Султан җамал: мәқситим хәлқимниң сиясий вә миллий тарихий мусапилириниң һөҗҗәтлик бәдиий тәсвирини яритиш (1)
2018.05.10
Бүгүнки дәвр оттура асия уйғур әдәбиятида муһим орунни игилигән, пүтүн иҗадий һаятини асасән дегүдәк уйғур тарихи проза иҗадийитигә беғишлиған язғучи султан җамал үчүн уйғур хәлқиниң бүгүнки дәврләрдики сиясий, иҗтимаий-иқтисадий вә мәдәнийәт һаятини тәсвирләштин көрә уйғур хәлқиниң шанлиқ, гүзәл вә сәлтәнәтлик дәврлири билән өз азадлиқи, әркинлики үчүн елип барған күрәшлири һәм сиясий трагедийәлирини йорутуш әң көңүллүк иҗадийәт йолидур.
Һазир өзбекистан пайтәхти ташкәнттә яшаватқан өзбекистан уйғур язғучиси султан җамал әпәнди өз иҗадий һаят мусаписи һәққидә тохталғанда, у өзиниң әдәбий иҗадийәт паалийәтлирини дәвр роһиға игә шеир, зиярәт хатириси вә һекайә-повестлар билән башлиған болсиму, лекин ахирқи һесабта уйғур тарихи романчилиқини өзигә мәңгүлүк йол қилип таллиғанлиқини билдүрди.
У бу җәрянда уйғур хәлқиниң көп әсирлик шанлиқ мусапилири, 19-20-әсирләрдики сиясий паҗиәлирини ноқул бәдиий тоқулмилар билән әмәс, бәлки тарихий мәнбәләр, тарихий һөҗҗәтләр, архип материяллири асасида йорутуп, оқурмәнләрни, болупму йеңи әвладларни өз миллий тарихи роһи билән тәрбийәләш қарариға кәлгәнлики һәм бу саһәдә бир йүрүш әсәрләрни йоруққа чиқарғанлиқини баян қилди.
Султан җамал, “сирлиқ ғар” (1993-йили), “дозахта тирик көйгәнләр” (2011-йили) “тәңшәлмигән аләм” (2014), “биз қайси уйғурлар?” (2017-йили), нәшр қилиниш алдидики “қурбанниң болай”, “қолдин кәткән амәт”, “қисаскар дуня” қатарлиқ бир йүрүш тарихий романларниң апторидур.
Султан җамал әпәнди өзиниң 2011-йили, қазақистандики “мирәли нәшрияти” тәрипидин нәшр қилинған “дозахта тирик көйгәнләр” намлиқ романини сталин һөкүмитиниң 1937-1938-йиллиридики чоң тазилаш һәрикитидә набут қилинған уйғур зиялийлири, әдиб-шаирлириниң трагедийәлиригә беғишлиған болуп, бу йиллар совет иттипақидила әмәс, бәлки пүтүн дуня бойичә коммунизм вә мустәбит түзүм инсанийәткә еғир баласи апәт кәлтүргән дәври дәп қарилинип, “чоң қизил террорлуқ” дәп аталған иди. Әнә шу тазилашта алмута вә ташкәнтни мәркәз қилған даңлиқ уйғур сиясий, мәдәнийәт әрбаблири, уйғур зиялийлири, шаир вә язғучилири тутқун қилинип, өлтүрүлгән вә әмгәк лагерлириға һәйдәлгән иди. Аптор мана шу вәқәләрни рәсмий һөкүмәт архиплири вә совет к г б һөҗҗәтлири асасида тәкшүрүп йорутқан.
Қазақистандики тонулған уйғур әдәбиятшунаси, русийә тәбиий пәнләр академийәсиниң әзаси профессор алимҗан тиливалди әпәндиниң қаришичә, султан җамал әпәндиниң тарихи романчилиқ иҗадийитигә юқири баһа бериш керәк. Уни тарихи орманчилиқта көрүнәрлик нәтиҗә қазанған уйғур язғучиси дейишкә болиду. Болупму, униң “дозахта тирик көйгәнләр” намлиқ тарихий романи тарихий чинлиқ, бәдиийлик җәһәтләрдин наһайити мувәппәқийәтлик чиққан әсәрдур.
Султан җамал әпәнди иҗадийитини пәқәт 19-20-әсир дәвригила әмәс, бәлки уйғурларниң қәдимки дәврлиригә, йәни 840-йили орхун уйғур қалғанлиқи йимирилгәндин кейин шәрқтин кәлгән уйғур қәбилилири билән әсли уйғур диярида бар уйғурларниң қошулуши, омумән уйғурларниң бу земиндики етник тәрәққият тарихини бәдиий усул билән тәсвирләшкиму қаратқан.
Униң иҗадийитиниң әң йеңи мевилиридин бири 1865-1878-йиллири арисидики яқуп бәг рәһбәрликидики йәттә шәһәр дөлитиниң дөләт түзүлмиси, униң әйни вақиттики империйәләр арисидики мәвҗутлуқи, русийә империйәсиниң сиясити вә башқа қисмәтлиригә беғишлиған “қолдин кәткән амәт” романидур. Бу әсәр нәшргә тәйярлинип болунған. Аптор бу әсәрни йезиш русийә дөләт архип һөҗҗәтлирини топлиған вә зор сандики һәр хил тиллардики тәтқиқат әсәрлирини оқуп чиққан.
Султан җамал 1950-1960-йилларда йүз бәргән уйғур дияридин кәң көләмдә совет иттипақиға көчүш һәрикитидә ата-аниси билән ғулҗидин совет қазақистан җумһурийитигә көчүп чиқип, ахири оқуш вә хизмәт сәвәбидин өзбекистанни макан қилған уйғурларниң биридур.
1945-Йили ғулҗида туғулуп, башланғуч маарип тәрбийәсиниң дәсләпки қисмини ғулҗида елип, өз ана тилиға пухта асас салған султан әпәнди совет иттипақида, җүмлидин өзбекистанда 50 йилдин буян өз ана тилида изчил иҗадийәт билән шуғуллинип келиватқан уйғур язғучисидур.
(Давами бар)