Уйғурларму коммунизмниң қурбанлири

Мухбиримиз үмидвар
2017.11.09
malik-sadirof-almata-uyghur-ziyalilar-2012.jpg Малик садироф алматада уйғур зиялилири билән биллә, 2012 - йили
RFA/Oyghan

Бу йил, йәни 2017-йили, 7-ноябир күни 1917-йилидики русийә өктәбир инқилабиниң 100 йиллиқи тошқан хатирә күни, бу күни, йәни кона рус календари бойичә 10-айниң 25-күни ленин башчилиқидики болшевикләр, йәни коммунистлар петербургда қозғилаң көтүрүп, шу йили 2-айда чар падишаһни ағдуруш бәдилигә керинский қатарлиқлар тәрипидин қурулған русийә вақитлиқ һөкүмитини, йәни русийә җумһурийитини ағдуруп, өз һөкүмитини қурған. Ленин башчилиқидики болшевикләр, йәни, коммунистик партийә рәһбәрликидики совет һакимийити 1917-1921-йиллири арисидики ички уруш җәрянида өзигә қарши пүтүн русийә миқясидики қаршилиқларни бастуруп, 1922-йили, совет иттипақини қурди вә таки 1991-йилиниң ахириғичә мәвҗут болуп турди.

Бу йил 7-ноябир күни өктәбир инқилабиниң 100 йиллиқи мунасивити билән хәлқара мәтбуатларда түрлүк мақалиләр елан қилинип, өктәбир инқилабиниң нәтиҗисидә дуняға кәлгән коммунизм һәрикити шоаридики коммунизмниң инсанийәткә кәлтүргән апәтлири йәнә бир қетим муәййәнләштүрүлди. Америка һөкүмити 7-ноябир күнини “коммунизм қурбанлириниң дөләтлик хатирә күни” қилип бекиткәнликини елан қилған болуп, ақсарайниң тор бетидә елан қилинған бу һәқтики баянатта, мәзкур хатирә күнниң сабиқ совет иттипақини вуҗудқа чиқарған өктәбир инқилабиниң инсанийәткә елип кәлгән зиянлириниң 100 йиллиқини әсләш мунасивити билән бекитилгәнлики әскәртилди.

Америкада чиқидиған “вал-стрет журнили” да 6-ноябир күни елан қилинған сиясәтшунас давид саттерниң “коммунизмниң 100 йиллиқи вә 100 милйон адәмниң өлүми” мавзулуқ мақалисигә таянғанда, 1917-йили, 7-ноябир күни, йәни кона рус календари бойичә 10-айниң 25-күни петербургда йүз бәргән “өктәбир инқилаби” дәп аталған сиясий өзгириш болшевикларниң һакимийитини барлиққа кәлтүрүш билән дуня икки сиясий лагерға, йәни коммунизм вә капитализм лагериға айрилиш сәһиписи ечилди. Ленин башчилиқидики коммунистлар һакимийәтни игиләш билән тәң коммунизм идийисини дуняға тарқатти вә өз ичидә һакимийәтни мустәһкәмләш җәрянида совет һакимийитиниң чека намлиқ мәхпий сақчи күчлири тәрипидин пуқраларға қарита зиянкәшлик қилиш, өлтүрүш елип барди. Аптор мақалисидә совет иттипақида, әнә шу түрлүк тәқибләш сиясәтлири түпәйлидин 20 милйондин артуқ адәмниң өлгәнлики, буниңға йәнә урушлар, ачарчилиқ, кесәллик қатарлиқ болшәвиклар кәлтүрүп чиқарған ақивәтләрдә өлгәнләрни қошса бу санниң техиму көп болидиғанлиқини қәйт қилиду.

Давид саттерниң мақалисидә ейтилишичә, совет иттипақида 1918-1922-йиллиридики қизил террор мәзгилидә 200 миңдин артуқ адәм өлтүрүлгән. Ички уруш, 1928-1933-йиллиридики бай-кулакларға зәрбә бериш вә ачарчилиқта қатарлиқларда 11 милйондин артуқ адәм һаятидин айрилған, 1937-1938-йиллиридики чоң тазилашта 700 миң адәм өлтүрүлгән болса, 1929-1953-йиллири, бир милйон 600 миң адәм мәҗбурий көчүрүштә өлгән вә 2 милйон700 миң адәм гулаг, йәни әмгәк билән өзгәртиш лагерлирида һаятидин айрилған.

Тарихи мәлуматларға таянғанда, өктәбир өзгиришидин кейин пүтүн оттура асия районидиму болшевикләр билән униңға қарши күчләр арисида һакимийәт талишиш йүзбәргән болуп, 1917-йилиниң ахирида ташкәнт, верней, йәни алмута қатарлиқ шәһәрләрдиму болшевикләр исян көтүргән 1918-йилиниң башлирида улар һакимийәтни игиләш билән бир вақитта ташкәнттә болшевикларниң түркистан совет аптоном җумһурийити қурулған шуниң билән бир вақитта йәнә оттура асияда мустәқиллиқ һәрикәтлириму әвҗи алған.

Русийәдики бу хил өзгиришләр русийә империйәси һөкүмранлиқи астидики йәттису вә оттура асиядики уйғурлар һаятиғиму өзгиришләрни елип кәлгән болуп, уйғурлар әнә шу коммунистлар бастурушиға биваситә учриған хәлқләрниң биригә айланған иди.

1991-Йили совет иттипақи йимирилгәндин кейин, коммунистларниң қилмишлирини паш қилиш җәрянида 1918-йили, 5-айда йәттису вадисидики уйғурларниң қизил армийә тәрипидин аммиви қирғин қилиш вәқәси ашкарилинип, илгири-кейин, қазақистан уйғур тарихчилири вә язғучилиридин малик садироф, хәмит һәмрайеф, абләт камалоф, исмайилҗан иминоф қатарлиқлар “ату паҗиәси” дәп аталған қизил армийиниң уйғурларни қирғин қилиш вәқәси һәққидә мәхсус мақалә вә китабларни елан қилди.

Қазақистандики уйғур тарихчилиридин бири, “уйғурларниң қәдимдин һазирғичә миллий сиясий тарихи” мавзулуқ китабниң аптори қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, 1918-йили, 3-айда алмута һакимийити болшевикларниң қолиға өткәндә бир қисим уйғурлар қизилларға қарши казак руслири билән бирлишип исянға қатнашқанлиқи үчүн совет һөкүмити ташкәнттин қизил армийә қошунлирини әвәтип, бастурған, әнә шу җәрянда қизил армийә алмутадин таки яркәнткичә болған йезиларда уйғурларни қирғин қилған.

Униң ейтишичә, әнә шу қирғинчилиқ, ички уруш, 1928-1933-йиллиридики коммнунилаштуруш, бай-кулакларға зәрбә бериш вә ачарчилиқ түпәйлидин қазақистан вә башқа районлардин зор сандики аһалә уйғур дияриға һәм башқа районларға қечишқа, аммиви көчүшкә мәҗбур болған иди.

Қазақистандики туран университетиниң профессори абләт камалоф өзиниң бу һәқтә язған мақалисидә 20 миңдин 25 миңғичә уйғур өлтүрүлгәнликини, нәтиҗидә уйғурларниң бу җайда бирақла азлап кәткәнликини қәйт қилиду.
Бу йил 5-айда әнә шу қизил армийиниң уйғурлар үстидин қирғинчилиқ елип барғанлиқиниң 99 йиллиқи вә келәр йили 100 йил болидиғанлиқини әскәрткән қазақистандики пешқәдәм уйғур зиялийси, тарихчи вә әдәбиятшунас профессор рабик исмайилофниң қәйт қилишичә, “ату қирғинчилиқида 14 яштин юқири әрләрниң көпи өлтүрүлгән болуп, буниңда биваситә әйни вақиттики москвадики совет һакимийитиниң буйруқи сәвәбкар иди. Бу қирғинчилиқтин көплигән уйғурлар аммиви түрдә илиға қечип кетишкә мәҗбур болған. Униң ейтишичә, лекин совет һөкүмити бу қирғинчилиқни пүтүнләй йошуруп, ақларға артип қойған иди.

Лекин, профессор рабик исмайилофниң ейтишичә, совет һакимийити өзини мустәһкәмлигәндин кейин оттура асия районидики хәлқләрниң маарип, мәдәнийәт җәһәттә раваҗлиниши вә уларниң илгири-кейин өз миллий җумһурийәтлирини қурушини әмәлгә ашурған болсиму, әмма охшашла 1928-1933-йиллири коператсийәләштүрүш вә 1937-1938-йиллири қаттиқ тәқибләш һәм тазилаш сиясити йүргүзүп, милйонлиған кишиләрниң өлүши һәм ханивәйранчилиқини кәлтүрүп чиқарди. Уйғурлар техиму қаттиқ зәрбигә учрап, уларниң йетишкән зиялийлири, язғучи әдиблири тазиланди. Уларниң арисида мөмин һәмрайеф, турди һәсән, нур исрайилоф, абдулһәй муһәммәди вә башқа сиясий әрбабларму бар иди.

Америка сиясәтшунаси давид саттерниң “вал-стрет журнили” да елан қилған коммунизмниң апәтлиригә аит мақалисидә илгири сүрүлүшичә, совет русийәси вә кейинки совет иттипақини өз ичигә алған һалда илгири-кейин коммунизм һәрикити болған вә һакимийәт бәрпа қилинған шәрқий явропа, хитай, куба, шимали корейә, вийетнам, камбоджа қатарлиқ дөләтләрдә әнә шундақ ички уруш вә башқа түрлүк тәрипләшләр түпәйлидин 100 милйондин артуқ адәм һаятидин айрилған иди.

Уйғур зиялийси профессор рабик исмайилофниң қаришичиму, уйғурлар совет һакимийитиниң, йәни коммунизмниң әң еғиз зийиниға учриған хәлқләрниң биригә айланған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.