Сталинниң 1937-1938-йиллиридики “чоң террорлуқи” хатириләнди

1937-1938-Йиллири сталин рәһбәрликидики совет коммунист диктатор түзүминиң сиясий тазилаш һәрикити сабиқ совет иттипақи хәлқлири, җүмлидин һазирқи мустәқил җумһурийәт хәлқлиригә унтулмас азаблиқ тарихий әслимиләрни қалдурған иди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.10.30
Joseph-Stalin-305.jpg Җосеф сталин.
www.google.com

Русийә тарихчилириниң һесаблишичә, 1937-вә 1938-йиллиридики “хәлқ дүшмәнлирини тазилаш” дәп аталған бу һәрикәттә бир йерим милйондин артуқ адәм қолға елинип, буниң 681 миң нәпири етип ташланған. Әнә шу қетимлиқ тазилашта оттура асиядики уйғурлар һәтта уйғур елидики уйғурларму бигунаһ қурбанларға айлинип, уйғур хәлқиниң абдулла розибақийеф, хоҗа нияз һаҗи қатарлиқ дөләт әрбаблири, миңлиған зиялийлири вә милләтпәрвәрлири өлтүрүлгән һәм түрмиләргә ташланған иди.

10-Айниң 30-күни 1937-1938-йиллардики сталинниң чоң тазилаш һәрикитидә қурбан болғанларни хатириләш күни. Бу күн мунасивити билән 29-өктәбир вә 30-өктәбир күнлири бир қатар аммиви хатириләш паалийәтлири өткүзүлди.
Интерфакисниң хәвәр қилишичә, 29-өктәбир күни “хатирә” намлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатиниң уюштуруши билән москвадики сабиқ совет к г б бинасиға йеқин мәйданда “исим шәрипини әслигә кәлтүрүш” намида хатириләш паалийити өткүзүлди. 30-Өктәбир күни болса, москвадики бутов хатирә орнида шам йеқип қурбанларни хатириләш паалийити уюштурулди. Бу җайға 1937-1938-йили москвада сталин бихәтәрлик тармақлири тәрипидин етилған 20 миңдин артуқ адәм көмүлгән иди.

Русийә алими викор земескофниң “совет иттипақидики сиясий тәқибләш” намлиқ китабида көрситилишичә, 1937-1938-йиллири, сабиқ совет иттипақи тарихидики әң дәһшәтлик қара йиллар болуп һесаблиниду. Совет иттипақи компартийиси мәркизий комитетиниң хәлқ дүшмәнлирини тазилаш қарари бойичә пүтүн мәмликәт миқясида партийә, һөкүмәт, һәрбий, әдәбият-сәнәт, илим-пән вә башқа һәр түрлүк саһәләр бойичә хәлқ дүшмәнлирини тутуп җазалаш елип берилип, пүтүн совет иттипақи бойичә бир йерим милйондин артуқ адәм қолға елинип, буларниң ичидә 681 миңдин артуқ адәм етилған, қалғанлири узун мәзгиллик түрмә вә әмгәк лагерлирида тутулған. Пәқәт москва шәһиридә 30 миң адәм етип ташланған.

1937-1938-Йиллиридики сталинниң бу тазилаш һәрикити бүгүнки күнләрдә “чоң террорлуқ” дәп әйибләнмәктә

1937-1938-Йиллардики тазилаш һәрикитидә оттура асия җумһурийәтлиридики өзбек, қазақ, қирғиз, таҗик, түркмән, уйғур вә башқа милләтләрниң зор сандики дөләт әрбаблири, алимлири, язғучи-сәнәткарлири, зиялийлири тутқун қилинған вә өлүмгә һөкүм қилинған болуп, сталин һөкүмити 1918-1924-йиллири арисида совет иттипақи вә совет компартийиси билән һәмкарлишип, совет һөкүмитигә хизмәт қилған оттура асиялиқ коммунист рәһбәрлиридин өзбекистан рәһбири пәйзулла хоҗайеф, қирғизистан рәһбири йүсүп абдурахманоф, қазақ рәһбири турар рисқулоф вә “алаш орда” һөкүмитиниң сабиқ рәһбири алимхан букейханоф қатарлиқ миңлиған әрбабларни етип ташлиған.

Уйғурларниң рәһбири шуниңдәк қазақистан дөләт рәһбәрлири қатарида саналған абдулла розибақийеф, исмаил таһироф, елийоф қатарлиқлар һәмдә бурһан қасими, өмәр қасимоф, абдулһәй муһәммәди, нур исраилоф, һезим искәндәроф қатарлиқ йүзлигән алим, язғучи вә зиялийлар өлүмгә һөкүм қилинди һәм сибирийә әмгәк лагерлириға һәйдәлгән иди.

Уйғурлар аз санлиқ хәлқ болушиға қаримай, сталинниң тазилишиниң зәрбисигә әң көп учриди. 1937-1938-Йиллири йәнә сталинниң қоллиши билән шең шисәй уйғур елидиму тазилаш елип берип, хоҗа нияз һаҗим, юнус бәк қатарлиқларни өз ичигә алған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң рәһбәрлири вә көплигән уйғур зиялийлирини өлтүргән һәм түрмигә ташлиған иди.

1937-1938-Йиллири уйғурлар үчүнму паҗиәлик йиллар болған иди

Русийә компартийисиниң сиясий тәқибләш һәрикити әмәлийәттә ленин дәвридила башланған болуп, сталин дәвридә, йәни 1927-1929-йилларда вә 1934-йили уда юқири пәллигә чиққан, әмма әң еғири 1937-1938-йиллири йүз бәргән болуп, қолға елинған сиясий җинайәтчиләр һәйдәлгән сибирийидики әмгәк лагерлири “гулаг” дәп аталған иди. Бу аталғу мәхсус совет коммунистлириниң җинайити сүпитидә бекитилгән иди. Бу йәрләргә һәйдәлгәнләрниң мутләқ көп қисми өлүп түгигән, аз бир қисми 1953-йили сталин өлүп, хрушев һакимийәтни игиләп, мәзкур тутқунларни ақлиғандин кейин қайтип кәлгән иди. Әнә шуларниң арисида мәлум санда уйғурларму бар болуп, атақлиқ шаир һезим искәндороф билән нур исраилоф “гулаг” дин сақ қайтип кәлгән атақлиқ уйғур шаирлири иди.

Русийә мәтбуатлиридики инкасларда қәйт қилинишичә, сталин қурбанлирини яд етиш мунасивити билән бир қисим өктичиләр һазир путинниң елип бериватқан сияситини сталин дәври билән селиштуруп, президент путинни мустәбитлик билән әйиблигән. Русийә мәтбуатлирида путин дәврини сталинниң мустәбит түзүми билән селиштуруш шуниңдәк путинниң сталинға чоқунуш хаһиши барлиқи оттуриға чиқмақта.

Русийиликләр сталинниң мустәбитликини әсләватқан бу күнләрдә, хитайниң мав зедуң туғулған шавшән шәһиридики мав зедоң музейи мәхсус русийиниң ленин туғулған уляноф шәһири билән грузийиниң сталин туғулған гөри шәһиригә вәкил әвәтип, бу җайлардики ленин музейи вә сталин музейи билән һәмкарлиқ келишими түзгән. Америка авазиниң хәвәр қилишичә, хитай вәкиллири ленин вә сталин музейлири билән һәмкарлишип, бирликтә ленин, сталин вә мав зедуңни әсләш һәм хатириләш паалийәтлири өткүзүш һәққидә келишим һасил қилған. Әмма, ленин билән сталин бүгүнки күнләрдә русийиликләрниң әң нәпритигә учриған шәхсләр қатариға киргән болуп, бирақ, хитай йәнила сталин вә ленинни қәдирлимәктә.

Русийә анализчилири сталин билән мав һаят вақитидиму һәмкарлашқан болса, мана әмди улар өлүп йерим әсир өткәндин кейинму йәнә һәмкарлашти дәп инкас қилишқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.