Уйғур шаһзадә қуричорниң қәбрә тешиға йошурунған тарихий сирлар (2)
2013.05.14
Доктор абләт сәмәт тунҗи болуп оқуп чиққан қуричор текинниң қәбрә тешидики қәдимки түрк - руник йезиқи билән йезилған текист вә униң һазирқи йәшмиси
Соал: һөрмәтлик абләт сәмәт, орхун уйғур қағанлиқиниң шаһзадиси қуричор текинниң қәбрә теши һәққидики сөһбитимизни давам қилсақ. Сизчә ши’әндин, йәни таң сулалисиниң пайтәхти болған чаңәндин қәдимки түрк - руник йезиқи билән йезилған уйғурчә қәбрә тешиниң байқилиши бир йеңилиқму? бу хил йезиқтики ядикарлиқларниң орхун - йенисәй вадисида байқалғиниға 100 йиллардин ашти. Сизниң билишиңизчә, йеқинқи йиллардин буян уйғурлар әҗдадлири яшиған тупрақларда йәнә бу хил йезиқтики ядикарлиқлиримиз байқалдиму?
Җаваб: һазирғичә болған әһвалда таң сулалисиниң пайтәхти чаңәндин орхун уйғур қағанлиқи шаһзадисиниң қәбрә тешиниң байқилиши, болупму мәзкур қәбрә тешиға оюлған қәдимки түрк - руник йезиқидики уйғурчә текистниң болғанлиқи кишини толиму хошал қилидиған бир иш. Һәммимизгә мәлум, 1893 - йили қәдимки түрк - руник йезиқидики мәңгү ташларни оқушниң сири ечилғандин буян топ - тоғра 120 йил вақит өтти. Дәл мушу вақитта мушундақ бир қәбрә ташниң байқалғанлиқи бизгә бу хилдики ядикарлиқлиримизниң һәрқандақ вақитта вә һәрқандақ җайда тепилиш мумкинчиликиниң барлиқидин бишарәт бәрмәктә. Шуниң үчүн қәдимки язма ядикарлиқлиримизниң давамлиқ байқилидиғанлиқиға вә бир қисим тарихий сирларниң җавабиниң һаман йешилидиғанлиқиға үмидвар болушимиз керәк. Йеқинқи йиллардин буян юртимизниң һәрқайси җайлиридин қәдимки уйғур йезиқидики ядикарлиқлар билән бир вақитта йәнә қәдимки түрк - руник йезиқидики ядикарлиқларму байқалмақта. Мәсилән, йеқинда петир земи әпәнди җимисар әтрапидин тепилған түрк - руник йезиқидики бир таш пүтүкни оқуп чиқти. Ундин башқа йәнә қизил миң өйлириниң там рәсимлири арисидин қәдимки уйғур йезиқи билән қәдимки түрк - руник йезиқида йезилған хәтләрму байқалди. Бу һал қәдимки ядикарлиқлиримизниң әҗдадлиримизниң аяқ излири бесилғанлики районлардин давамлиқ тепилиш мумкинчиликини илгири сүрмәктә.Биниң һаман й вақитта вә һәрқан вақитта йәнә қәдимки тқәдимки уйғур йим тарихй сирларниң җавабиниң һаман й вақитта вә һәрқан
Соал: уйғур қағанлиқиниң шаһзадиси қуричор текинниң икки хил йезиқтики қәбрә тешиниң байқалғанлиқи мәйли тарихшунаслиқ яки бүгүнки илим нуқтисидин болсун, кәң җамаәтчиликкә немиләрдин учур - бишарәт бериду дәп ойлайсиз?
Җаваб: бүгүнки күндә таң сулалисиниң пайтәхти болған чаңән шәһириниң харабисидин қәдимки түрк - руник йезиқида хәт йезилған уйғур шаһзадиси қуричорниң қәбрә тәшиниң байқилиши һеч ойлимиған йәрдин орхун уйғур қағанлиқи тарихиға даир илгири қелиплишип қалған бир қисим көзқарашлар үстидә қайта ойлинишимиз лазимлиқидин далаләт бәрмәктә.
Соал: һөрмәтлик абләт, сиз һазирға қәдәр қуричор текинниң қәбрә тешидики қәдимки түрк - руник йезиқи билән йезилған уйғурчә текистни тунҗи болуп оқуған киши болуп қалдиңиз. Әмди мәзкур қәбрә тешидики хитайчә текистниму оқуп көрдиңизму? әгәр оқуп көргән болсиңиз униң мәзмунини уйғур тилиға тәрҗимә қилип радио аңлиғучилиримизға тәқдим қилған болсиңиз?
Җаваб: қуричор текинниң қәбрә тешидики хәнзучә текистни оқуп чиқтим. Уни һазирқи заман уйғур тили билән шәрһилигәндә мундақ болиду: “бу уйғур шаһзадә, йәни оң қол муһапизәтчи яки қоғдиғучи генерал қуричор текинниң қәбрә теши тәзкирәсидур. Биринчи бөлүм кириш қисмидур, хәтни ойғучи (иш беҗиргүчи) катибат бөлүминиң әнгә алғучиси, йәни қизил рәңлик белиқ халтиси асқан фейшудур. Уйғур қуричор текин қаған әвладлиридиндур.( ……). Дөлитимиз асий әмәлдар әнлушән, йәни рошәнниң топилиңини тинҗитти. Шаһзадиниң атиси чабиш текин атлиқ қисимларни йетәкләп, оң вә сол тәрәптики җәң мәйданлирида бүйүк хизмәтләрни көрсәткән иди (……..) Вә наһайити яхши көрүшкә һәмдә һөрмәткә сазавәр болған иди. Униң дөлитиниң шаһзадиси өткән йили 5 - айда кәлгән иди. Чәтәллик қисимларниң сәркәрдилири ичидә, йәни чәтәллик генераллар ичидә наһайити шәрәплик утуқларға муйәссәр болған иди. Зһенгвән (………) йили, йәни миладийә 795 - йили 5 - айниң 20 - күни кесәллик сәвәбидин аләмдин өтти. Бу вақитта у әмдила 20 яшта иди. Бу йили 6 - айниң 7 - күни чаңәнниң җаңду дегән йеригә дәпнә қилинди. Өз акиси апринчор текин һәмдә қәбилә тәвәликидики башқа каттилар қаттиқ қайғу ичидә мәзкур дәпнә мурасимиға қатнашти. Мийитни узатқанда нурғун зибу - зиннәтләр (………) му бар иди. Хан ярлиқиға асасән, матәм мурасиминиң һәммә қаидә - йосунлири вә паалийәтлири толуқи билән биҗа кәлтүрүлди. Өмри наһайити қисқа болди, аләмдин кәтти. Шу вәҗидин мәзкур қәбрә теши тәзкириси тикләнди. Аһ, чәтәлләрниң шаһзадиси иди! қәйсәр, җәсур вә қәһриман бири иди! туғулуш дегән башлиниш дегәнлик әмәсму? өлүм дегән ахирлишиш дегәнлик әмәсму!? аһ, тәңри (роһ) әҗәбму пәрқлиқ муамилә қилди! …”. Бу мениң һазирчә тәрҗимә қилғанлирим. Кейинчә давамлиқ бу һәқтә тәтқиқат елип бармақчимән.
Соал: бу йәрдә мундақ бир соал туғуливатиду. Уйғур қағанлиқиниң шаһзадиси қуричор текинниң әмдила 20 яшқа киргән нәвқиран мәзгилидә таң сулалиси пайтәхти чаңәндә туюқсизла қаза қилиши тасадипийлиқму яки униңға қандақтур бир сир йошурунған дәп қарамсиз?
Җаваб: мениң қәбрә тешидики хәнзучә вә қәдимки түрк - руник йезиқидики текистләрни оқуп игилигән учурлиримдин қариғанда, бу тасадипий йүз бәргән өлүм вәқәси әмәс, бәлки бир йошурун сүйқәсткә мунасивәтлик иштәк көриниду. Әлвәттә бу һөкүмни техиму көп дәлил - испатлар билән оттуриға чиқиришқа тоғра келиду. Униң үстигә, шу дәврдә орхун уйғур қағанлиқи билән таң сулалиси оттурисидики мурәккәп сиясий мунасивәтму бизниң бу пәрәзни тәсәввур қилишимизға бошлуқ бериду.
Соал: қәбрә таштики учурлардин мәлум болушичә, қуричор текин миладийә 795 - йили 5 - айниң оттурилирида чаңәндә туюқсизла қаза қилғандин кейин мийит қаидә бойичә уйғур қағанлиқиға қайтурулмиған. Аридин 17 күн өткәндә, йәни шу йили 6 - айниң 7 - күни чаңәндики таң сулалиси ханлиқ қәбристанлиқиға дәпнә қилинған. Буни қандақ чүшиниш мумкин?
Буму мәзкур қәбрә тешиға йошурунған сирларниң биридур. Сизгиму мәлум, әмдила 20 яшниң қарисини алған қуричор текин чаңәндә туюқсизла қаза қилғандин кейин мийит орхун вадисиға қайтурулмиған. Аридин 17 күн өткәндә, йәни орхун қағанлиқидин апринчор текин башчилиқида бир өмәк чаңәңә йетип кәлгәндә наһайити һәйвәтлик дәпнә мурасими өткүзүлүп йәрликкә қоюлған. Таш пүтүкниң хәнзучисидики баянларниң тәпсилий болуши вә өлгүчигә болған мәдһийиләрниң толиму узун болуши, уйғурчисиниң қисқа һәм һессиятниң сус болуши бизгә бу җәһәттә бир соал бәлгиси ташлайду. Бәлким таң сулалиси сүний рәвиштә кәлтүрүп чиқарған бу сүйқәстниң ашкара болуп қелишиниң алдини елиш үчүн түрлүк баһанә - сәвәбләр билән уйғур шаһзадисиниң мийитини орхун вадисиға қайтурмиған болуши мумкин. Буни йәниму илгирилигән һалда башқа мәнбәләр билән дәлилләшкә тоғра келиду.
Соал: ахириқи бир соал, қуричор текинниң қәбрә тешиниң байқилиши уйғур тарихи тәтқиқати үчүнла әмәс, бәлки йәнә бүгүнки реалллиқимиз үчүн қандақ әһмийәткә игә дәп қарайсиз?
Җаваб: уйғур тил йезиқи бүгүнки күндә уйғур аптоном районидики һөкүмәт органлири, маарип орунлири вә башқа саһәләрдә кәң қоллинилиштин қалған һәмдә җиддий хирисқа дуч келиватқан бир шараитта таң сулалисиниң пайтәхти чаңәндин уйғурчә вә хәнзучә параллел қилип хәтләр оюлған бир қәбрә тешиниң тепилиши бизгә мундақ бир һәқиқәтни һес қилдурмақта: қәдимки әҗдадлиримиз өз туприқида өз тил - йезиқини һәр вақит қоллиниш билән бир вақитта, башқиларниң территорийисигә барған вә вақитлиқ яшиған мәзгиллиридиму өз тил йезиқини башқиларниң тил - йезиқи билән баравәр ишлитиш һоқуқини қолға кәлтүргән. Бу бүгүнки реаллиқимиз үчүн толиму яхши бир өрнәк болиду дәп ойлаймән.