Уйғурларниңму һәрбий офитсерлар мәктипи болған (1)

Мухбиримиз үмидвар
2018.06.14
milliy-armiye-herbi-mektep-1949.jpg Миллий армийә тәркибидики һәрбий мәктәп 3-нөвәтлик пиядиләр бөлүми оқуғучи-офитсерлири. 1949-Йили, 4-апрел.
RFA/Umidwar

1945-1949-Йиллиридики миллий армийә һәрбий мәктипиниң түзүлмиси

Хәлқ ичигә тарқалған 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан җумһурийити вә миллий армийәниң көплигән сүрәтлик хатирилири арисида җәлп қиларлиқ бир мәшһур сүрәт бар. У болсиму, бир топ миллий армийә офитсерлириниң олтурған вә өрә турған коллектип сүритидур. Сүрәттики биринчи рәттә йәрдә олтурған 12 офитсерниң алдиға пилимотниң һәр хил нусхилири вә минамйотлар қоюлған. Иккинчи рәттә орундуқта олтурған 13 офитсерниң көпинчиси һәрбий мәктәп оқутқучилири болуп, уларниң арисидики әң юқириси подполковник, майор вә капитан унванидикиләрдур. Үчинчи рәттә 15, төтинчи рәттә 16, бәшинчирәттә 15 адәм өрә турған болуп, мәзкур сүрәттин җәмий 71 офитсер орун алған. Сүрәтниң бешиға, “миллий армийә тәркибидики һәрбий мәктәп 3-нөвәтлик пиядиләр бөлүми оқуғучи- офитсерлири, 1949-йили, 4-айниң 4-күни” дегән хәтләр йезилған.

Мана бу ғулҗа баяндайдики миллий армийә офитсерлар мәктипиниң бир қисим оқутқучи-оқуғучилириниң әң ахирқи бир парчә коллектип хатирә сүритидур. Рәтлик, қәдди қамити мустәһкәм, җәңләрдә тавланған, чирайидин ирадә вә қәйсәрлик йеғип турған мәзкур миллий армийә офитсерлири арисида пәқәт мәзкур мәктәпниң оқутқучиси, 92 яшлиқ батур әршинофла һаят яшимақта. 70 Йиллиқ бу сүрәт 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан миллий азадлиқи тарихи мусапилириниң, йәни ашу уйғурлар үчүн шанлиқ тарихниң гуваһчиси вә ялдамисидур.

1945-Йили, 8-апрелда шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийәси қурулғандин кейин, таки 1949-йилиниң ахирлириғичә ғулҗа баяндайда һәрбий офитсерлар мәктипи ечип, бир қанчә қарар атлиқ вә пиядә қисимлар офитсерлирини тәрбийәләп йетиштүргән иди. Мәзкур һәрбий офитсерлар мәктипиниң қурулуш арқа көрүнүшигә қариғинимизда, тарих материяллири шуни чүшәндүридуки, 1944-йили, 12-ноябир күни ғулҗа қозғилиңи ғәлибиси нәтиҗисидә йеңидин қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң өз алдиға қойған әң муһим вәзиписи пүтүн хәлқни инқилабқа сәпәрвәр қилип, хитай гоминдаң қошунлирини йоқитип, алди билән пүтүн ил вилайитини, арқидин пүтүн уйғур диярини азад қилиштин ибарәт болған иди. Буниң үчүн һәрбий күч вә зор сандики қораллиқ миллий қошун һәл қилғуч амил һесаблинатти. Шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити һәйити 1945-йили, 1-айниң 12-күни 6-қетимлиқ йиғинини чақирип, өзиниң һәрбий ишлар назарити қурушқа аит 6-номурлуқ қарарини мақуллап, шәрқий түркистан партизанлири баш қоманданлиқ штабиниң қомандани петр романович александрофни һәрбий ишлар назирилиқиға тәйинлиди шуниңдәк йәнә мунтизим миллий армийә қуруп, унван түзүмини йолға қоюш вә мәзкур мунтизим армийә атлиқ, пиядә вә топчилар қошунидин тәркиб тепишни қарар қилди.

Бу вақитта йәнә шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити миллий армийәниң қурулушиға зөрүр болған тәйярлиқларни башливәткән болуп, әнә шуларниң бири мунтизим миллий армийәниң һәр қайси қисимлиридики баталйон, рота, извотларға командирлиқ қилидиған офитсерларни җиддий тәрбийәләш иди. Буниң үчүн алди билән 1945-йили, 1-айниң оттурилирида қорғаста үч айлиқ қисқа муддәт бойичә үч қарар һәрбий офитсерларни тәрбийәләш курси ачти. Бу курсларни пүттүргәнләр миллий армийә қурулғанда миллий армийәниң төвән дәриҗилик офитсерлири болуп хизмәт қилди.

Шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити вә миллий армийә баш қоманданлиқ штаби изчил түрдә офитсер тәрбийәләшкә әһмийәт бәргән болуп, 1945-йили, 6-айларда қорғастики қисқа муддәтлик офитсер тәрбийәләш курсиниң орниға ғулҗа баяндайда офитсерлар мәктипи ечип, совет иттипақлиқ бир һәрбий хадимларни оқутқучилиққа тәклип қилип, миллий армийәниң извот, рота вә баталйон дәриҗилик командирлирини нөвәт билән тәрбийәлиди, һәрбир қарарда 300 дин артуқ адәм тәрбийә көрди. Бу офитсерларниң бәзилири җиң, шихо вә башқа җайлардики қошунларға әвәтилип, командирлиққа тәйинләнди.

Баяндай һәрбий офитсерлар мәктипидә оқутқучилиқ қилған, һазир алмутада яшаватқан сабиқ миллий армийә офитсери батур әршидинофниң ейтишичә, ғулҗида ечилған һәрбий мәктәп, арилиқта тохтап, 1947-йили, 8-айдин башлап қайтидин ечилип, системилиқ рәвиштә җанландурулған. Баяндай һәрбий мәктипи қисқа муддәтлик һәрбий курс әмәс бәлки миллий армийә баш қоманданлиқ штаби вә шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң биваситә башқурушидики мунтизим вә системилиқ түрдә һәрбий офитсерларни тәрбийәләйдиған һәрбий мәктәп иди. Батур әршидинофниң ейтишичә, бу һәрбий мәктәпниң 1947-йили, қайта ечилишида әхмәтҗан қасиминиң буйруқи бар болуп, бу, икки мәқсәттин чиқиш қилинған, йәни, бири бу вақитта ақсудики инқилаби һәрикәтләргә қатнишип, миллий қошун билән биргә ғулҗиға чиққан пидаий яшлар вә битим бузулғанда үрүмчи, ақсу вә башқа вилайәтләрдин ғулҗиға келивалған хели көп санда яш зиялийлар бар иди. Әхмәтҗан қасими буларни һәрбийгә қобул қилиш вә һәрбий мәктәптә оқутуш арқилиқ тәминләшни қарар қилған иди. Униңдин башқа йәнә “битим” дин илгири миллий армийәниң һәр қайси қисимлиридики мутләқ көп қисим офитсерлар совет иттипақидин кәлгән қазақ, өзбек, қирғиз, уйғур, рус вә башқилар болуп, битим мунасивити билән улар қайтип кәткәндин кейин һәр қайси қисимлардики извот, рота, баталйон, полкларға көпләп офитсер керәк болди.

Шуниң билән буйруқ бойичә баяндайда миллий армийә һәрбий мәктипи ечилип, бир йиллиқ оқуш вақти өлчими бойичә һәр қайси қисимлардин һәрбий тәҗрибиси бар вә маарип тәрбийәси көргән җәңчиләр һәм бир қисим кичик офитсерлар таллап келинип мәхсус тәрбийәләнди.

Баяндай миллий армийә һәрбий офитсерлар мәктипи 1947-йили, 1948-йили, 1949-йили, үч қарар оқуғучи қобул қилип, офитсер йетиштүрди. Һәрбир қарар икки ротиға бөлүнгән болуп, бири атлиқ рота, йәнә бири пиядиләр ротиси иди. Булар 200 дин артуқ адәм болуп, буниңда 100 атлиқ вә 100 пиядә әскәрләр офитсерлири тәрбийәлинәтти. Буларниң көпинчиси әсли офитсер болмиғанлар болуп, улар яхши оқуса, йәни һәммә дәрсләрдә бәштин номур алса, оқуш пүттүргәндә уларға подпоручик унвани бериләтти. Бу йәни, бир балдақ икки юлтузлуқ пагон тақайдиған офитсерлар болатти. Оттураһал оқуғанлар пәқәт бир балдақ, бир юлтузлуқ офитсерлар болатти. Булар қисимларға бөлүнгәндә извот командири яки муавин извот командири болуп, бир йилдин кейин поручик унвани билән рота командири болалайтти.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.