“тарих вә бүгүн” (2013 - йили 3 - ноябир күни)

Мухбиримиз үмидвар
2013.11.03
Xemit-Kenjibayef-xemit-kenji.jpg Сабиқ миллий армийә майори хәмит кәнҗибайәф.
RFA


3 - Ноябир күнидики сәһипимиздә асаслиқи миллий армийә офитсерлиридин һазир бишкәктә яшаватқан 90 яшлиқ сабиқ майор хәмит кәнҗибайефниң әслимилири тонуштурилиду. Ариқдин йәнә уйғурларниң түркийигә көчүп кәлгәнликиниң 60 йиллиқи вә японийә алимлириниң муһәммәд имин буғра һәм ма җоңйиң һәққидики мәлуматлири тонуштурилиду.

Хәмит кәнҗибайеф: мән әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң җиназиси алдида һөрмәт қаравули болған(3 - )

Умидвар

1944 - 1949 - Йиллиридики миллий азадлиқ инқилабниң қатнашқучиси, миллий армийә баш қоманданлиқ штабиниң офитсери хәмит кәнҗибайефниң 1945 - 1950 - йиллири арисида миллий армийә баш қоманданлиқ штабида ишлигән чағларда көргән билгәнлири ичидә униң 1950 - йили, 3 - айда әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң җәситиниң совет иттипақидин елип келингәндин кейин көргәнлири өзгичидур.

Майор хәмит кәнҗибайефниң әслишичә, у вә 12 офитсер әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләрниң җәсити селинған җиназа йенида үч күн һөрмәт қаравули болған. 90 яшлиқ хәмит кәнҗибайеф бу күнләрни һазирғичә есидә чиң сақлиған.

Һазир бишкәк шәһиридә яшаватқан сабиқ миллий армийә майори хәмит кәнҗибайеф 1949 - йили 8 - айда әхмәтҗан қасими, исһақбек муноноф қатарлиқ рәһбәрләр ғулҗида айрилиш алдидики бир қисим вәқәләргә шаһит болған. Униң әслишичә, миллий армийиниң баш қомандани исһақбек муноноф уни чақиртип бирликтә сәпәргә чиқидиғанлиқи уқтурған. Әмма, у бармай, майор ғени кәримоф барған.

Хәмит кәнҗибайеф 1949 - йили, 8 - айдин 1950 - йили 3 - айғичә болған арилиқта миллий армийә баш штабида немә вәқәләр болғанлиқини әсләп өтти.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.