Мунир йерзин: мени рәһбиримиз әхмәтҗан қасими алтайға мәхсус мухбирлиққа әвәткән иди

Мухбиримиз үмидвар
2018.11.01
munir-erzin-90-tewellut-1.jpg Атақлиқ тарихчи, қазақистандики уйғуршунаслиқ илминиң асасчилиридин бири мунир ерзинниң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2017-Йили декабир, алмута.
RFA/Oyghan

Һазир қазақистанниң алмута шәһиридә яшаватқан пешқәдәм уйғуршунас, 1947-1949-йиллири ғулҗида нәшр қилинған “инқилаби шәрқий түркистан” гезитидә хизмәт қилған 91 яшлиқ тарихий шаһит мунир йерзин әпәнди өзиниң миллий азадлиқ инқилаб дәвридә көргәнлирини баян қилип, 1948-йили, 10-айда “инқилаби шәрқий түркистан” гезитиниң өзини алтайда турушлуқ мәхсус мухбир сүпитидә алтайға хизмәткә әвәткәнликини әслиди.

“инқилаби шәрқий түркистан” гезитиниң мухбири мунир йерзин әпәнди алтайға меңиш алдида миллий азадлиқ инқилаб рәһбири әхмәтҗан қасими уни өз ишханисида қобул қилип, униң хизмәтлири һәққидә биваситә көрсәтмә бәргән. Әхмәтҗан қасими униңдин алтайға барғандин кейин, алтайдики хәлқләрниң илиға болған чүшәнчилирини ашуруш, шәрқий түркистанниң үч вилайитиниң өзара бирликини күчәйтиш һәққидә тиришип ишләшни тәләп қилған. Чүнки, бу вақит алтайда осман ислам исян көтүрүп, миллий армийә уни алтайдин қоғлап чиқарған һәм алтайға дәлилқан сугурбайеф валийлиққа тәйинлинип, бир йил болған чағ иди.

Әхмәтҗан қасими мунир йерзинниң вә башқа миңлиған кишиләрниң қәлбидә чоңқур тәсират қалдурған, қабил рәһбәр иди.

У әхмәтҗан қасиминиң пүтүн иш-һәрикәтлири, сөз-нутуқлири арқилиқ җаң җиҗоң, соң шилйән қатарлиқ хитай чоң милләтчи һәрбий-сиясий әмәлдарлири билән йүзму-йүз сиясий күрәш қилип, әйни вақиттики миллий азадлиқ һәрикитигә йетәкчилик қилғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, әхмәтҗан қасими “‛үч вилайәт һөкүмити‚ дәп аталған әмәлийәттики шәрқий түркистан җумһурийитиниң һәрбий-сиясий, сода-иқтисадий вә мәдәнийәт җәһәтләрдин раваҗлинип, хитай тәрәпниң мәзкур һөкүмәтни иқтисадий қамал арқилиқ йоқитиш, милләтләр арисиға зиддийәт селиш, йәни қазақлар вә башқа милләтләрни уйғурларға қарши қоюш арқилиқ парчилап йоқитиш тактикисини мәғлуп қилған күчлүк сиясий рәһбәр иди. У, пәқәт үч вилайәттики хәлқләрла әмәс, бәлки йәттә вилайәттики хәлқ аммисиниң мәнпәәтлири үчүнму күрәш қилған иди”.

Униң қаришичә, мәйли әлихан төрә вә яки әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләр болсун, улар баштин ахири өзлириниң миллий азадлиқ һәрикитигә рәһбәрлик қилиши җәрянида совет иттипақиниң ярдимигә вә қоллишиға еришкән. Һәтта қазақларниң осман батур, дәлилқан қатарлиқ башлиқлириму охшашла совет иттипақиниң ярдимигә еришкән иди. Униң ейтишичә, әмма, хәлқниң ахирқи үмиди вә күрәш нишани билән совет иттипақиниң нишани охшаш чиқмиди, ақивәттә совет иттипақи шәрқий түркистанниң хитай коммунистлири тәрипидин игилинишигә йол ачти вә 5 йиллиқ миллий азадлиқ инқилаби паҗиәлик хуласиләнди. Совет иттипақи бу инқилабларни өзиниң сиясий, сода-иқтисадий мәнпәәтлири вә йәр-асти байлиқларға еришиши үчүн пайдиланған болуп, һечқачан бу хәлқниң мустәқиллиқини вә азадлиқини халиған әмәс.

Мунир йерзин алтайға барғандин кейин, дәлилқан сугурбайефниң қизғин қарши елишиға еришкән. Дәлилқан сугурбайеф баштин ахири шәрқий түркистан җумһурийити вә униң рәһбәрлири - әлихан төрә вә әхмәтҗан қасими қатарлиқларни һимайә қилип, ғулҗа һөкүмитигә болған тәвәликини сақлиған иди. Болупму у әхмәтҗан қасимини наһайити һөрмәт қилған.

Мунир йерзин алтайда 10 ай әтрапида ишләп, 1949-йилиниң яз айлирида ғулҗиға қайтип келип, өз хизмитини давамлаштурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.