Өз миллити үчүн күрәш қайнимиға киргән икки уйғур капитан (1)
2017.06.29

1949-1944-Йиллардики уйғур, қазақ, қирғиз вә башқа милләтләрниң или, тарбағатай вә алтайни асас қилған кәң көләмлик миллий азадлиқ һәрикити җәрянида қурулған миллий армийә тәркибидә һәр милләт пәрзәнтлиридин йетишип чиққан қабил офитсерлар миллий армийиниң җәңгивар мусапилиридә өз ролини җари қилдуруп, инқилабқа тегишлик һәссисини қошқанлиқи уйғур тарихи шаһитлар тәрипидин тилға елинип кәлмәктә.
Сабиқ миллий армийә қоманданлиқ штабиниң 1946-1949-йиллири арисидики сиясий бөлүминиң башлиқлири тохти ибраһим вә заһир савданоф қатарлиқлар өзлириниң миллий армийиниң өсүп-йетилиш мусапилири һәққидә язған әслимилиридә миллий армийиниң көплигән уйғур,қазақ, қирғиз, татар, рус, өзбек, туңган, шибә, моңғул офитсерлирини тилға алиду. Әнә шуларниң қатарида миллий армийиниң икки нәпәр җәңгивар офитсери сопахун совуроп билән мирзигүл насирофниң нами уйғурларниң арисида даим иптихар вә қайиллиқ туйғулири билән әслиниду.
Мәзкур икки офитсерниң бири сопахун совуроп өзи һаят әслимисини қалдурған болуп, униң “мән кәчкән кечикләр” мавзулуқ әслимиси 2010-йили нәшр қилинип оқурмәнләрниң һавалисигә сунулди.
Әмма мирзигүл насироф өзи әслимә язмиған болсиму, бирақ униң һәққидә қазақистанда бир қатар китаблар,әслимиләр, филим вә башқа мәзмундики мақалиләр елан қилинған иди.
Мәзкур икки офитсерниң нами көпинчә, 1945-йили 8-10-ай арисидики икки айлиқ ақсу уруши җәрянлири билән мунасивәтлик болуп, миллий армийиниң җәнубий фронттики җәңлири мана бу икки офитсерниң һәрбий қоманданлиқ сәнити вә батур хисләтлири билән зич бағлинишлиқ иди.
Қизиқарлиқ нуқта шуки, миллий армийиниң мәзкур икки офитсериниң һәр иккилисиниң һаят қисмәтлири мурәккәп вә мол мәзмунлуқ болуп, һәр иккилиси әслидә башқа дөләт армийисиниң офитсерлири иди. Мирзигүл насироф әслидә совет иттипақи қизил армийисиниң летинант дәриҗилик офитсери, сопахун совуроп болса әслидә гоминдаң армийисиниң капитан дәриҗилик офитсери болуп, улар ақивәттә миллий армийә сепидә җәң қилған.
1920-Йили,қазақистанниң уйғурлар зич олтурақлашқан йәттису тәвәсидики түгмән йезисида туғулуп чоң болған мирзигүл насироф 1939-йилидин 1940-йилиғичә кәтмән йезисидики 7 йиллиқ мәктәптә, 1940-1942-йиллири арисида түгмән йезисидики 7 йиллиқ мәктәптә муәллим болған. У, 1942-1944-йиллири арисида совет қизил армийисиниң лейтинант дәриҗилик офитсери сүпитидә өз извотиға қоманданлиқ қилип, гитлер армийисигә қарши җәңләргә қатнашқан. Бу һәқтә мирзигүл насирофниң оғли, алматадики чиш кесәлликлирини давалаш институтиниң оқутқучиси миршекәр насироп тохталди.
Мирзигүл насироф 1944-йилиниң ахирида, совет иттипақи компартийәси мәркизи комитети мәхсус һәрбий-сиясий мәслиһәтчиләрни ғулҗиға, йәни миллий азадлиқ һәрикәткә ярдәм беришкә әвәткәндә, башқа бир қисим уйғур вә башқа милләт офитсерлири билән илиға кәлгән.
Униң қол астида җәңчи болған, һазир алмата шәһири йенидики түрген йезисида яшаватқан нурмуһәммәт садиқофниң ейтишичә, мирзигүл насироф йәрлик миллий армийә җәңчилирини һәрбий җәһәттин тәрбийилигән һәмдә миллий армийә айрим атлиқ дивизийониниң командири болуп, ақсу тәвәсидә җәң қилишқа әвәтилгән иди.
Мирзигүл насироф 1946-йили, 7-айларда өз дөлитигә қайтип кәткәндин кейин, өмүр бойи колхоз ишлириға йетәкчилик қилип, қазақистанда даңлиқ колхоз рәислириниң бири сүпитидә тонулған һәм өмрини өзиниң туғулуп өскән түгмән йезисида өткүзүп, 88 йешида,2008-йили шу йәрдә вапат болған.