Шәрқий түркистан яки уйғуристандин “шинҗаң уйғур аптоном райониға”

Мухбиримиз үмидвар
2019.10.17
exmet-igemberdi-ziya-semedi Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң һәрбий вә сиясий кадирлири, уйғур җумһурийәт һоқуқи тәрәпдарлири вә милләтпәрвәрлири. Оңдин биринчи киши зия сәмиди, солдин биринчи киши қасимҗан қәмбири. 1950-1953-Йиллири. Үрүмчидә.
Photo: RFA

1949-Йили, 10-айда хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин кейин, хитайдики һәр қайси милләтләргә қандақ миллий мухтарийәт һоқуқи бериш, йәни федератсийәлик түзүм бойичә, ички моңғулийә, уйғур дияри, туңганлар райони, тибәт вә башқа районларға миллий җумһурийәтлик аптономийә һоқуқи, болупму совет иттипақи модели бойичә иттипақдаш җумһурийәт һоқуқи бериш керәкму яки хитай компартийәси 1949-йили, 9-айда тәстиқлиған “ортақ программиси” бойичә “миллий территорийәлик аптономийә” һоқуқи бериш керәкму дегән мәсилиләрдә талаш-тартишлар давамлашти. Лекин, сәйпидин әзизниң өз әслимисиниң 3-томида қәйт қилишичә, хитай компартийәси 1954-йили бейҗиңдики аптономийәгә аит йиғинда һәтта моңғул вәкиллириму бирләшмә җумһурийәт һоқуқини тәләп қилди, әмма хитай компартийәси җуңгониң әһвалиниң советлар иттипақиға охшимайдиғанлиқи, аз санлиқ милләтләрниң җуңгода аран 6% икәнликини көрситип, бундақ йолға маңмайдиғанлиқини қәтий җакарлап, пәқәт бирла йол, йәни миллий территорийәлик аптономийә икәнликини тәкитлиди.

Қазақистандики тарихчи мунир йерзин әпәндиниң қаришичә, хитай компартийәси өзиниң бурунқи изчил тәкитлигән федератсийә түзүми қаришидин ваз кечип пәқәт миллий территорийәлик аптономийә чарисинила қолланди, бу униң өз миллий мәнпәәтидин чиқиш қилинғаниди. Хитай компартийәси әгәрдә милләтләргә совет иттипақидәк иттипақдаш яки аптоном җумһурийәт бәрсә, һоқуқни мәркәзләштүрүшниң тәс болидиғанлиқини, һәтта җумһурийәтләрниң айрилип кетиш һоқуқини болидиғанлиқини чүшинип, буни өзи үчүн зиянлиқ һесаблиди. Чүнки, совет иттипақидики иттипақдаш җумһурийәтләрниң өз асасий қанунлири, өз байрақлири, өз дөләт тәшкилати шәклән болсиму бар иди.

Хитайда һәр қайси миллий районлардики аптономийәлик һоқуқларниң йолға қоюлуши һәр хил усул вә вақит пәрқи бойичә елип берилған болуп, әйни вақитта хитай үчүн қандақ аптономийә бериш мәсилиси әң мурәккәп район 1944-йили, мустәқил шәрқий түркистан җумһурийити қуруп, бәш йил мустәқил һакимийәт мәвҗут болған уйғурлар дияри иди. Сәйпидин әзизниң әслимисидә қәйт қилинишичә, җу енләй қатарлиқ хитай коммунист рәһбәрлири униң “шинҗаң уйғур мухтарийәт һөкүмити” қуруш тәклипигиму қошулмай, бу мәсилини музакирә қилишқа қалдурған. Шуниңдин кейин 1951-йили, 3-айда шәрқий түркистан җумһурийитиниң сабиқ кадирлиридин, ғулҗидики 51 зиялийниң “уйғуристан җумһурийити” қуруш тәклип лайиһиси ваң җин қатарлиқ хитай коммунист каттивашлири тәрипидин қаттиқ тәнқид қилинди вә хитай компартийәси мәркизий комитети шинҗаңда миллий мухтарийәт қурушқа җиддий тутуш қилмастин, бәлки музакирә қилиш, җайлардики милләтләр әһвалини омумйүзлүк тәкшүрүш, аптономийәлик орунларни қурушқа мәсул органларни қуруш, рәһбәрләрни бекитиш, аптономийә кадирлирини тәрбийәләш вә ахирида аптономийә һоқуқини асасий милләт уйғурлардин әмәс, бәлки төвәндин башлаш, йәни сани аз милләтләрниң һоқуқидин башлаш чарилирини қолланди. 

Тарихий мәнбәләргә қариғанда, хитай мәркизий һөкүмити, 1951-йили, сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң 51 нәпәр кадириниң уйғуристан җумһурийити қуруш лайиһиси қаттиқ тәнқид қилинғандин кейин, 1952-йили, 8-авғуст күни “җуңхуа хәлқ җумһурийити миллий территорийәлик аптономийәни йолға қоюш программиси” ни елан қилип, миллий территорийәлик аптономийәниң асасий мәзмунлири вә принсиплирини бекитти шуниңдәк хитай компартийәси шинҗаң шөбә комитетиға миллий аптономийә тәйярлиқ қилиш хизмитини асасий хизмәт қилип елип беришни көрсәтти, шуниңдәк миллий аптономийәләрни йолға қоюшни йәр ислаһати хизмити ахирлашқандин кейин башлашни бәлгилиди.

Сәйпидин әзизниң өз әслимисидә қәйт қилишичә, 1952-йили, ваң җин униңға мав зедуңниң униң миллий аптономийә тоғрисида конкрет пикир қоюшини тәләп қилғанлиқини йәткүзгән, шуниң билән у дәрһал тутуш қилип бир пикир лайиһиси тәйярлиған болуп, у өзиниң бу лайиһәдә уйғур мухтарийитини “иттипақдаш аптоном республика дәпму атимай”, “шинҗаң уйғур мухтарийәт һөкүмити” дәп аташ пикирини язғанлиқини қәйт қилиду.

Сәйпидин әзиз өзиниң мәзкур пикир лайиһисини музакирә қилғанда ленинниң “милләтләр өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқи” мәсилиси оттуриға қоюлғанда, дең личүнниң қарши пикирдә болғанлиқини қәйт қилиду. Униң ашкарилишичә, у, бу принсипни уйғур дияридиму ишқа ашурушни тәкитлигән болсиму, әмма дең личүн қарши чиқип, буни совет иттипақидики милләтләргила қаритилған дәп турувалған. Сәйпидин әзиз бу һәқтә: “иш қилип бу мәсилидә хели талаш-тартишларни қилдуқ, дең личүнму ленинниң әсәрлирини елип чиқти, мәнму ленинниң, сталинниң әсәрлирини елип чиқип, мәҗлистә хели муназириләштуқ, лекин бу музакиридә һәр иккила тәрәп бир-биримизни қайил қилалмидуқ, шу бойичә иш шундақ қеливәрди” дәйду.

Хитай һөкүмити, 1952-йили, 8-айда үрүмчидә шинҗаң өлкилик миллий территорийәлик аптономийәни йолға қоюш тәйярлиқ комитети қуруп чиқип, бурһан шәһидини мудирлиққа, гав мәнчүн, сәйпидин әзиз, әнвәр җакулинни муавин мудирлиққа тәйинлиди. Буниңда һәр милләттин 40 киши кирди, абдулла закироф бу комитетниң күндилик хизмәтлиригә мәсул болди. 

1953-Йили, 2-апрел күни хитай компартийәси шинҗаң шөбә биюроси йиғин ечип хитай мәркизий һөкүмитиниң миллий аптономийә хизмитигә аит көрсәтмисини уқтурди, хитай мәркизи һөкүмити төвәндикидәк қошумчә көрсәтмә бәргән. Бу көрсәтмидә шинҗаңда 13 милләт барлиқи, уларниң ичидә уйғурлар асасий милләт, шуңа уйғурлар миллий территорийәлик аптономийәни йолға қоюш җәрянида вә йолға қоюп болғандин кейин, тәшәббускарлиқ билән башқа қериндаш милләтләргә ярдәм көрситиши керәк, шуниңдәк қазақлар аптоном районида ичидә 13 милләт болғанлиқи үчүн қазақларму өз аптоном райони ичидә башқа азсанлиқ милләтләргә көңүл бөлүши керәклики тәкитләнгән. Ахирида йәнә миллий территорийәлик аптономийәни “төвәндин юқириға”, “кичиктин чоңға” қарап йолға қоюш бәлгиләнгән. Бу пилан бойичә алди билән район-йеза дәриҗилик аптоном районларни қуруш, иккинчи қәдәмдә, наһийә дәрҗиликләрни қуруш, 3-қәдәмдә, вилайәт дәриҗиликләрни, 4-қәдәмдә, мәмурий мәһкимә, йәни муавин өлкә дәриҗилик аптоном районни қуруш, 5-қәдәмдә өлкә дәриҗилик аптоном район қуруш қарар қилинди. 1954-Йили, аптоном районларни қуруш ишлири башлинип, 1954-йилиниң ахириғичә барлиқ аптоном йеза, аптоном, наһийә, областларниң һәммиси болуп, 27 аптономийәлик һоқуқ орунлирини қурулуп болди.

1954-Йили, хитай мәркизий һөкүмитиниң пиланлиши бойичә алди билән атушни мәркәз қилип қизилсу қирғиз аптоном райони, корлини мәркәз қилип, мутләқ көп қисим тәклимакан вадилирини өз ичигә алған байинғолин моңғул аптоном райони. Или, тарбағатай вә алтайни өз ичигә алған или қазақ аптоном районлири қурулди. Сәйпидин әзиз әслимисидә өзиниң қизилсу қирғиз аптоном областиға атуш қатарлиқ деһқанчилиқ җайлирини киргүзүш, илини өз ичигә алған үч вилайәтни асас қилип, қазақ аптоном области қуруш һәмдә байинғолин моңғул области қуруш мәсилисидә бир қисим уйғур кадирларниң бу пикирниң һәммисигә қошулмайдиған қарашлардиму болғанлиқи, әмма өзиниң чүшәндүрүп қайил қилғанлиқини язған.

Әмма, 1954-йилидин башлап, таки 1955-йили, 9-айғичә уйғурларға техи аптономийә һоқуқи берилмигән болуп, уйғур дияридики қазақ, қирғиз, туңган, моңғул, таҗик, шивәләргә аптоном һоқуқлар берилип, уларниң чегралири айрилип, яшиған земинлири бәлгилинип болунған. 1955-Йили барлиқ “аптоном районлар” аптоном областқа, аптоном наһийә вә аптоном йезиларға өзгәртилип, уйғурларға болса төвән дәриҗилик “аптоном район” намида һоқуқ берилгән. 

Шуниңғичә болған арилиқта хитай барлиқ аптоном җайларни или қазақ аптоном райони, қизилсу қирғиз аптоном райони, санҗи туңган аптоном райони дегәндәк намлар билән атиғаниди. Әмма, 1955-йили, 7-айдин кейин буларни “област”, әмма, уйғурларға берилгән аптоном һоқуқни “аптоном район” ға алмаштурди.

Лекин, уйғурлар арисида өзлиригә берилидиған аптономийәлик һоқуқниң зади қанчилик дәриҗидә болидиғанлиқи, чоқум аптоном җумһурийәт яки иттипақдаш җумһурийәт һоқуқи берилиш-берилмәслики мәсилиси йәнила айдиң әмәс болуп, 1953-йили, 12-айда уйғурларға өлкә дәриҗидә аптоном һоқуқи берилидиғанлиқи җакарланғандин кейин наразилиқлар йәнә күчәйди. Мәрһум тарихий шаһит һашир ваһидиниң 1990-йилларда қазақистандики “йеңи һаят” гезитидә елан қилған әслимисигә қариғанда, 1953-йилидики миллий аптономийә мәсилиси һәққидики йиғинда уйғур вәкиллири шинҗаңниң намини “уйғуристан” ға өзгәртиш вә өлкидин юқири дәриҗилик аптономийә бериш мәсилисини оттуриға қойған болсиму, ваң енмав башлиқ хитай вәкиллири вә башқа бир қисим ваң енмав тәрәпдарлири қазақ, моңғул қатарлиқ милләт вәкиллири қарши чиққан.

Хитай мәнбәлиридә қәйт қилинишичә, ахири 1951-1955-йили арисида хитай мәркизи һөкүмити алдиға уйғур дияри даирисидики аптономийәлик бирликниң нами һәққидә бир қанчә хил тәшәббуслар қоюлған болуп, булар: бу аптоном җайниң намини “уйғуристан аптоном яки иттипақдаш җумһурийити” дәп аташ, йәни бири “уйғур аптоном райони”, йәнә бири болса “шинҗаң аптоном райони” дәп аташ иди. Һәтта йәнә “тяншан аптоном райони” дәп аташму оттуриға чиқти. Сәйпидин әзиз өз әслимисидә қәйт қилишичә, у 1954-йили бейҗиңға барғанда, ши җоңшүн мав зедоңниң униңдин “шинҗаңға берилидиған аптономийә” ни “шинҗаң аптоном райони” дәп аташқа қошулуш-қошулмаслиқи һәққидики пикир сориғанлиқини йәткүзгәндә, сәйпидин әзиз өзиниң “аптономийәниң тағ дәряларға берилмәйдиғанлиқи, униң милләткә берилидиғанлиқи, шуңа бу җайға уйғур қошулуши керәкликни ейтқанлиқини, узун өтмәй мав зедоңниң бу пикиргә қошулуп, “шинҗаң уйғур аптоном райони” дәп аташқа мақул болғанлиқини баян қилиду. Вәһаләнки, бурһан шәһиди сәйпидин әзизниң мав зедоңниң пикиригә қарши чиқип, уйғур сөзини қошуш тәлипини оттуриға қоюшидин нарази болиду. Һәқиқәтән, уйғурларға берилидиған бу аптономийәлик һоқуқниң намини “шинҗаң аптоном райони” дәп-аташ мавниң пикири иди. Қисқиси, пүтүн уйғурлар дияри парчә-парчә аптоном җайларға бөлүнүп, һәммә җайларға һәр қайси милләтләрниң игидарчилиқ һоқуқи берилгәндин кейин андин уйғурлар диярини уйғуристан вә яки шәрқий түркистан дәпму атлимастин, шуниңдәк иттипақдаш, яки аптоном җумһурийәтму бәрмәстин, бәлки “шинҗаң” нами астида “шинҗаң уйғур аптоном райони” һоқуқи берилип, 1955-йили 10-айниң 1-күни, хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 6 йиллиқ хатирә күнидә “шинҗаң уйғур аптоном райони” қурулғанлиқи җакарлинип, сәйпидин әзиз тунҗи қетим рәис болиду. Қәһриман ғоҗамбәрдиниң қәйт қилишичә, хитай аптономийә мәсилисидә совет иттипақиниң җумһурийәтлик аптономийә моделини үлгә алмисиму, әмма униң бәзи усуллиридин пайдиланди, мәсилән улар уйғурдәк чоң милләткә, йәни пүтүн уйғур дияри аһалисиниң 75 % тәшкил қилидиған хәлққә әң төвән дәриҗидики аптономийә һоқуқ бирлики болған “аптоном район” салаһийити бәрди, совет иттипақида болса “аптоном район” нопуси он нәччә миңғиму йәтмәйдиған наһайити аз санлиқ милләтләргә берилидиған болуп; “аптоном районлар” адәттә аптоном областтин төвән болиду вә областниң астида районлар, йәни наһийәләр болиду, аптоном областлар иттипақдаш яки аптоном җумһурийәтләрниң астидики салаһийәттә болиду. Қәһриман ғоҗамбәрди бу һәқтә: “уйғурларға аптоном райони намини бериш пиланлиқ қилинған иш, уйғуристанни алди билән қазақ, қирғиз, моңғул вә башқа милләтләргә парчилап берип, алди билән уларниң һоқуқлирини капаләткә игә қилип болуп, ахирида уйғурларниң мәсилисини һәл қилиши әмәлийәттә бу милләтләр билән уйғурлар арисида зиддийәт чиқиришни мәқсәт қилған. Һазирғичә қазақистан вә русийәләрдә хитайдики уйғурларға қазақлардин төвән аптоном һоқуқи берилгән, йәни қазақларға област, уйғурларға район, йәни наһийә дәриҗилик һоқуқ берилгән дәйдиған чүшәнчә бар, биз даим хитайниң аптономийә усулида областниң аптоном районниң тәркибидә болидиғанлиқини чүшәндүрдуқ. Омумән, хитайниң аптоном район уқуми толиму мүҗимәлдур” дәйду.

1955-Йили, 10-айда өлкә дәриҗисидики уйғур аптоном райониниң қурулуши билән уйғур милләтпәрвәрлириниң уйғуристан яки шәрқий түркистан җумһурийити арзулири көпүккә айланған болсиму, әмма йәнила үзүлүп қалмиди, улар өз тәләплири вә күрәшлирини давамлаштурувәргәндин кейин, ахирида хитай компартийәси тәрипидин 1957-1958-йиллири “йәрлик милләтчи”” қалпиқи кийдүрүлуп қаттиқ җазаланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.