“тарих вә бүгүн” (10 - ноябир күни 2013 - йили)
2013.11.10
“тарих бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисими мәхсус 1933 - йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 80 йиллиқиға вә 1944 - йили икки қетим қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң 69 йиллиқиға беғишланди.
Мәлумки, уйғурлар 1933 - йили, 12 - ноябир күни қәшқәрдә, 1944 - йили, 12 - ноябирда ғулҗида икки қетим шәрқий түркистан җумһурийити қуруп, һазирқи заман тарихида муһим из қалдурди.
Бу күни дуняниң көплигән дөләтлиридә яшаватқан уйғурлар икки шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләйду.
9 - Ноябир күни америка уйғурлири бирләшмиси билән хәлқара кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийити бирликтә 1933 - йилидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 80 йиллиқи, 1944 - йилидики шәрқий түркистан җумһурийитиниң 69 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзди. Бу паалийәт фалис чурч районидики бир ресторанда өткүзүлди.
Программа бойичә шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 80 йиллиқини хатириләш мурасими америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлиду. 9 - Ноябир күнидики мәзкур мурасим уйғур җамаитини бир ариға җәм қилип, җумһурийәтни хатириләш йүзисидин өткүзүлгән паалийәт болуп, мәзкур паалийәт вашингтон шәһири йенидики бир ресторанда уюштурулуп, дуня уйғур қурултийиниң бир қисим дөләтләрдики мәсуллири, вашингтон әтрапидики уйғурлар, бир қисим меһманлар қатнашти.
Бу паалийәттә йәнә америка уйғурлири бирләшмисиниң қурулғанлиқиниң15 йиллиқиму хатириләнди.
Шәрқий түркистан ислам җумһурийити 1933 - йили, 12 - ноябир күни қәшқәрдә қурулған болуп, хоҗа нияз һаҗим һөкүмәт рәиси, сабит дамолла баш министир болған. Уйғур, өзбек, қирғизлардин 16 адәм министирлик вәзиписи атқурған иди. Әнглийә алими форбес, майкол делон вә америка алими миливард вә башқиларниң йәкүничә, шәрқий түркистан ислам җумһурийити қуранни асасий принсип қилған өз асасий қануниға, дөләт байриқи, пули, дөләт бәлгиси, миллий мәҗлиси қатарлиқларға һәмдә һазирқи заман маарип, җәмийәт вә мәдәнийәт идийисигә игә мустәқил җумһурийәттур.
Уйғурлар башқа хәлқләр билән бирликтә 1944 - йили 12 - ноябирда ғулҗа шәһиридә иккинчи қетим шәрқий түркистан җумһурийити қурди. Бу йил иккинчи шәрқий түркистан җумһурийитигә 69 йил тошти, әлихан төрә җумһурийәт рәиси иди. Шәрқий түркистан һөкүмити илгири - кейин һәр хил сиясий шараит астида, өзлири вә башқилар тәрипидин вақитлиқ һөкүмәт, җумһурийәт һөкүмити, или һөкүмити вә үч вилайәт һөкүмити дегәндәк намлар билән атилип, 5 йил мәвҗут болуп туруп, ахири сталинниң ташқи сияси истратегийисиниң қурбаниға айланди.