Шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийәси ейтқан маршлар
2019.11.07
Буниңдин 75 йил илгирики, йәни 1944-йили, 12-ноябир күни қурулған шәрқий түркистан җумһурийити дөләт герби, мукәммәл қанун-түзүмлири, дөләт аппаратлири, дөләт сиясити, шуниңдәк мунтизим заманиви армийәсигә игә дуняниң илғар мустәқил җумһурийәтлириниң бири сүпитидә қәд көтүргәниди.
Шәрқий түркистан җумһурийитиниң дөләт гемнини иҗад қилиш мәсилиси даңлиқ музикантлар роза тәмбур, зикри әлпәтта вә башқилар тәрипидин музакирә қилинған һәм тутуш қилинған болсиму, техи ахирқи қарар чиқирилмиған болушиға қаримай җәңгивар һәрбий маршлар вә түрлүк һәрбий нахшилар тушму-туштин иҗад қилинип, миллий армийә тәрипидин орундалғаниди.
Миллий армийә қоманданлиқ шитаби җәңчи-офитсерларниң һәрбий паратлар, һәрбий йүрүшләр, уруш мәйданлири һәмдә башқа мунасивәтлик түрлүк паалийәтләрдә бир туташ команда бойичә һәрбий марш вә нахшиларни ейтишни миллий армийәниң һәрбий түзүми даирисигә киргүзгән болуп, мәзкур маршлар миллий қошунниң җәңгивар роһини ашурушта муһим рол ойниған. Миллий армийә қандақ һәрбий маршларни вә нахшиларни ейтқан иди? миллий армийә ейтқан марш вә нахшиларниң бир қисими рәтләнгән вә хатиригә елинған болсиму, әмма һазирғичә униң толуқ ейтип берәләйдиған шаһит қалмиған болуп, миллий армийә маршлириниң әсли аһаңлири бойичә бир қисим маршларни мәрһум миллий армийә капитани, язғучи мәсүмҗан зулпиқароф һаят вақтида, йәни 2009-йили ейтип бәргәниди.
Мәсүмҗан зулпиқарофниң ейтишичә, қәһриман миллий армийә җәңчилири команда бойичә бирдәк марш дәссәп һәрбий маршқа җүр болуп маңатти, шәһәр кочилиридин җараңлиқ марш нахшилири билән марш дәссәп өткәндә пүтүн ғулҗа шәһири аһалиси кочиларға чиқип җәңчиләргә гүлләрни чачатти вә уларниң пүтүн вәтәнни азад қилиши үчүн “амин! амин!” дәп дуа қилишатти!
Чоң һәрбий паратларда миллий армийәниң духовой, йәни пүвлимә чалғулардин түзүлгән музика әтрити түрлүк маршларни, һәрбий музикиларни орундап, парат кәйпиятини юқири пәллигә көтүрәтти.
Мәзкур һәрбий маршларда, һәрбий нахшиларда шәрқий түркистан миллий армийәсиниң җәң қилиштики түп нишани, муддиаси шуниңдәк уларниң азадлиқ күриши йолидики батур вә қәйсәр роһи ипадиләнгән.
Миллий армийә ейтқан нахшиларниң түрлири бир қәдәр көп болуп, уларниң ичидә “миллий қошун биз”, “хәлқ әскири”, “салам рәһбиримиз” қатарлиқ нахшилар марш түсини алған болуп, даим ейтилған.
Мәсүмҗан зулпиқароф есидә қалған “миллий қошун биз”, “салам рәһбиримиз” вә “хәлқ әскири” намлиқ нахшиларни орундап бәрди.
Омумән, һәрбий марш бир армийәниң роһи қияпити, җәңгиварлиқини намаян қилидиған вә көтүридиған һәм роһи озуқ беғишлайдиған мәниви таянчлардин һесаблиниду. Шуңа шәрқий түркистан миллий армийәсиму һәрбий марш вә нахшиларға алаһидә әһмийәт бәргән.
Шәрқий түркистан миллий армийәсиниң һәрбий маршлириниң мәшһурлиридин бир қисминиң музикисини ким язғанлиқи намәлум болсиму, әмма бу маршларниң текистлирини шаир зәйнидин салийоф қатарлиқлар язған дегән қараш бар. Әмма әйни вақитта көплигән уйғур шаирлири бар болуп, уларниң көпинчиси бу хизмәткә қатнашқаниди.
“миллий қошун биз”, “салам рәһбиримиз” вә “хәлқ әскири” шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийәсиниң әң мәшһур маршлири болуп, буниңда миллий армийәниң қәһриманлиқи, батурлуқи, полаттәк ирадиси, пүтүн шәрқий түркистанни, ана вәтәнни басқунчиларниң қолидин азад қилип, дүшмәнни кәлгән йеригә қоғливетиштәк түп сиясий нишани әкис әткән.
Миллий армийә нахшилирини хатирилигән мәсүмҗан зулпиқароф 1925-йили ғулҗида туғулған, 1944-йили, миллий инқилабқа қатнишип таки 1954-йилиғичә миллий армийә вә кейинки 5-корпуста ишләп, 1955-йили сабиқ совет иттипақиға көчүп кәткән һәм қазақистанда мәшһур язғучи сүпитидә “янар тағлар”, “сәррап” қатарлиқ нәччә онлиған тарихий роман вә башқа әсәрләрни нәшир қилдуруп, 2012-йили алмута шәһиридә 87 йешида вапат болғаниди.