Осман батурни өлтүрүш оператсийәси: моңғулийилик алаһидә хадим сәилханниң 70 йилдин кейинки иқрари

Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.09.22
osman-batur-1951-305.png Осман батурниң хитай хәлқ азатлиқ армийәсиниң қолиға чүшүштин илгирики әң ахириқи бир парчә сүрити, 1951 - йил феврал, чиңхәй гәскөл
RFA/Qutlan


Осман ислам оғли (1899 - 1951) өткән әсирниң 40 - йилирида уйғур елиниң шималий қисмида йүз бәргән зор тарихий вәқәләрдә сәһнигә чиққан мурәккәп шәхс. У дәсләп алтай қазақлириниң 1940 - йилидин башланған шеңшисәйгә қарши қозғилаңлириға қатнишип даңқ чиқарған. 1941 - Йилидин кейин тәтриҗий һалда қозғилаңчиларниң йетәкчисигә айланған.

1943 - Йилидин 1945 - йилиға қәдәр алтайда шеңшисәй вә гоминдаң армийәси билән көп қетим уруш қилип тонулған. 1945 - Йили миллий армийә алтайға киргәндин кейин елихан төриниң пәрмани билән алтай вилайитиниң валийлиқиға тәйинләңән. Битимдин кейин үрүмчидә қурулған бирләшмә һөкүмәтниң һәйити, қошумчә алтай вилайитиниң валиси болған. 1947 - Йилидин кейин или тәрәптин бөлүнүп чиқип гоминдаң тәрәпкә маһил болған. Дәсләп совет иттипақи вә или тәрәп билән йошурун қаршилашқан болса 1947 - йилиниң ахиридин башлап миллий армийә билән очуқ - ашкара уруш қилған. Осман ислам оғли 1949 - йили 10 - айдин башлап уйғур елигә киргән хитай хәлқ азадлиқ армийисигә қарши партизанлиқ уруши елип барған. 1950 - Йилиниң ахири у хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң қоғлап һуҗум қилиши билән чиңхәй өлкисидә тутулған. 1951 - Йилиниң бешида үрүмчидә өлүм җазасиға һөкүм қилинип өлтүрүлгән.

Уйғур елиниң 1940 - йиллардики тарихида бир мәһәл ғулғула қозғиған осман ислам оғли өз дәвридики алтай қазақлири арисидила әмәс, бәлки гоминдаң даирилири һәмдә хәлқара ахбаратлардиму даңдар шәхскә айланған. У әйни дәврдә өзиниң қорқумсизлиқи, күчтүңгүрлики вә тәвәккүлчилики билән қазақ қозғилаңчилириниң арисида “осман батур” нами билән тонулған болса, сиясий җәһәттики мәвқәсизлики, өзгиришчанлиқи вә мәнпәәт җәһәттин гоминдаңға бағланғанлиқи сәвәблик 1947 - йилидин кейин үч вилайәт һөкүмити, совет иттипақи вә моңғулийә тәрәптин хәтәрлик яки гуманлиқ шәхс дәп қаралған. 1951 - Йили хитай һөкүмити тәрипидин бастурулуп “бандит”, “әксилинқилабчи” дейилгән болса муһаҗирәттики қазақ җамаәтчилики тәрипидин “миллий қәһриман” сүпитидә тәрипләнгән. Һәтта қазақистан мустәқил болғандин кейин “осман батур” намида қазақчә тәрҗимиһали қайта йезилип нәшир қилинған.

1940 - Йилларда моңғолийә дөләт хәвпсизлик идариси тәрипидин осман батурни қәстләп өлтүрүш үчүн икки қетим уйғур елигә әвәтилгән алаһидә хадим бүргитбай сәилханниң сүрити (мәнбә: уланбатурда чиқидиған “бүгүн” намлиқ хәвәрләр гезити, 2010 - йил 26 - апрел сани) (RFA/Qutlan)
1940 - Йилларда моңғолийә дөләт хәвпсизлик идариси тәрипидин осман батурни қәстләп өлтүрүш үчүн икки қетим уйғур елигә әвәтилгән алаһидә хадим бүргитбай сәилханниң сүрити (мәнбә: уланбатурда чиқидиған “бүгүн” намлиқ хәвәрләр гезити, 2010 - йил 26 - апрел сани) (RFA/Qutlan)

Осман ислам оғли вә униң тарихтики орни һәққидә һәққидә патихан сугурбайеф, линда бенсон қатарлиқ кишиләр охшимиған нуқтилардин әслимә вә тарихий мақалиларни йезип елан қилған.

Моңғулийә пайтәхти уланбатурда чиқидиған “өнөдөр” (йәни монғулчә “бүгүн”) гезитиниң 2010 - йиллиқ 26 - апрел санида буниңдин 70 йил бурун моңғулийә дөләт хәвпсизлик идариси үчүн хизмәт қилған алаһидә хадим сәилхан бүргитбайниң әслимиси елан қилинған. Мәзкур әслимидә алаһидә хадим сәилханниң 1943 - йилидин 1949 - йилиғичә моңғулийә тәрәптин мәхпий түрдә уйғур елигә җасуслуққа әвәтилгәнлики өз баянидин берилгән. Әслимидә алтай қазақлириниң рәһбири болған осман ислам оғлиниң или инқилабидин йүз өрүши вә гоминдаң билән бирлишиши сәвәблик моңғулийә тәрәп уйғур елиға икки қетим алаһидә гуруппа әвәтип уни мәхпий өлтүрүш оператсийиси уюштурғанлиқи ашкара қилинған.

Әслимидин мәлум болушичә, 1943 - йили әмдила 16 яшқа киргән қазақ йигити сәилхан оттура мәктәптин талливелинип моңғулийә дөләт хәвпсизлик идарисидә мәхсус тәрбийәлиниду. Униң һәм әрәб елиббәси асасидики уйғур вә қазақ йезиқлирини пухта билиши һәм моңғулчә тил - йезиқта раван болуши сәвәблик узақ өтмәйла мәхпий түрдә моңғулийиниң уйғур ели чеграсиға орунлаштурған булган 5 - дивизийәсиниң алаһидә хизмәт гурупписиға әвәтилиду. Бу йәрдә у җасуслуққа даир билимләр вә алаһидә хадимларниң ахбарат игиләш техникилирини өгиниду. Буйруқ бойичә өз салаһитини мәхпий тутиду.

1943 - Йилиниң ахири шеңшисәй армийәсиниң қаттиқ һуҗуми билән чиқиш йоли тапалмай қалған осман ислам оғли бир қисим қазақ қозғилаңчилирини башлап монғолийә чеграсиға қечип кириду вә вақитлиқ панаһлиқ тиләйду. Монғолийә хәлқ җумһурийитиниң рәиси, маршал чойбалсан совет иттипақиниң тәклипи билән 1944 - йили февралда моңғулийә чегрисидин мөкүнүп туруватқан осман ислам оғли билән мәхпий көрүшиду. Шуниңдин кейин осман ислам оғли алтайға қайтип моңғулийиниң мәхпий һалда қурал - ярағ тәминлиши билән шеңшисәйгә қарши урушни давамлаштуриду. Һалбуки, 1944 - йили 9 - айда или инқилаби йүз берип наһайити тезликтә үч вилайәт даирисидә ғәлбә қилғандин кейин осман ислам оғлиниң сиясий мәвқәсидә өзгириш болиду. Униң коммунизимға вә совет иттипақиға болған йошурун қаршилиқи наһайити тезликтә кгб һәмдә монғолийә дөләт хәвпсизлик орунлири тәрипидин байқивелиниду.

Дәл мушу мәзгилдә алаһидә хадим сәилхан бүргитбай монғолийә дөләт хәвпсизлик идарисиниң мәхпий йолйоруқи билән чеградин мәхпий өтиду һәмдә “сараҗан” дегән исим билән санҗи әтрапида пәйда болиду. У шу йилларда үрүмчи билән алтай арилиқида тинимсиз қатрап йүрүп, илгири совет иттипақи вә моңолийә тәрәптин мәхпий киргүзүлгән яки йәрлик хәлқ ичидин йетиштүрүлгән җасуслар билән тор қуриду. Бу мәзгилләрдә осман ислам оғлиниң гоминдаң һөкүмити билән болған мәхпий алақиси һәмдә совет иттипақи яки монғолийәгә қарши һәрикәт пилани һәққидә ахбарат игиләш сәилханниң муһим вәзиписи қилиниду. Узун өтмәйла моңолийә дөләт хәвпсизлик идариси сәилханни өз ичигә алған алаһидә һәрикәт гурупписи тәшкилләп осман ислам оғлини йошурун өлтүрүш оператсийәси тәшкилләйду. Сәилхан буйруқ бойичә акисини издигән йитим бала “сараҗан” дегән сахта нам билән осман ислам оғлиниң қешиға толуқ тәйярлинип бариду. Бу осман батурниң уланбайда чедир тутуп гоминдаң тәрәп айрупилан билән әвәткән алаһидә дохтурға көзини давалитиватқан мәзгили болуп, муһапизәт бәкму чиң болғачқа сәилхан қол селишқа җүрәт қилалмайду.

Бәйтик вәқәсидин кейин моңғулийә тәрәп осман ислам оғлини өлтүрүш үчүн иккинчи қетим мәхпий һәрикәт тәшкилләйду. Бу қетимлиқ оператсийиниң оңушлуқ болуши үчүн моңғулийә дөләт хәвпсизлик идариси өмүрлүк қамаққа елинған сағадай исимлик қазақ тутқунни түрмидин бошитип уйғур елигә әвәтиду. Осман батурни өлтүрүш бәдилигә түрмидин бошитилиш имтиязи вәдә қилинған бу киши өз гурупписини башлап алаһидә хадим сәилханниң учур бериши билән һәрикәтни башлайду. Һалбуки, намәлум кишиләрниң осман ислам оғлиға бу сүйқәстлик һәрикәттин алдин учур бериши билән бу қетимлиқ оператсийиму ишқа ашмайду.

Шундин кейин, сағадай моңғулийигә қайтурулуп из - дерәксиз ғайип болиду. Сәилхан уйғур елидә давамлиқ җасуслуқ һәрикәтлири билән шоғуллинип, 1949 - йили 10 - айда хитай хәлқ азадлиқ армийиси үрүмчигә йетип кәлгәндә буйруқ бойичә дөлитигә қайтиду. Сәилхан бүргитбай моңғулийигә қайтқандин кейин таки 1959 - йилиғичә қобду вә баян өлгий өлкилиридә армийә ичидики алаһидә хадим сүпитидә хизмәт қилиду. 1960 - Йилидин таки 1990 - йилиғичә уланбатурдики һаварайи идарисидә ишләп пенсийәгә чиқиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.