Қош йезиқ ишлитиш уйғурларниң тәқидириму?

Ихтиярий мухбиримиз алимҗан
2015.04.12


Уйғурларниң йезиқ мәдәнийәти уйғур елидики вә чәтәлләрдики түркологларниң, тилшунасларниң муһим тәтқиқат темилириниң бири болуп кәлгән иди. Йеқинда түркийә әгә университетиниң оқутқучиси дотсент доктор хатиҗә ширин усәр ханим язған “башланғучтин һазирғиға қәдәр түрк йезиқ сәстимилири намлиқ китаб нәшир қилинған болуп уйғур йезиқ мәдәнийити бу китабниң муһим мәзмунлириниң бирини тәшкил қилған.

Китабта баян қилинишичә, уйғурлар тарихтин буян көктүрк йезиқи, соғди йезиқи, мани йезиқи, уйғур йезиқи, сүряни йезиқи, брахми йезиқи, тибәт йезиқи, әрәп йезиқи, славян йезиқи, латин йезиқи қатарлиқ йезиқларни қобул қилип ишләткән. Уйғурларниң мундақ көп хил йезиқларни қобул қилип ишлитишидә иқтисадий, диний вә сиясий сәвәбләр муһим рол ойниған. Мәсилән соғди йезиқи иқтисадий сәвәбләр билән, мани, сүряни, брахми, тибәт, әрәб йезиқи диний сәвәбләр билән, славян вә латин йезиқи болса сияси сәвәбләр билән қобул қилинған.

( Әгә университетиниң оқутқучиси дотсент доктор хатиҗә ширин усәр ханим, 2015 - йил 4 - айниң 9 - күни )

Дотсент доктор хатиҗә һаним, уйғурларниң көп қетим дин алмаштурушидики асасий сәвәпниң немә икәнлики һәққидики суалимизға җаваб берип мундақ деди:

Буниң сәвәби уйғур дөлитиниң, уйғур һөкүмдарлириниң вә уйғур хәлқиниң тарихта башқа һечбир хәлқтә көрүлмигән кәң қорсақ, мәрт вә әпучан хисләткә игә болғанлиқи, пәрқлиқ дин вә етиқадларға һөрмәт билән қариғанлиқидиндур. Бунинға бир мисал үчүн алайлуқ, әйни дәвирдики парс земинида зулумға учриған мани дини мухлислири уйғур дөлитидин панаһлиқ тилимәк үчүн миңларчә киломәтр йолни бесип йипәк йоли бойидики уйғур шәһәрлиригә берип панаһлиған.

Қәдирлик аңлиғучилар, уйғур йезиқ мәдәнийәти тарихидин қариғанда, уйғурлар омумән қош йезиқ ишлитиш әнәнисигә игә. Уйғурларниң моңғулийидики уйғур ханлиқи дәвридә көктүрк йезиқи билән биргә соғди йезиқи, мани йезиқи вә кейин мани йезиқи асасида өзгәртилгән уйғур йезиқи ишләткәнлики мәлум. Идиқути уйғур ханлиқи дәвридә болса, уйғур йезиқи билән биллә йәнә сүряни йезиқи, брахми йезиқи вә тибәт йезиқиниму ишләткән.

İСламийәттин кейин, әрәп йезиқи билән биллә уйғур йезиқи узун бир мәзгилгичә параләл һалда ишлитилгән. Бәзи әсәрләр әрәп йезиқида, бәзилири уйғур йезиқида, бәзилири болса уйғур - әрәп йезиқида йезилған. Қутадғу билиг, әтәбәтул - һәқайиқ қатарлиқ әсәрләрниң әрәбчә вә уйғурчә нусхилири буни көрситип бәрмәктә. Чағатай ханлиқлири дәвридиму әрәп йезиқи билән биргә уйғур йезиқиму хели узун бир мәзгилгичә ишлитилгән. Дотсент хатиҗә ширин ханимниң тәтқиқатиға қариғанда, уйғур йезиқи шәрқий түркистан, харәзм вә алтун орда районидин истанбулғичә болған кәң земиндә 17 - әсиргә қәдәр ишлитилгән.

Дотсент хатиҗә ханимниң пикричә, бу хил қош йезиқ ишлитиш әнәниси мәдәнийәт тәрәққиятида мәлум дәриҗидә пайдиси болсиму, лекин милли бирликни бәрпа қилишта сәлбий тәсириму йоқ әмәс.

Қош йезиқ ишлитиш йеңи йезиқни билмигән, өгинәлмигән киши яки гуруппиларниң язма әсәрләрдин айрилип қалмаслиқи вә мәдәнийәттин чәтнәп кәтмәслики үчүн пайдилиқтур. Ортақ елипбәниң милли бирликни шәкилләндүрүш вә қоғдаш ролини нәзәргә алғинимизда, қош йезиқ ишлитишниң зийини милли бирликни бозуш хәвпи болғанлиқидур.

1930 - Йилларда совет уйғурлири башқа түрк хәлқлиригә охшаш латин йезиқи ишлитишкә башлиғандин кейин шәрқий түркистанниң бәзи районлиридиму латин йезиқи қобул қилинип ишлитилгән. Лекин бу йезиқлар омумлишип кетәлмигән. Йәни 20 - әсирниң башлирида уйғурлар чағатай йезиқи билән бир вақитта қисмән болсиму латин йезиқини ишләткән.

1956 - Йили болса, шәрқий түркистандики уйғур, қазақ, қирғиз, татар вә өзбекләрниң славян йезиқи ишлитиши һәққидә қарар чиқирилип үч йил ишлитилгәндин кейин 1958 - йили әмәлдин қалдурулған. 1959 - Йили латин йезиқи асасидики уйғур йеңи йезиқи лаһийәси түзүп чиқилған. Бу йезиқ 1960 - йилларниң башлирида синақ тәриқисидә ишлитилгәндин кейин 1965 - йили 1 - айда пүтүн уйғур ели миқясида омумйүзлүк йолға қоюлған. Мәдәнийәт зор инқилаби дәвридә бу йезиқ тәсиргә учрап чоңлар кона йезиқни, яшлар йеңи йезиқни ишлитидиған вәзийәт шәкилләнгән. 1983 - Йили һөкүмәтниң 44 - номурлуқ һөҗҗити билән латин йезиқи әмәлдин қалдурулған болуп 1984 - йилдин башлап уйғурлар қайтидин кона йезиққа өткән.

Һазир, уйғурлар интәрнәт алақисида йәнә кона йезиқ билән биргә латин йезиқини ишләтмәктә. Әгәр уйғурлар кәлгүсидә қош йезиқ ишлитиш әнәнисини өзгәртип бирла йезиқни ишлитиштин ибарәт бир таллашқа дуч кәлсә қайси йезиқни талливелиши керәк дигән суалимизға җаваб бәргән хатиҗә ханим мундақ деди:

Мениң шәхсий пикрим латин йезиқини таллашқа тәрәптар. Буниң сәвәби шу: һазир нурғун түрк дөләт вә топлулуқлири латин йезиқиға өткән болғачқа ортақ учур - алақини мәйданға кәлтүрүштә әң мувапиқ йезиқ латин йезиқидур.

1991 - Йили совет İттипақиниң тарқилип кетиши нәтиҗисидә оттура асиядики түрк җумһурийәтлири мустәқил болғандин кейин, пүтүн түрк дунясида мәдәнийәт бирлики мәсилиси күн тәртипкә келишкә башлиған иди. Елипбә бирлики мәдәнийәт бирликини бәрпа қилишта әң муһим амил дәп қарилип 1991 - йили станбулдики мармара университетида ечилған “хәлқаралиқ һазирқи заман түрк елипбәлири илмий муһакимә йиғини да түрк дунясидики пүтүн түрк диялектлири үчүн 34 һәрплик ортақ елипбәни ишлитиш қарар қилинған иди. Бу қарардин кейин әзәрбайҗан, 1991 - йили 12 - айни 25 - күни; түркмәнистан 1993 - йили 4 - айни 12 - күни; өзбекистан 1993 - йили 9 - айни 3 - күни славян йезиқини ташлап латин йезиқи ишлитишни қарар қилди. Шуниңдин кейин гагавузлар, қаракалпақлар, қирим вә қазан татарлириму латин йезиқини ишлтилишни қарарлаштурди.

Ундақ болса 34 һәрплик түрк дуняси ортақ елипбәси уйғур тилиниң фонетикилиқ алаһилдиликигә мувапиқ келәмду? бу һәқтики соалимизға хатиҗә ханим нундақ җаваб бәрди.

Ортақ түрк елипбәси бүгүнки уйғур тилиниң фонетикиси үчүн мувапиқ вә йетәрлик. Ортақ түрк елипбәсидә өлчәмлик уйғур тилидики пүтүн тавушларниң һәрп ишарити бар. Шуниң үчүн мувапиқ дәп қараймән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.