Муһаммәт қасим түркистани вә униң тарих тәтқиқати тоғрисида

Мухбиримиз әркин тарим
2014.05.18


Оттура асия вә түркийәдин қалса әң көп уйғур олтурақлашқан дөләтләрдин бири сәуди әрәбистан. Әпсуски сәуди әрәбистандики 1 - 2 - әвлат уйғурлар вапат болуп, түгәй дәп қалған болуп, үчинчи әвлад уйғурлар ана тилини унтуп кәткән.

Бу йәрдики пешқәдәм уйғурлар өз әвлатлириға уйғурларниң тарихини йезип қалдуруш үчүн көп күч чиқармақта. Булардин бири 86 яштики муһаммәт қасим түркистани әпәндидур. У, қәшқәрдә бир мәрипәтпәрвәр аиләдә дуняға кәлгән. Дадиси абдуррәһим һаҗи оқуған тиҗарәтчи болуп, уни әйни вақиттики қәшқәрдики мәдрисиләрдә оқутқан. У, пәнний билимләрдин башқа әрәп, парс тиллириниму пухта өгәнгән. 1949 - Йили комунист хитай армийәси кириштин бурун улар вәтинидин айрилған. Бирмәзгил һиндистанда турғандин кейин 1950 - йили 3 - айда сәуди әрәбистанға келип олтурақлашқан. У, сәуди әрәбистанниң мәшһур мәдрәслиридин фәләқ мәдрисидә 8 йил оқуған.

Бу йил 86 яшқа киргән муһаммәт қасим түркистани әпәнди мәмәтемин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ әсирини әрәпчигә тәрҗимә қилип нәшир қилдурғандин башқа, “тарихта өткән мәшһур уйғур шәхисләр”намлиқ чоң типлиқ әсәрни әрәп тилида нәшир қилдурған. Бу әсәргә қәдимдин бүгүнгичә уйғур тарихида өткән 1200 әтрапида мәшһур шәхсниң иш - излири, тарихта қошқан төһпилири баян қилинған. Муһаммәт қасим түркистани яшинип қалған болғачқа радиомизған гәп қилалмиди. Униң әсәрлири тоғрисида техиму тәпсили мәлумат елиш үчүн йеқинда уни йоқлап кәлгән сабиқ шәрқий түркистан вәқпиниң баш катипи һамут гөктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, муһаммәт қасим түркистаниниң 10 миң парчидин артуқ китаб қоюлған аилә күтүпханиси билән әрәп тилида тәйярлиған бу икки әсирини көргәндин кейин интайин тәсирләнгәнликини, бу әсәрләрниң әрәп дунясида әрәплишип кәткән уйғурларға вә әрәбләргә уйғурларни тонутуш үчүн бәкла муһим икәнликини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.