“тарих вә бүгүн” (2013 - йили 30 - июн)
2013.06.30
![qazaqistan-uyghur-mektep-yash-senetkar.JPG qazaqistan-uyghur-mektep-yash-senetkar.JPG](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/maarip/qazaqistan-uyghur-05272013125902.html/qazaqistan-uyghur-mektep-yash-senetkar.JPG/@@images/91be2dea-1594-4e5e-9a5c-c29ed7316f84.jpeg)
“тарих вә бүгүн” программисиниң бу йәкшәнбилик қисимида қазақистан уйғурлириниң тәрәққият мусапилири вә уларниң мәдәнийәт вә миллий кимлик мәсилилири шуниңдәк тарихчи вә язғучи мәрһум мәсүмҗан зулпиқарофниң ахирқи иҗадий паалийәтлири һәққидә сөз болиду.
Қазақистан уйғурлириң ортақ уйғур миллий кимлик идийиси күчәймәктә
Қазақистан җумһурийити оттура асиядики уйғур аһалиси әң көп яшайдиған вә өз миллий мәдәнийити, маарипи, сәнити вә өрп - адәтлирини яхши сақлап, уни техиму раваҗландуруш имканийитигә игә болған мәмликәттур. Уйғурлар өзлирини бу мәмликәтниң һоқуқта баравәр пуқралири һесаблап, қазақистанниң тәрәққияти вә гүллиниши үчүн бир үлүш һәссә қошти, қазақ хәлқини өз қан - қериндашлири тәриқисидә көрүп, улар билән бузулмас достлуқ вә қериндашлиқ әнәниви мунасивити орнатти.
Қазақистан уйғурлири өзигә хас миллий мәдәнийәт вә маарип тәрәққият җәрянлирини бесип өтти. Нөвәттә, улар өз миллий маарипини техиму раваҗландуруш үчүн тиришмақта. Алмутадики уйғур зиялийлириниң қаришич яшлар арисида өз ана тилини өгинишни өз ичигә алған миллий кимлик туйғулири күчәймәктә. Бу совет иттипақи йимирилгәндин кейин аста - аста пәйда болуп, барғансери күчийиватқан йеңи йүзлиништур. Бу һәқтә алмута дөләт университетиниң оқутқучиси, доктор руслан арзийеф, туран университетиниң оқутқучиси абләт камалоф қатарлиқлар мәхсус тохталди.
Бу йил, уйғурларниң 1881 - 1883 - йиллири арисида кәң көләмдә йәттәсу вадисиға көчкинигә сақ 130 йил болди.
Мәлумки, қазақистанниң шәрқий җәнубидики йәттәсу райони уйғурларниң ана маканлиридин бири, уйғур хәлқи бу земиндики қазақ, қирғиз вә башқа хәлқләр билән йеқин қошна вә қериндашлиқ әнәнисини раваҗландуруп кәлмәктә. Уйғурларниң йәттәсу районида көпийиши 1860 - 1880 - йиллиридики уйғур қатарлиқ хәлқләрниң қозғилаңлири вә русийә билән чиң сулалиси оттурисида шәртнамә түзүлүши билән мунасивәтликтур
1881 - Йили 24 - феврал күни чар русийә билән мәнчиң сулалиси“петербург шәртнамиси” имзалап, или чар русийә тәрипидин қайтуруп берилгәндин кейин, 1882 - йили баһардин 1884 - йилиниң бешиғичә болған арилиқта 9 миң 572 аилә, йәни 45миң373 җан уйғур, русийә контроллуқидики йәттәсу райониға көчүп келип маканлашти, или вилайитидә 2565 аилә уйғур көчмәй қелип қалди. Уйғурлар, йәттәсуда йәркәт шәһирини қурған вә 90 дин артуқ йеза - қишлақ һәм верней шәһиридә, йәни һазирқи алмута шәһиридә төт мәһәллә пәйда қилған қилди.
1954 - 1962 - Йиллири арисида йәнә бир қетим или, чөчәк вә башқа җайлардин көп санда уйғурлар совет иттипақиниң қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан җумһурийәтлиригә келип маканлашти. Қазақистандики уйғурларниң 2010 - йилидики һөкүмәт санлиқ мәлумати 227миң болуп, пүтүн қазақистан аһалисиниң 1.39 % Ни тәшкил қилған. Лекин, әмәлийәттики уйғурларниң саниниң 241миңдин көп икәнлики қәйт қилинған.
Уйғурларниң зор көпчилики алмута вилайитигә җайлашқан болуп, путун област аһалисиниң 9.16%Ни тәшкил қилған. Уйғурлар алмута областиниң уйғур райониға әң көп вә зич җайлашқан болуп, бу райондики аһалиниң 56%ни тәшкил қилған. Бу җайда уйғурлар зор көпчиликни игилигән.
Пүтүн алмута вилайитидә 2010 - йили санлиқ мәлумат бойичә 155158 уйғур яшиған. Уйғурлар алмута областидики милләтләр арисида нопус җәһәттә қазақлар вә руслардин қалса үчинчи орунни игиләйду. Улар асаслиқи алмута областиниң уйғур райони, панфилоф райони, әмгәкчи қазақ районлириға маканлашқан.
Уйғурлар қазақистандики милләтләр арисида нопус җәһәттә қазақлар, руслар, украинлар вә өзбекләрдин қалса, 5 - орунни игиләйду. Қазақистанда 131 милләт бар болуп, уйғурлар әнә шу 131 милләт ичидә нопуси көп аз санлиқ милләт һесаблиниду.
Уйғурлар асаслиқи мәркәзлик һалда алмута шәһиригә җайлашқан болуп, алмута шәһиридә 80 миң уйғур аһалиси яшайду.
Қазақистан уйғурлири көп тиллиқ милләт болуп, мутләқ көп қисими уйғурчә, русчә вә қазақчә үч тилни тәң ишлитәләйду.