сабиқ миллий армийә җәңчиси: биз манас дәряси бойида тиркишип турған идуқ (1)

بىشكەكتىكى «ئىتتىپاق» جەمئىيىتىنىڭ ئۇيۇشتۇرۇشى بىلەن ئۆتكۈزۈلگەن شەرقىي تۈركىستان جۇمھۇرىيىتى مىللىي ئارمىيىسى قۇرۇلغانلىقىنىڭ 72 يىللىقىنى خاتىرىلەش پائالىيىتىدە شېھىتلارنىڭ روھىغا دۇئا قىلماقتا. 2017-يىلى 8-ئاپرېل.
бишкәктики "иттипақ" җәмийитиниң уюштуруши билән өткүзүлгән шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийиси қурулғанлиқиниң 72 йиллиқини хатириләш паалийитидә шеһитларниң роһиға дуа қилмақта. 2017-йили 8-апрел. (RFA/Firuze)

0:00 / 0:00

1944-1949-йиллардики уйғур, қазақ қатарлиқ милләтләрниң миллий азадлиқ инқилаб тарихида, 1945-йили, 8-апрел күни қурулған миллий армийәниң бесип өткән җәңгивар мусапилири муһим вә шанлиқ бир сәһипә һесаблиниду.

миллий азадлиқ инқилаб тарихи шаһитлиридин мәрһум заһир савданофниң үрүмчидә нәшр қилинған "манас дәрясидин қайтиш", тохти ибраһимниң "миллий армийәниң җәңгивар мусаписи" қатарлиқ китаблири вә башқиларниң әслимилиридин мәлум болушичә, 1945-йили, 8-апрел күни миллий армийә қурулғанда 7 полк вә бәш баталйондин тәркиб тапқан болуп, әнә шу 7 полк ичидә үч пиядиләр полки бар иди. мәзкур үч пиядиләр полки сүйдүң пиядиләр полки, ғулҗа азадлиқ нишанлиқ пиядиләр 2‏-полки вә ғулҗа запас пиядиләр 4-полкидин ибарәттур.

әнә шу сабиқ азад нишанлиқ пиядиләр 2-полкиниң қирғизистанниң бишкәк шәһиридики сабиқ җәңчиси абдурешит әпәнди өзиниң миллий инқилабқа қатнишиш, йәни миллий армийәниң 2-пиядиләр полкиға җәңчи болуп киргәндин кейин таки 1946-йили, 7-айда манас дәрясидин қайтқанға қәдәр болған җәрянда көргән-билгәнлирини әслиди. абдурешит әпәндиниң әслишичә, у бир қисим яшлар билән бирликтә миллий армийәниң 2-пиядиләр полкиға 1946-йили, 3-айларда җәңчи болуп кирип, манас алдинқи сепидә турған. бу дәл миллий армийиниң манас дәряси бойида гоминдаң билән тиркишип туруватқанлиқиға 6 ай әтрапида болған вақит иди.

пиядә 2-полк билән запас 4-полк ғулҗа шәһири вә униң әтрапидики уйғур яшлирини асасий гәвдә қилип қурулған, сүйдүң пиядиләр полки болса, сүйдүң, қорғас қатарлиқ җайлардики уйғурларни асас қилип қурулған болуп, мәзкур үч пиядиләр полки 1945-йили, 9-айниң 4-9-күнлириғичә болған арилиқта җиң вә шихо җәңлиригә қатнишип, һәл қилғуч рол ойниған. ғулҗа 2-пиядиләр полки, 1945-йили, 9-айниң оттурилирида җиңдин манас дәряси бойиға келип, буйруқ бойичә һуҗумлирини тохтитип, мудапиә истиһкамлирини қуруп, 10 айға йеқин вақит давамлашқан мудапиәдә туруш мусаписини башлайду.

абдурешит әпәндиниң әслишичә, ғулҗа пиядиләр полкиниң командирлар тәркибидә дәсләпки вақитларда совет иттипақидин кәлгән бир қисим офитсерлар, җүмлидин руслар командирлиқ вәзипилирини атқурған. мундақ болушидики сәвәб, мәзкур руслар мол һәрбий командирлиқ қилиш тәҗрибисигә игә иди.

бирақ, 1946-йили, 6-айдики 11 маддилиқ "битим" имзалиниш алдида совет иттипақидин кәлгән рус вә башқа милләт командирлири вәтинигә кетип, уйғурлар пүтүн командирлиқ вәзиписини зиммисигә алған вә ғулҗа 2-полк билән запас 4-полк бирләштүрүветилгән.

америкидики уйғур тарихи тәтқиқатчиси доктор қаһар баратниң ейтишичә, совет иттипақиниң оттуриға чүшиши билән 1945-йили, 9-айда миллий армийә һуҗумлирини тохтатқан вә гоминдаң һөкүмити билән шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитини арисида тинчлиқ сөһбити башланған иди.

миллий армийә 2-пиядиләр вә 4-запас полкиниң манас дәряси бойида узун вақит мудапиәдә туруши әйни вақиттики миллий армийә баш қоманданлиқ штаби вә шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитигә москвадин кәлгән бесим билән мунасивәтлик болуп, әнә шу полклардики советлик офитсерлар мәхсус бу буйруқни әмәлгә ашуратти.

абдурешит әпәнди қатарлиқ 2-полк җәңчилири манас дәряси бойида таки 1946-йили, 7-айғичә гоминдаң қошунлири билән йүзму-йүз тиркишип турған.