Қазақистан уйғур әдәбиятини тәтқиқ қилишниң өтмүши вә бүгүни
2015.02.01

Қазақистан уйғуршунаслиқ пәниниң аҗралмас қисми болған уйғур әдәбиятини тәтқиқ қилиш өткәнки әсирдә башланған иди. Кейинки вақитларда бу саһә һәртәрәплимә қолға елинған болуп, җәмийәттә йүз бәргән өзгиришләр түпәйли һәр хил дәриҗидә раваҗлинип кәлди. Әдәбиятшунас алимлар өз тәтқиқатлирини һәр йиллири түрлүк нәширләрдә һәм җумһурийәтлик вә хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинлирида елан қилди. Совет дәвриниң ахирқи мәзгилидә вә қазақистан мустәқилликкә игә болған дәсләпки йиллири әдәбиятшунаслиқ пәниниң тәрәққияти юқири пәллисигә йәтти.
Һазирқи күндә бу саһә қандақ җәрянларни баштин кәчүрүватиду? уйғур әдәбиятшунаслиқ тәтқиқати қайси йөнилишләрдә давам қиливатиду? у қандақ алаһидиликләргә игә?
Биз бу һәқтә қазақистан билим вә пән министирлики мухтәр авезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң баш илмий хадими, филологийә пәнлириниң доктори алимҗан һәмрайеф билән сөһбәт елип бардуқ.