Совет-хитай архиплиридики шәрқий түркистан җумһурийитиниң срлири

Мухбиримиз үмидвар
2021.03.18
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Совет-хитай архиплиридики шәрқий түркистан җумһурийитиниң срлири Совет сақчилири москвадики KGB .Бинасиниң алдида қаравуллуқ қилмақта
AFP

 20-Әсирниң 40-йиллиридики  уйғур елиниң сиясий тарихи  җүмлидин шәрқий түркистан җумһурийити вә шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилаби һәққидә шәрқий түркистан җумһурийитиниң һәр дәриҗилик  һөкүмәт һөҗҗәтлири, шәрқий түркистан җумһурийитиниң һәрбий-сиясий, иқтисадий, мәдәнийәт-маарип вә башқа һәр саһәгә аит министирлиқлири вә идарилириниң  түрлүк һөҗҗәтлири  биринчи қол мәнбәләр болса, шәрқий түркистан җумһурийити дәвридики мәтбуатларму охшашла муһим материяллардур.

Шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулушидин тартип ахири йоқилишиғичә болған пүтүн җәрянлар хәлқара мунасивәт арқа көрүнүшлиригә игә болғанлиқи үчүн у алди билән совет иттипақи вә хитайниң диққәт нәзиридә һәмдә уларниң сиясий истратегийәсидин орун алған. Әнә сәвәбтин  совет иттипақи вә хитайму бу һакимийәт һәққидә зор материялларға игә иди.  Шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулушидин тартип йоқ болушиғичә  болған сиясий арқа  көрүнүши биваситә  совет иттипақи билән алақилиқ болғанлиқи үчүн совет  бихәтәрлик, һәрбий вә дипломатийә органлири мол материялларни  қалдурған. Бу материялларниң мутләқ көп қисми ғулҗиға җайлашқан совет иттипақиниң мәслиһәтчиләр оргини -2-домдики генерал владимир йегнароф, генерал александир лаңфаң қатарлиқлар тәрипидин һәр күни, һәр һәптиләп таки 1946-йили  3-айғичә совет иттипақ ички ишлар хәлқ комиссари лавренти берия, сталин, молотоф вә башқа сиясий бийоро әзалириға йолланған. Униңдин кейин таки 1949-йилиғичә  ички ишлар министири круглоф, дөләт хәвпсизлик министири абакумофларға  һәм улар арқилиқ, 1947-йилидин кейин  дөләт хәвпсизлик оргини башлиқи федотоф  қатарлиқлар  арқилиқ сталин, берия, молотофларға йолланған. Сталин башчилиқидики сиясий бийоро вә ички ишлар органлириму мәхсус шәрқий түркистан һәққидә қарарларни қобул қилған. Әнә шу нурғунлиған совет мәхпий архип һөҗҗәтлири һазирқи русийә федератсийәси дөләт архипиниң р-9401- фондида, русийә дөләтлик иҗтимаий сиясий тарихи архипиниң 17-фонида шуниңдәк йәнә мәркизий сиясий һөҗҗәтләрни сақлаш орни қатарлиқ орунларда, йәнә бир қисим архиплар өзбекистан, қазақистан, қирғизистан президент архипханилирида сақлиниватқан болуп, бу архипларниң мәлум қисми илгири ечилип пайдилинишқа рухсәт қилинған.   Әнә шу архиплар асасида  тәтқиқат қилған русийә тарихчиси профессор барминниң  ейтишичә, әмма кейин  бу архиплар қайтидин тақалған вә йәнила зор сандики архиплар техи ашкариланмиди.

  Йеқинда истанбулдики тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин тарқитилған “20-әсир уйғур сиясий тарихи” намлиқ китабниң аптори, 1940-йиллардики шәрқий түркистан җумһурийити  һәққидә әтраплиқ издәнгән тарихчи қәһриман ғоҗамбәрдиниң  ейтишичә,

Мәзкур илгири мәхпий тутулған совет архиплири  1949-1944-йиллиридики мәзкур җумһурийәтниң сиясий, иҗтимаий-иқтисадий, һәрбий, мәдәнийәт-маарип әһвали, қисқиси бу һакимийәтниң дөләтчилик қурулмиси һәққидә, болупму бу һакимийәтниң башлиниши вә  сиясий тәқдири һәққидә әтраплиқ чүшәнчиләргә игә болуш һәм нурғун сирлиқ түгүнләрни йешиштә  һәлқилғуч рол ойнайду.

Лекин, шәрқий түркистан җумһурийитиниң әйни вақиттики рәқиби –хитай җумһурийитиниң һәрбий, сиясий, дипломатийә органлири, җүмлидин үрүмчидики гоминдаң һәрбий-мәмурий даирилириму  бу һакимийәтни йоқитиш,  қозғилаңларни  һәрбий җәһәттин бастуруш, сиясий сүлһи йоли билән йоқитиш истратегийәлирини йүргүзгән болуп, гоминдаң мәркизий һөкүмити бу һакимийәтни вә униң рәһбәрлирини, уларниң сиясий йөнилиши, һәрбий әһвали һәм  башқиларни көзитиш, тәкшүрүш материяллири шуниңдәк совет иттипақи тәрәп билән  болған дипломатийәлик паалийәт һөҗҗәтлирини қалдурған. Бу һөҗҗәтләрниң мутләқ көп қисми мәхпий болуп, йеқинқи йиллардин башлап буларниң бирқсиминиң мәхпийәтлики тәйвән һөкүмити тәрипидин бикар қилинип ашкарилинишқа башлиған.

Әнә шу тәйвән архиплириниң бирқисмини тәрҗимә қилиш билән шуғулланған тарих тәтқиқатчиси таран уйғурниң қаришичә, бу архип һөҗҗәтлири нөвәттә тәйвәндики дөләтлик тарих сарийи дәп аталған мәхсус архипханида сақланмақта.

Гоминдаң  мәркизий һөкүмити баштин ахири шәрқи түркистан инқилаби шәрқий түркистан җумһурийитини дүшмән күч дәп көргән болуп, бу һөҗҗәтләрдә миллий армийә “ бандит армийәси” “ или бандитлири”,  әхмәтҗан қасими қатарлиқ шәрқий түркистан инқилаби рәһбәрлири“  бандитлар”, “ бандитлар башламчилири”, “ или бандитлириниң беши” дегәндәк һақарәтлик аталғулар билән аталған. Бу архипларда  әхмәтҗан қаисми қатарлиқларниң сөһбәт үчүн үрүмчигә кәлгән күнидин тартип уларниң бирләшмә һөкүмәттики паалийәтлири, нәнҗиңдики қурултайдики иш-һәрикәтлири, шәрқий түркистан, йәни или тәрәпниң бетимгә бойсунмай йәнила өзиниң мустәқиллиқ орнини сақлаватқанлиқи қатарлиқлар тәпсилий көзитишләр арқилиқ йорутулған. Булар ичидә җаң җиҗоң қатарлиқларниң ички җәһәттики хәтлири, дөләт мудапиә министирлиқиниң ички һөҗҗәтлири вә башқилар, һәтта җаң кәйшиниң позитсийәсигә аит учурларму бар. Әң муһимлардин бири әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң 1946-йили 11-айдин 1947-йили 1-айғичә нәнҗиңдики гоминдаң хәлқ қурултийиға қатнишиш җәрянида қурултайға “ шинҗаңни шәрқий түркистан җумһурийитигә өзгәртиш” тәклип лайиһәсини сунуши вә бу җәрянда елип барған паалийәтлиригә аит  гоминдаң истихбарат оргининиң “ дөләт хәлқ қурултийи истихбаратлири” мавзулуқ көп қисимлиқ мәхпий һөҗҗәтлиридур. Таран уйғурниң ейтишичә, бу һөҗҗәтләр бойичә алғанда, гоминдаң истихбарат оргини әхмәтҗан қасимиға шәрқий түркистанни мустәқил қилиш һәрикитиниң башчиси, шәрқий түркистанчиларниң рәһбири дәп дүшмәнлик нуқтинәзиридин баһа бәргән.

Тәйвәндики гоминдаңниң мәзкур мутләқ мәхпий архиплириниң һәммиси техи ашкара болмиған болуп,  бу һөҗҗәтләр хитай тәрәпниң шәрқий түркистан дөлити вә қозғилаңни йоқитишта қандақ чарә-тәбирләрни қолланғанлиқи вә қандақ сиясий истратегийә һәм һәрбий чариларни қолланғанлиқи, икки тәрәп арисидики сиясий күрәшниң нәқәдәр күчлүк болғанлиқини чүшиништә наһайити муһим, йәни хитайниң мәйданини  билиштики биринчи қол мәнбәдур,

Лекин,  шәрқий түркистан инқилабиниң әң ахирқи тәқдири, йәни әхмәтҗан қасими  қатарлиқ шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлириниң ахирқи тәқдири, уларниң өлүминиң  һәқиқий сири вә җәряни шуниңдәк совет тәрәпниң ғулҗидики консуллириниң әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң компартийә вәкили дең личүн билән өткүзгән сөһбәтлири һәққидики мәлуматлири,  әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң алмутаға барғанидин кейинки җәрянлар, москваниң ахирқи қарари вә  таллиши һәм башқилар һәққидики әң назук нуқтилар йәнила мутләқ мәхпийәтлик нуқтиси сақланмақта. Бу ахирқи әһвалларға аит бәзи ички һөҗҗәтләрму һәм хитай компартийәси тәрәпниң алған ички қарарлириму мутләқ мәхпий һалда турмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.