Йосиф сталин вә мав зедоңниң достлуқиға путлашқан “уйғур тарихи” (1)

Мухбиримиз үмидвар
2020.06.04
aleksandir-bernshtam.jpg Совет иттипақи археологи вә тарихшунаси александир бернштам.
wikipedia.org

Тунҗи “уйғур тарихи” китабиниң йезилиш арқа көрүнүши

Дунядики тунҗи мәхсус илмий академийәлик “уйғур тарихи” китаби уйғурларниң өзлири яки хитайлар вәяки башқа милләтләр тәрипидин йезилған әмәс, бәлки совет иттипақи археологи вә тарихшунаси александир бернштам тәрипидин 1949-йили йезилғаниди.

19-Әсирниң ахиридин башлап, 20-әсирниң биринчи йеримиғичә болған арилиқта уйғурларниң тарихи, тили, мәдәнийити вә археологийәси бойичә хәлқара миқясида юқири қизғинлиқ билән тәтқиқатлар елип берилди. Бу саһә бойичә сабиқ совет иттипақида зор нәтиҗиләр мәйданға кәлгән болуп, 1951-йили алмута шәһиридики “қазақ ели‏” журнили нәшрияти совет иттипақиниң мәшһур алими александир бернштам тәйярлиған “уйғур хәлқиниң қәдимки вә дәсләпки оттура әсирләр тарихиниң қиссәлири” мавзулуқ китабни уйғур тилида нәшр қилди. 9 Баб, 286 бәтлик мәзкур китаб уйғурларниң қәдимдин таки 14-әсиргичә болған етник, сиясий, иқтисадий вә мәдәнийәт тарихиниң тунҗи қетим омумлаштурулуп системилиқ баян қилиниши иди. Китабта уйғурларниң шәрқий түркистанниң қәдими аһалиси икәнлики, уйғурларниң мана шу земинда пәйда болғанлиқи, уларниң қәдимдин тартип таки 14-әсиргичә һәр хил дөләтләрни, җүмлидин орхун уйғур қағанлиқи, турпан идиқут дөлити вә қараханийлар сулалисини қуруп, йүксәк мәдәнийәт яратқанлиқи илмий һәм пакитлиқ баян қилинған.

Бу китабниң мәхсус совет иттипақи алими тәрипидин совет иттипақида йезилишиниң мәлум арқа көрүнүши бар болуп, бу алди билән совет иттипақиниң уйғурлар дияриға қаратқан сиясити билән мунасивәтлик иди. Қазақистандики туран университетиниң профессори абләт камалофниң қаришичә, чүнки совет иттипақи 1944-йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини қоллиғаниди.

Абләт камалофниң қаришичә, совет дәвридә һәрқандақ бир тарих тәтқиқати һөкүмәт вә коммунистик партийә рәһбәрлики билән мунасивәтсиз болмаслиқи мумкин әмәс иди. Һәр бир әсәр, һәр бир тәтқиқат темиси компартийә органлири тәрипидин тәкшүрүлүп тәстиқлинатти. Шуңа бернштамниң мәзкур уйғур тарихи китабиму охшашла, совет һөкүмити вә партийә органлири тәрипидин тәстиқланған болуши тәбиий әһвал иди.

Демәк, 1945-1949-йиллири арисида шәрқий түркистан инқилабини астиртин қоллиған сталин

Һөкүмитиниң программиси астида шәрқий түркистан җумһурийити вә уйғурларниң миллий-сиясий идеологийәси һәм хитайдин мустәсна шәрқий түркистан яки уйғуристан вәтән идийәсини күчәйтиш мәқситидә мәшһур оттура асия археологийәси, түрк, уйғур тарихи тәтқиқатчиси, көп йиллар қирғизистанда яшап, баласағун шәһири харабиси вә башқа тәңри тағ районидики археологийәлик қезишларға йетәкчилик қилған академик александир натанович бернштам тәрипидин “уйғурларниң қәдимки вә оттура әсир тарихиниң қиссәлири” намлиқ әсәр тәйярланди. Бернштам 1910-йили туғулуп, 1956-йили, 46 йешида ленинград шәһиридә вапат болған. У, совет иттипақи пәнләр академийәсиниң әң яш академиклиридин бири иди.

Шуни әскәртиш мумкинки, шу вақитта, йәни шу шәрқий түркистан җумһурийити дәвридә уйғур тарихи наһайити муһим мәсилә болди, уйғурларниң өз тарихиға қизиқишиму юқири иди. Шуниңдәк хитайларму уйғур тарихини өз хаһиши бойичә чүшәндүрүшкә киришип, “шинҗаңда хәнзуларниң уйғурлардин бурунла яшиғанлиқини, әксичә уйғурларниң оттура әсирдә көчүп кәлгәнлики” қаришини көтүрүп чиқти, һәтта җаң җиҗоңму шуни көп тәкитләп, мақалә йезип, мақалисини һәтта хитайчә вә инглизчә елан қилип тарқатти. Шәрқий түркистан тәрәп мәтбуатлириму уйғур тарихи бойичә мақалиләрни елан қилип, уйғур апторлири шәрқий түркистанниң уйғур вә башқа түркий хәлқләрниң қәдими вәтини икәнликини оттуриға қойди. Қисқиси, тарих мәсилиси әйни вақиттики сиясий тоқунуштики муһим нуқтилардин иди.

Совет иттипақи әнә шу нуқтидин чиқиш қилип бернштамниң бу әсәрни йезишини бекитип вә бу әсәрни уйғурлар дияриға, йәни шәрқий түркистанға киргүзүшни мәқсәт қилғаниди. Абләт камалофниң қаришичә, бернштам илгирила уйғур тарихи бойичә мәхсус мақалиләрни елан қилған вә бу җәһәттә тонулған күчлүк алим болуп, униң 1947-йили елан қилған мақалисидики мәзмунлар униң мәзкур китабиға киргүзүлгән.

Түркийәдики әгә университетиниң профессори доктор алимҗан инайәтниң қаришичә, рус вә совет тарихчилири уйғурлар тарихи вә тили һәққидә көп тәтқиқатларни қилип зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән, уларниң тәтқиқатлири уйғурлар арисиға бурунла йетип келип, уйғурларниң өз тарихи, өз миллий кимликини чүшинишигә күчлүк тәсир көрсәткән.

А. Н. Бернштамниң мәзкур “уйғур тарихи‏” китаби 1951-йили алмутада нәшр қилинсиму, әмма бу әсәр совет иттипақи һөкүмити тәридин уйғур дияриға киргүзүлмәй йиғивелиниш қисмитигә дуч кәлди, шуниңдин кейин бу әсәр иккинчиләп нәшр қилинмай қойди. Ундақта бу китаб немишқа йиғивелинди? китабниң тәқдиригә көрсәткән түп идийәләр вә нуқтиинәзәрләр қандақ? (давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.