Нәзәрғоҗа абдусәмәтоф совет түзүмидин қечип ғулҗида яшиған иди
2017.09.21
Мәлумки, 20-әсирдә йәттисуниң сиясий, иҗтимаий вә мәдәний һаятида муһим рол ойниған шәхсләрниң бири нәзәрғоҗа абдусәмәтоф уйғур хәлқиниң өтмүш тарихини тикләш, мәдәнийитини раваҗландуш йолида көп әмгәк қилған тәрәққийпәрвәр шәхсләрниң биридур.
Униң хәлқни ғәпләт уйқусидин ойғитишқа қаритилған көплигән шеирлири, һекайилири, мақалилири “учқун”, “кәмбәғәлләр авази”, “яш уйғур”, “биринчи чамдам” ға охшаш мәтбуат сәһипилиридә “уйғур балиси” тәхәллуси билән мәлум болған иди. Н. Абдусемәтоф йәттисуда совет һакимийитини орнитишқа актип қатнашқан дөләт вә җәмийәт әрбаби абдулла розибақийеф билән йеқин мунасивәттә болған. Кейинки вақитларда н. Абдусемәтоф йәттису коммунистлириниң өлкилик бюроси йенидики илмий һәйәтниң әзаси болған, кейинрәк а. Розибақийеф тәрипидин униң рәисликигә тәвсийә қилинған иди.
Өткән әсирниң 20-йиллириниң ахирлиридин башлап пүткүл совет иттипақи миқясида әвҗ алған сталин сиясий тәқипләшлириниң ақивәтлири йәттисудиму қаттиқ болди. Совет коммунистик партийисиниң 1928-йили яз ейида қобул қилған “сотсиялизм қурулушини аяғлаштурғичә синипий күрәшни күчәйтиш” нәзәрийиси асасида миңлиған илғар пикирлик шәхсләр, һәр саһә мутәхәссислири, зиялийлар, һәрбийләр, партийә вә җәмийәт әрбаблири “советқа қарши чиқти” дегән әйиб билән түрмиләргә ташланди, сүргүн қилинди, етип ташланди. Һазир алмата шәһиридә истиқамәт қиливатқан тонулған қазақистанлиқ журналист ядикар сабитофниң ейтишичә, бу “қара тизим”ға киргәнләрниң ичидә н. Абдусемәтофму болуп, у тар милләтчиликтә әйибләнгән, әмма дәл шу мәзгилдә а. Розибақийефниң ярдими билән уйғур елигә чиқип кетип, аман қалған. Й. Сабитофниң сөзлиригә қариғанда, н. Абдусемәтоф буниңдин илгириму, йәни 1918-вә 1919-йиллар арилиқида ғулҗа шәһиридә болған һәм бу йәрдики хәлқниң зулуми астида азаб чекиватқанлиқини өз көзи билән көргән. Шу вақтида н. Абдусемәтоф өзиниң “мәзлум яшларниң зари” намлиқ шеирини язған.
Й. Сабитоф н. Абдусемәтофниң 1929-йили өз аилиси билән уйғур дияриға көчүп чиққандиму бу йәрдики әһвалниң илгирикидәк паҗиәлик болғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “лекин униң уйғурлар дияриға көчүп кәлгәндин кейин, өзигә охшаш илғар затлар билән һәмкарлишип, бу йәрниң йеңичә маарип, мәдәнийәт ишлириға мәниви вә маддий җәһәттин ярдәм бәргәнлики мәлум. Истедатлиқ қәләм саһиби, өткүр мәрипәтчи вә тарихчи иминҗан баһавудун аилисидин панаһ тапиду. Бу һәқтә иминҗан баһавудунниң оғли абдушүкүр имин мундақ дәп әсләйду: “кеңәш иттипақида зорлуқ билән коллектиплаштуруш вә “кулаклар” дәп аталған һаллиқ деһқанларни йоқитиш һәрикити әвҗ елиши билән тәңла 1928-йили рус милләтчилики вә миллий мәнсәппәрәслики қанат йейип, миңлиған азсанлиқ милләт зиялийлириға наһәқ зәрбә берилиду. Шуларниң қатарда кеңәш уйғур шаири, тарихчиси нәзәрғоҗа абдусемәтоф наһәқ қарилинип, қолға елиниш алдида чапчалға қарашлиқ хонихай мазарға һазирқи қазақистан тәвәсидики ғалҗаттин қайтип келип, аилиси көчүп кәлгүчә бизниң өйдә панаһлиниду. Бу дәл дадам иминҗан баһавудунниң “или тарихини” йезиватқан мәзгиллиригә тоғра келиду. “уйғур балиси” нәзәрғоҗа абдусемәтофниң мана мушундақ вақитта дадамни панаһ тартип келиши пүтмәс-түгимәс хушал қиларлиқ иш иди. Дадам бу мубарәк зат билән тарих тәтқиқати һәққидә кәң-кушадә параңлишиш, униң “или таранчи тарихи” намлиқ әсәридики тәпсилатлардин пайдилиниш имканийитигә еришиду”.
Й, сабитофниң дейишичә, н. Абдусемәтоф юртдашлири болған ғалҗатлиқлар көпрәк көчүп кәлгән җағистай йезисиға орунлашқан. У мәзкур йезида яшаватқан чағлирида “хуштурмән” намлиқ дастанни, “делмук тағ бағридики уйғур йезилири” намлиқ мақалә вә башқиму әмгәкләрни язған. Буниңдин ташқири у бу йәрдә “бирлик” мәктипини қуруш ишиниң тәшәббускари болған һәм униңға маддий җәһәттинму ярдәм көрсәткән. 1940-Йиллардин тартип “бирлик” мәктәп сәһнисидә шаирниң қәлимигә мәнсуп “нузугум” вә “омақ билән амрақ” намлиқ әсәрлири сәһниләштүрүлиду. Н. Абдусемәтоф җағистай аһалисини наданлиқтин, хурапийлиқтин ойғитиш, йеңилиққа, пән-маарипқа башлаш йолида көп әмгәк қилған иди.
Й. Сабитоф сөзини давам қилип, йәнә мундақ деди: “уйғурлар диярида 1944-йили миллий-азадлиқ инқилаби партлап, гоминдаң хитай һакимийити или, алтай, тарбағатай вилайәтлиридә ғулитилип, шәрқий түркистан җумһурийити қурулғандин кейин, 1948-йили сентәбирдә инқилаб рәһбири әхмәтҗан қасими җағистайға қәдәм тәшрип қилиду. Шу чағда мәхсус нәзәрғоҗа абдусемәтофниң өйигә бариду вә кишиләр алдида нәзәрғоҗини “мениң устазим” дәп атап, униңға алаһидә һөрмәт билдүриду. Әнә шу вақитта әхмәтҗан қасими нәзәрғоҗиниң һәмраһлиқида җағистайдики “бирлик” мәктипини зиярәт қилиду һәм мәзкур билим дәргаһиға “кишилик җәмийәттә оқутқучиниң меһнитидин улуғ меһнәт йоқ” дегән беғишлимини йезип қалдуриду. Шундақла мушу учришишта ә. Қасими нәзәрғоҗиға уйғур тарихини йезиш илтимасини қилған. Бәзи хәвәрдар кишиләрниң тәкитлишигә қариғанда, нәзәрғоҗа абдусемәтоф уйғур тарихини йезип, әхмәтҗан қасимиға тапшурған. Лекин бу қолязминиң кейинки тәқдири тоғрилиқ мәлумат йоқ”.
Биз н. Абдусемәтофниң алмата шәһириниң горний гигант мәһәллисидә истиқамәт қиливатқан күйоғли мәхсут ибраһимофқа мураҗиәт қилғинимизда у н. Абдусемәтофниң уйғур елидики һаяти һәққидә өз әслимилирини оттуриға қойған иди.