Шәрқий түркистан миллий армийәси офитсериниң җәңгаһ хатирилири (2)

Мухбиримиз үмидвар
2020.07.02
Hakim-tursun.jpg Һаким турсун садироф ( 1929-2006). Шәрқий түркистан миллий армийә офитсери, запас 1-атқучилар полки баталйон штаб башлиқи, миллий армийә һәрбий сот офитсери ( 1945-1949).
RFA/Ümidwar

1944-1949-Йиллири арисидики миллий азадлиқ инқилаб дәвридә партизан қошуни җәңчиси, шәрқий түркистан миллий армийәси офитсери, запас 1-атқучилар полки баталйон штаб башлиқи, миллий армийә һәрбий сот офитсери қатарлиқ вәзипиләрдә болуп, инқилабқа өзиниң тегишлик һәссисини қошқан һаким турсун садирофниң техи нәшр қилинмиған “миллий азадлиқ инқилаби җәрянида мән һәқдар болған ишлар” намлиқ әслимиси һазирғичә елан қилинған миллий инқилаб шаһитлириниң әслимилири ичидә бир қатар өзгичиликләргә игә. Бу болсиму һаким турсунниң пәқәт өзи биваситә қатнашқан, шаһит болған вәқәләр вә сәпдашлириниң иш-һәрикәтлирини тәпсилий, инчикә вә растчил мәйданда туруп баян қилишидур.

Һаким турсун өз әслимисидә баян қилишичә, у 1944-йили, 7-ноябир күни сәһәрдә башланған ғулҗа қозғилиңиға шу күнила қатнишип, абдукерим аббасофниң орунлаштуруши бойичә қозғилаңчиларға ярдәмлишиш, тәшвиқат варақлирини тарқитиш ишлири билән шуғулланған, арқидин бир данә милтиққа еришип, партизан әтритиниң җәңчиси сүпитидә һәрәмбағ, айродром вә ләңшаңға киривалған хитай қошунлирини қоршап йоқитиш җәңлиригә қатнашқан. Һаким турсун өз әслимисидә баян қилишичә, у асаслиқи ғулҗада яшайдиған рус яшлиридин конкин, безбарадоф қатарлиқлар командирлиқ қилған, руслар көпрәк болған әтрәт тәркибидә 80 нәччә күн айродромни қоршаш җеңигә қатнишип батурлуқ билән җәң қилған. Һазир австралийәдә яшаватқан һаким турсунниң қизи гүлбаһар ханим дадисиниң бу қолязма әслимисини нәшргә тәйярлиған болуп, униң ейтишичә, дадиси үчүн айродром җеңи унтулмас хатириләрни қалдурған вә бу униң һаятидики һаят-маматлиқ дәқиқиләр иди.

Айродром җеңи 1944-йили, 12-ноябирдин таки 1945-йили, 31-январғичә давамлашқан болуп, тарихий шаһитларниң хатирилири вә башқа мунасивәтлик материялларға қариғанда, 1944-йили, 12-ноябир күни ғулҗа қозғилаңчилири шәрқий түркистан җумһурийитини елан қилған күни ғулҗа шәһириниң асасий қисми азад қилинип, пәқәт айродром, һәрәмбағ, ләңшаңдин ибарәт үч нуқтиға хитай қошуни, сақчилири, мәмурий хадимлири вә уларниң аилә-тавабиатлири һәм бир қисим ғулҗадики хитай аһалисидин болуп, 8 миңға йеқин адәм бекинивалған. Буларға генерал ду дефу вә сав рилиң қатарлиқлар қоманданлиқ қилған. Һаким турсун әслимисидә қәйт қилишичә, бу җәңләрдә партизанлар тәрәптинму хели көп киши өлди вә яриланди. Өзи қатнашқан русларни асас қилған әтрәттики илиниң рус пидаийлириму батурлуқ билән җәң қилди. Һаким турсун әслимисидә уйғур командирлардин манап османоф исимлик кишини алаһидә тилға алған болуп, манап османоф әхмәтҗан қасиминиң ханими маһинур қасим вә кейинки атақлиқ тилшунас мирсултан османоф әпәндиләргә туғқан иди. Манап ака өзиниң алаһидә батурлуқи билән әтрәттики руслар вә уйғурларниң һөрмитигә еришкән.

Һаким турсун әслимисидә өзиниң 1945-йили, 8-апрел күни шәрқий түркистан миллий армийәси ғулҗа атқучилар иккинчи полки разведка извотиниң җәңчиси сүпитидә мәзкур қошундин айрилған 300 киши билән бирликтә миллий армийә қурулуш парадиға қатнашқанлиқини қәйт қилиду. Ғулҗа атқучилар 2-полки ғулҗа шәһиридики яшларни асас қилип қурулған болуп, униң командири ғулҗада чоң болған рус яшлиридин николай федияйеф иди. Бу полк тәркибидә бир разведка извоти болуп, 17 яшлиқ һаким турсун шу извотниң җәңчиси иди. Һаким турсунниң қизи гулһабар ханимниң қәйт қилишичә, һаким турсун затоликин командирлиқидики мәзкур извот тәркибидә җиң, майтағ, савән қатарлиқ җайлардики дүшмән арқа сәплиридә һәрикәт қилишқа қатнашқан.

Тарихий мәнбәләрдә қәйт қилинишичә, шәрқий түркистан миллий армийәси 1945-йили. 6-Айларда үч фронт бойичә уруш башлаш алдида, оттура йөнилиштики хитай қошунлириниң арқа сәплирини қалаймиқан қилиш үчүн партизанлиқ һәрикәтлири елип бериш мәқситидә рәпиқ байчурин, қазиқан, фирсоф қатарлиқ командирларниң башчилиқида мәхсус әтрәтләрни әвәткән болуп, әнә шу қатарда йәнә ғулҗа пиядиләр 2-полки вә башқа қошунлардин талланған бир әтрәтни затоликин командирлиқида мәхсус дүшмән арқа сепигиму маңдурди. Һаким турсун мәзкур әтрәтниң тәркиби вә алаһидә қораллиниши һәққидә мундақ дәп язиду: “1945-йили май айлириниң ахири болуп қалди. Әтритимизниң җәңчилири хилланмақта, яшта чоңийип қалғанлар, саламәтлик вә аилә қийинчилиқи мунасивити билән бирқанчә руслар йөткиветилип, уларниң орниға полк бойичә хилланған рус әзимәтлири кәлмәктә. Уларниң һәммиси или вилайәтлик рус гимназийәсиниң (илидики әң юқири мәктәп) оқуғучилири, инқилаб башланғандин буян соқушларға қатнишип, қәһриманлиқ җасаритини намаян қилғанлар, бәзилири һәтта 2-полкниң рота-баталионлирида командир извот, помком извот қатарлиқ вәзипиләрдә болғанлар. Бәзилири пилимотчи, зәмбирәк, минамийотчилар. Мәсилән: нилқа партизанлириниң муһим башлиқи болған полковник назароф төкүниң қәйсәр икки оғли, санитарка килава, униңдин башқа сопахун адәмлиридин ибраһим пәйҗаң, турақ бәнҗаң, достәк(таҗик) қатарлиқ бәш нәпәр җәсур җәңчиләр әтритимизгә қошулди. Әтритимизниң сани 50 нәпәр әтрапида болди. Қораллиримизму хилланмақта, үч-төт минамйот, он нәччә йеник пилимотлар(диктар, имга34) вә 20 нәччә йеңи аптомат, милтиқлиримиз совет иттипақиниң йеңи милтиқи-трийохленийка, гиранатлиримизму төт-бәш хил ишәнчлик һәм қудрити күчлүк гиранатлар. Ишқилип, разведка әтритимизниң адими аран 50 болсиму, сәпләнгән қоралларниң сапасидин қариғанда, шу вақиттики бир баталйонниң қораллиниши билән баравәрдәк болди”.

Мәзкур әтрәт миллий армийәниң 1945-йили 9-айниң бешида шиху вә җиңни азад қилиши үчүн үнүмлүк оператсийәләрни беҗирип ғулҗаға қайтип кәлди. Бирақ һаким турсун еғир ярилинип сақайғандин кейин, 1945-йили, 8-айдин 1946-йили 2-айғичә шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити катибат бөлүмидә хизмәткә орунлишиду вә бир мәзгилдин кейин ғулҗа шәһиридики запас 1-полкниң пилимот извотиниң командири вә ахирида 1-баталйонниң штаб башлиқи болиду. Һаким турсун 1947-йили ғулҗа билим юрти һәрбий штаби башлиқи, ғулҗа шәһәрлик гарнизон камендантида катип, миллий армийә алий сотидики һәрбий тәптиш оргининиң мәсул катипи, тергавчи қатарлиқ хизмәтләрдә болған. 1949-Йили 12-айдин кейин миллий армийә 5-корпусқа өзгәртилгәндә 5-корпус штабида командир лескинниң қол астида ишлиди.

Һаким турсун әслимисидә нурғун башқа һечқандақ әслимиләрдә тилға елинмиған тәпсилатлар, учурлар вә тарихи мәлуматлар бар. Мәсилән униң җиң җәң мәйданидики қәһриман зихруллам надироф һәққидики учурлири өзгичидур. Униң баян қилишичә мәшһур қәһриман зихруллам 1946-йили 7-айда һәрбий сәптин бошап юртиға қайтқандин кейин шу җайдики хәлқни бозәк қилишқа урунған бир байниң әдипини бәргәнлики үчүн һәр хил бәтнамлар чаплинип түрмигә ташланған. Әмма, мәйли генерал исһақбек вә яки әхмәтҗан қасими қатарлиқлар бу әһвалдин хәвәрсиз қалған. 1948-Йили, әхмәтҗан қасими шәрқий түркистан миллий армийәсиниң 3 йиллиқини хатириләштә зихрулламни тәқдирлимәкчи болуп издигәндә униң түрмидиликини билип, һаким турсун қатарлиқларниң издиши билән түрмидин чиқирилған һәм 4-айниң 8-күнидики мурасимда әхмәтҗан қасими зихрулламға орденини өзи тақап уни тәқдирлигән.

Һаким турсун садирофниң “миллий азадлиқ инқилаби җәрянида мән һәқдар болған ишлар” намлиқ әслимисидики бу мол мәзмунлуқ учурлар 1943-1949-йилиғичә болған арилиқтики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилаби дәврини чүшиништә муһим толуқлима ролларни ойнайду.

Һаким турсун садироф 1953-йили, һәрбий сәптин бошап, үрүмчидики кан-санаәт институтида оқуған вә оқуш пүттүргәндин кейин санаәт институти оқутқучиси болуп ишләп, пенсийәгә чиққан. 2006-Йили үрүмчидә вапат болған. У мәзкур әслимисини кесәл һаләттә йезип тамамлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.