини баштин кәчүргәнликини билдүрди. Һаким турсун садироф 1929-йили ғулҗа шәһиридә туғулған вә ғулҗадики уйғурчә һәм хитайчә мәктәпләрдә оқуған. У, 1944-йили, 7-ноябир күни инқилабқа қатнашқандин кейин илгири кейин азад нишанлиқ 2-атқучилар полкиниң разведка визводи җәңчиси, 1-атқучилар запас полки разведка визвод командири, баталйон штаб башлиқи, 1947-1946-йиллири или билим юрти һәрбий қурулмиси бойичә баталйон штаб башлиқи, 1949-1947-йиллири арисида миллий армийә һәрбий соти вә тәптиш мәһкимиси офитсери болуп ишлигән. Миллий армийә 5-корпусқа өзгәртилгәндин кейин армийә гезити тәһрири вә башқа хизмәтләрни атқуруп, 1953-йили һәрбий сәптин бошиған һәм

Канчилиқ вә санаәт институтини оқуп, ахири шу саһәдә ишләп, пенсийәгә чиқип, 2006-йили вапат болғаниди.

Гүлбаһар ханимниң ейтишичә, дадиси һаким турсун өз әслимисини 2005-2006-йили еғир кесәлгә гириптар болғанда йезип чиққан болуп, у бир тәрәптин кесәл билән елишип, йәнә бир тәрәптин мәзкур инқилаб әслимисини ахирқи тиниқи тохтиғучә йезишни давамлаштуруп, ахири тамамлап болуп вапат болған һәм буни әвладларға мирас қалдурған

Шуни әскәртиш мумкинки, һазирғичә 1930-1940-йиллардики уйғурларниң миллий азадлиқ инқилаб мусапилири вә шу мәзгилләрдики түрлүк вәқәләрни, болупму 1944-1949-йиллардики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабини “үч вилайәт инқилаби” нами астида баян қилидиған һәр хил әслимиләр уйғур елиниң ичи-сиртида йезилип бир қисми нәшр қилинип тарқитилди.

Түркийәдики егә университети профессори, уйғур мәдәнийәт вә тарихий мәсилилири тәтқиқатчиси алимҗан инайәт әпәндиниң қаришичә, уйғур дияри ичидә нәшр қилинған бу әслимиләр түрлүк сензора вә һөкүмәт идеологийәси бәлгиләп бәргән рамка астида йезилип тарқитилған, чәтәлләрдикилири болса бир қәдәр әркин йезилған. Униң қаришичә, мәйли чәтәлләрдә вә яки уйғур илида йезилған болсун бу әслимиләр шу дәврни чүшиниш вә билиштә муһим әһмийәткә игә болуп кәлди. Бу әслимиләр әвладларниң өз тарихи мусапилирини билишидә вә тәрбийәлинишидә муһим рол ойниди.

Һаким турсунниң мәзкур әслимисидә 7-ноябирдин тартип таки 1950-йили миллий армийә 5-корпусқа өзгәртилгәнгичә болған арилиқтики нурғун тарихий вәқәләр, тарихий шәхсләр, һәр милләт офитсерлири һәм уларниң иш паалийәтлири һәққидә илгирики әслимиләрдин пәрқлиқ һалда бир қәдәр әтраплиқ учурлар қалдурулған болуп, һаким турсун өзи көргән, қатнашқан, билгән һәммә вәқәләрни асасән йезип қалдурғаниди. (Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.