“тарих вә бүгүн” (2013 - йили 31 - март)
2013.03.31
Бу программимизда төвәндики икки мақалини аңлайсиләр: “1933 - йилидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң асасий қанун лайиһиси (2)” вә “японийә һәрбий разветкичилириниң уйғурларға аит топлиған учурлири”.
1933 - Йилидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң асасий қанун лайиһиси (2)
Қутлан мақалиси
“истиқлал” мәҗмуәсиниң тунҗи санида елан қилинған “шәрқий түркистан ислам җумһурийити дөләт асасий қанони лаһийиси” ниң 6 - маддисида “шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң рәис җумһури дин, милләт һәмдә вәтәнниң асайиши, тинчлиқи вә тәрәққияти үчүн рәһбәрлик қилғучи дөләтниң бүйүк атиси, алий әмири һәм қоманданидур” дәп көрситилгән. Лайиһиниң 7 - маддисида баш вәкил, йәни баш министәриң вәзипилири ениқ бәлгиләнгән болуп, униңда “баш вәкил пүтүн назарәтләр (министирликләр) ниң башлиқидур. Шуниң үчүн у һәр бир назарәтниң ишлирини башқуруш һоқуқиға игидур. Баш вәкил адәттә вәкилләр һәйити (һөкүмәт әзалири) ниң рәиси дәпму атилиду” дәп көрситилгән.
Мәркизи истанбулдики сутуқ буғрахан илим вә тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси доктор алимҗан боғда бу һәқтә тохтилип, 1933 - йили елан қилинған “шәрқий түркистан ислам җумһурийити дөләт асасий қануни лайиһиси” ниң һәм ислам дининиң дөләт башқуруш роһиға һәм әйни вақиттики заманиви миллий дөләтләрниң асасий қанун принсиплириға маслаштрулғанлиқини алаһидә тәкитләйду. Униң қаришичә, мәзкур асасий қанун лайиһиси өз дәвридә мусулманлар дунясидики ислам дөләтчилик әнәниси билән түркийә җумһурийити һәмдә мисир қатарлиқ әлләрниң йеңи асасий қанунлирини өгиниш асасида йоруқлуққа чиққан икән. У йәнә баш вәкил сабит дамолламниң миллий қутулуш инқилаби һарписида түркийә, мисир қатарлиқ әлләрдә бир мәзгил тәкшүрүш елип бериши һәмдә җумһурийәт қурулғандин кейин мисир һөкүмитигә мәктуп йезип йеңидин дуняға кәлгән шәрқий түркистан ислам җумһурийити дөләт асасий қанунини түзүп чиқишқа ярдәм сориғанлиқини алаһидә тәкитләп өтти.
Доктор алимҗан боғда “истиқлал” мәҗмуәсидә елан қилинған “шәрқий түркистан ислам җумһурийити дөләт асасий қанун лайиһиси” ниң уйғурларниң 20 - әсирдики миллий дөләтчилик вә қанунчилиқ тарихини тәтқиқ қилишта интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини илгири сүрди. Униң қаришичә, 1933 - йили қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити мусулманлар дунясидики тунҗи ислам җумһурийити болуп, у дәврдә мәйли мисир, мәйли пакистан яки иранда болсун һечқайсиси техи дөләт шәклини ислам җумһурийити намида елан қилмиған икән. Түркийидә гәрчә 1923 - йили җумһурийәт қурулған болсиму, ләкин характер җәһәттин ислам җумһурийити әмәс болуп, дин билән сиясий айрилған миллий дөләт шәклини сақлиған икән. Мушу әһвалларни көздә тутқанда, 1933 - йилидики “шәрқий түркистан ислам җумһурийити дөләт асасий қанун лайиһиси” ялғуз уйғурлар вәтини үчүнла әмәс, бәлки өз мустәқиллиқи үчүн күрәш қиливатқан әйни заман мусулман әллири үчүнму муәййән қиммәткә игә икән.
японийә һәрбий разветкичилириниң уйғурларға аит топлиған учурлири
Һаҗи қутлуқ қадири тәйярлиди
японийилик тәтқиқатчи сузуки йеқинда “манҗурийә вә ички моңғул” намлиқ тәтқиқат китабини елан қилған болуп, мәзкур китабта японийиниң ички вә ташқи сияситидә манҗурийә билән ички моңғулға нисбәтән мәхсус сиясәтләрниң бәлгилинип болунғанлиқи, шу вақиттики японийә һөкүмитиниң иқтисадий вә һәрбий күчини көпләп сәрп қилиш арқилиқ манҗурийә дөлити ичидә ички моңғулийини идарә қилиш, бу йол арқилиқ өзлири манҗурийини контрол қилмақчи болғанлиқидин ибарәт японийә сияситиниң бәлгиләнгәнлики оттуриға қоюлған.
,аптор китабида әйни вақиттики япон һөкүмитиниң хитай ичидики аз - санлиқ милләтләрдин манҗу миллити билән моңғул миллитиниң мәсилисигә алаһидә көңүл бөлгәнлики, йәни җуғрапийилик җәһәттин бу икки районниң японийигә йеқин болуштәк әвзәлликидин пайдилинип,бу земинларни өзиниң һамийлиқи астидики җайларға айландуруш арқилиқ бу йәрләрни японийиниң хам әшя базиси қилиш вә йәнә бир җәһәттин русийигә қалқан қилиштин ибарәт чоң сиясәтни бекиткәнликини көрситиду.
Аптор сузуки, японийә разветкичилириниң 1931 - йилидин 1934 - йилғичә болған арилиқта уйғур елидә йүз бәргән қозғилаңларға башқичә диққәттә болғанлиқини, шу вақитлардин башлап японийә һәрбий тәрәпниң разветкичилириниң һәр - хил йоллар арқилиқ уйғурларға аит учур вә материялларни топлиғанлиқини баян қилған.
японийидики бәзи тарихчиларниң ейтишиға қариғанда, японийә һәрбий архиплирида көрситилишичә, японийә тәрәп 1933 - йили 11 - айниң 12 - күни қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитигә толиму қизиққан вә бу җумһурийәт билән һәмкарлишиш пиланлирини пиланлиған болсиму, лекин дөләт қурулмисини қоғдиялиғидәк асасий болмиған, мурәккәп юртвазлиқ сәвәблиридин, бу җумһурийәт 1934 - йили ташқи күчләрниң, йәни ма җуңйиң билән совет иттипақиниң һәрбий күчиниң зәрбисидә вәйран болған.
японийилик уйғур тарих тәтқиқатчиси ямагучи, һәрбий архиплардики уйғурларға аит учурлар һәққидә тохтилип мундақ деди:
“японийә һәрбий архиплирида уйғурларға аит көплигән материяллар бар. Уларниң бир қисми шәрқий түркистандин, бир қисми болса афғанистан, һиндистан, кәшмир қатарлиқ җайлардин топланған. Буларниң пайдилиниш қиммити юқири болуп уйғурлар тарихидики шәрқий түркистан ислам җумһурийити һәққидики учурлар зор салмақни игиләйду.”
японийилик тарихшунас сакамотониң японийә һәрбий архиплиридин алған учурлириға асасланғанда японийә һәрбий разветка оргинидики манҗурийидә узун муддәт хизмәт қилған канда манҗурийидики әвзәл хизмәт шараитидин пайдилинип, шу йәрдики хуйзу, йәни туңганлардин уйғурларға аит учурлани топлиған болса, кейин сибирийидин қачқан ақ русларға әскәр болған вә япон - совет арисидики өз - ара тиркишишләрдә әсиргә чүшкән үч йүздин ошуқ, оттура - асиялиқ түркий милләтләрдин келип чиққан кишиләрдин уйғурлар һәққидики учурларға игә болған.
Сакамотониң йезишичә, канда 1932 - йилдин 1934 - йилиғичә болған арилиқта түркийиниң истанбул шәһиридики японийә әлчиханисида хизмәт қилған. Канда ялғуз уйғурлар һәққидила учур топлашқа қизиқип қалмастин бәлки русийә ичидики түркий хәлқләр тоғрисидики учурларғиму қизиққан вә бу һәқтә әтраплиқ издәнгән. Канда истанбулдики япон әлчиханисидин айрилип, афғанистанниң кабулдики японийә әлчихансиға баш әлчи қилип тәйинләнгәндин кейин, афғанистанға топланған, хитайдин зәрбә йегән хотән әмири муһәммәд имин буғра қатарлиқлар арқилиқ уйғурлар һәққидә көплигән учурларға игә болған. Канданиң йол көрситиши, мәслиһәти билән шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң рәһбәрлиридин бири, вәтинидин айрилған мәһмут муһити башчилиқидики өмәк японийигә берип, японийә һөкүмитидин маддий вә мәниви ярдәм тәләп қилған.
Токйо университетиниң тарихшунас профессори коматсуниң японийидики ислам тарихиға аит елип барған тәтқиқатиға қариғанда, японийә ислам диний җәмийити тәрипидин нәшир қилинған әрәб йезиқи асасидики чағатай тилида 1930 - йилидин башлап 1945 - йилғичә нәшир қилинған “йеңи япон мухбири”җурнилида ислам дунясиға аит учурлар берилгән.
Мәзкур җурнал кейин “әлхәбәр әл ябани” йәни “япон хәвәрлири” дегән намға өзгәртилгәндин кейин, җурналда уйғур ели һәққидә хәвәрләр берилип, бу хәвәрдә уйғур елидики уйғурларниң советләр билән хитайларниң зулуми астида исламий диний етиқадлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи вә уйғурларниң еғир зулумға учрап, мустәқил дөләт қуруш истикиниң барлиқи тоғрисида русийидин кәлгән ислам алими абдурешит ибраһимниң чоң һәҗимлик мақалиси бесилған.
Униңдин башқа 1941 - йили, токйода нәшир қилинған түркистанлиқларниң “чәтәлгә қачқан җәңчиләр” намлиқ зһурнилидиму уйғурларға аит көплигән мәлуматлар берилгән. Мәсилән: 1933 - йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң һалак болуши тоғрисида мәзкур зһурналниң саһиблиридин бири болған генерал мәхмут муһити билән японийигә биргә кәлгән муһәммәд имин исламиниң “муһаҗираттә йоқалған муҗаһидлиримиз” намлиқ китаби вә көплигән мақалилириниң елан қилинғанлиқи қәйт қилинған.
японийилик тарихчи коматсуниң японийә ислам тарихиға аит елан қилған әсәрлиридә көрситилишичә, 1938 - йили токйода қурулған японийә ислам җәмийитиниң рәиси һаяши сенҗуро ички моңғулийидә туриватқан, шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң рәиси хоҗа нияз һаҗимниң иниси осман башчилиқидики уйғурларни тәшкилләп уларни токйоға тәклип қилип, улар билән көпләп сөһбәт өткүзүш арқилиқ уйғур елиниң сиясий вәзийитини тәпсили игиләп турған.
Коматсуниң китабида хоҗа нияз һаҗимниң иниси османниң японийилик қиз сузуки йошико билән өйлүк болғандин кейин, сузуки йошико өзиниң исмини “аминә”гә өзгәртип көп қетим уйғур елигә вә хитайдики хуйзулар, йәни туңганлар олтурақлашқан җайларға берип, көплигән учур вә ахбаратларни топлиғанлиқини,ялғуз уйғур елидин учурлар, әмәс бәлки қәдимқи қол язмилар, қәдими әсәрләр, һәтта уйғур елидә нәшир қилинған гезит - зһурналларниму топлиғанлиқи, әмма топлиған бу ахбаратларниң һәрбий уруш үчүн әмәс, бәлки японийиниң дипломатийә сиясити үчүн икәнлики һәққидиму бәзи мәлуматлар берилгән.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.