“йүксәк мухтарийәт чүши” ниң бәрбат болуши

Мухбиримиз үмидвар
2021.04.22
sheng-shisey.jpg 1933-Йилдин 1944-йилғичә уйғур елиниң сиясий контроллуқини қолиға еливалған лявниңлиқ хитай шең шисәй.
en.wikipedia.org

1930-Йиллардики биринчи қетимлиқ шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ һәрикити нәтиҗисидә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити йоқ қилинип, шәрқий түркистан инқилабчилиридин хоҗа нияз һаҗи башлиқ бир қисим рәһбирий шәхсләрниң қатнишиши билән совет иттипақиниң контроллуқи астидики шең шисәй рәһбәрлик қилған өлкилик бирләшмә һөкүмәт қурулди. Буниң билән хитай гоминдаң һөкүмитиниң бу район билән болған алақилири үзүп ташлинип, совет иттипақиниң һимайиси вә контроллуқи астидики шең шисәйниң 12 йилға созулған йәрлик һакимийити мәвҗут болди. Бу җәрянда хитай мәркизий һакимийитидә шең шисәйгә қарши, совет иттипақиниң зомигәрликигә қарши пикирләр күчәйди.

Мана шу җәрянда гоминдаң мәркизий һөкүмити чоңчиңға шең шисәйгә қарши, совет иттипақиға қарши идийәдики вә шу тәрғибатлар билән шуғулланған әйса алиптекин, мәсуд сәбири, муһәммәд имин буғра қатарлиқ бир топ уйғур рәһбирий шәхслири вә милләтчилирини топлап, уларға хитай мәркизий һөкүмитидин түрлүк һоқуқ салаһийәтлирини бәрди.

Бу уйғур рәһбәрлири хитай мәркизий һөкүмитидин уйғур хәлқини өз ичигә алған “шәрқий түркистан хәлқиниң” сиясий, иҗтимаий-иқтисадий, мәдәнийәт вә миллий һоқуқлирини тәләп қилған болуп, йүксәк мухтарийәт һоқуқи елиш әнә шуниң ипадиси иди.

1945-Йили 8-айларда мәсуд сәбири, муһәммәд имин буғра, әйса әпәнди, қадир, исмаил қатарлиқларниң имзаси билән хитай мәркизий һөкүмитигә рәсмий шәкилдә “шинҗаңға йүксәк мухтарийәт бериш” тәләп лайиһәси сунулған. “тәйвән тарих сарийи” да мәзкур тәләп лайиһәсиниң толуқ хитайчә нусхиси сақлиниватқан болуп, лайиһә хитай мәмурий палатасиға берилгәндин кейин ички сиясәт министирлиқиға тапшуруп берилгән.

Түркийәдики әгә университети профессори алимҗан инайәтниң қәйт қилишичә, үч әпәнди йүксәк мухтарийәт тәлипидин башқа йәнә “шинҗаң” дегән намни түркистанға өзгәртиш қатарлиқ тәләпләрниму оттуриға қойғаниди.

Үч әпәнди өзлириниң бу хил тәләплирини 1944-1949-йиллириғичә изчил оттуриға қоюп кәлгәниди.

Хитай мәркизий һөкүмити ички сиясәт министирлиқи үч әпәндиниң “шинҗаңға йүксәк мухтарийәт бериш лайиһәси” тапшурувелиниш билән тәң мәхсус бу мәсилини музакирә қилиш йиғини ачқан болуп, мәзкур йиғин 1945-йили 10-айниң 22-күни ечилған. Бу йиғинға һәрбий қоманданлиқ, һәрбий сиясий ишлар органлири, ташқи ишлар министирлиқи, моңғул-тибәт комитети қатарлиқ орунлар бирликтә қатнашти. “мәсуд қатарлиқларниң шинҗаңға йүксәк мухтарийәт бериш тәләп лайиһәси һәққидики музакирә йиғини” дәп аталған бу ички йиғинда “шинҗаңға һәргиз йүксәк мухтарийәт бәрмәслик” қарар қилинған.

Йүксәк мухтарийәт бериш мәсилисидә хитай мәркизий һөкүмити пүтүнләй инкар қилиш позитсийәсидә болған болуп, хитай ташқи ишлар министирлиқиму актип инкар қилған орган иди.

Һәтта 1946-йили 2-сентәбир күни шаңхәйдики “венхуй гезити” мәхсус мақалә елан қилип, “мәсуд, имин, әйса, қадир қатарлиқлар йүксәк мухтарийәт тәләп қилди, улар қаримаққа мәркәзгә бойсунғандәк көрүнсиму, әмәлийәттә астиртин или билән бирлишивалған” дәп язди. Гезиттә йәнә “йүксәк мухтарийәт берилгәндә, хәнзулар чәткә қеқилип иккинчи ташқи моңғулийә болиду” дейилгән. Йүксәк мухтарийәт мәсилиси 1946-йили 11-12-айларда нәнҗиңдә ечилған хитай хәлқ қурултийидиму йәнә бир қетим рәсмий лайиһә шәклидә оттуриға қоюлған. Таран уйғурниң қаришичә, бу қетимму хитай рәһбәрлири түрлүк баһанә вә усуллар билән бу тәләп лайиһәсини рәт қиливәткән.

Алимҗан инайәтниң һөкүм қилишичә, үч әпәнди қатарлиқлар шу вақиттики сиясий шараитқа вә вәзийәткә асасән бу хил йүксәк мухтарийәтни алди билән қолға кәлтүрүш идийәсидә болған болуп, иккинчи қәдәм мустәқиллиқ иди.

Омумән, җаң кәйши башчилиқидики хитай рәһбәрлири баштин-ахири уйғурларниң йүксәк мухтарийәт тәлипини ашкара оттуриға қоюшини қарши алғандәк көрүнүп, әмәлийәттә болса буни қәтий рәт қилған һәм уларға мундақ бир йүксәк өзини өзи башқуруш һоқуқини беришни ойлашмиған.

Толуқ тәпсилатини улиништин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.