“тарих вә бүгүн” (2013 - йили 13 - январ)

“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң 2013 - йили, 1 - айниң 13 - күнидики сәһисидә силәр 1944 - 1949 - йиллиридики миллий азадлиқ инқилаб рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасимиға аит хитайда нәшир қилинған маһинур қасимниң әслимиси һәққидики инкаслар. 18 - 19 - Әсирдә бейҗиңда чиң сулалисиниң бәрпа қилған уйғурлар лагери һәққидики тарихий учурларни аңлайсиләр,
Мухбиримиз үмидвар
2013.01.13
exmetjan-bash.jpg
Photo: RFA


Буниңдин башқа йәнә түркийә тарихчиси доктор өмәрқурлниң уйғурларниң йеқини икки әсирлик тарихий һәққидики омумий баянлири вә қарашлири билән тонушисиләр.

Майнур қасимниң “әхмәтҗанни әсләймән” намлиқ китаби һәққидики инкас

Әркин тарим тәйярлиди

1944 - Йили ғулҗида елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийитиниң тарихи, болупму бу җумһурийәтниң әң муһим шәхислиридин бири болған әхмәтҗан қасимниң сәргүзәштилири уйғурлар әң көп қизиқидиған темилар. Йеқинқи йиллардин бери оттура асия түркий җумһурийәтлиридә, русийидә вә уйғур диярида мәзкур җумһурийәт һәққидә көп санда мақалә вә әслимиләр нәшир қилинмақта. Әхмәтҗан қасимниң ханими майнур қасим язған хитай тилида нәшир қилинған “әхмәтҗанни әсләймән” намлиқ китабму булардин биридур.

Мәзкур китаб 2012 - йили 7 - айда хитай тилида нәшир қилинған болуп, мәзкур китаб 879 бәттин тәркип тапқан. Бу китаб һазирғичә нәшир қилинған китаблар ичидә әң һәҗимлик китаблардин бири болуп, икки томлуқ китабда әхмәтҗан қасим һәққидә һазирғичә ашкариланмиған нурғун мәлуматлар баян қилинған. Бу китаб һәққидә шундақла китабта баян қилинған бәзи мәсилиләр һәққидә көз қаришини елиш үчүн бу китабни оқуп чиққан хаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси дотсент др. Әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, китаб һәм әхмәтҗан қасими һәққидә өз қарашлини оттуриға қойди.

Мәнчиң дәвридә бейҗиңда қурулған уйғурлар лагери

Қутлан мақалиси

Бейҗиңдики чаңән кочисиниң тйәнмән мәйданидин өтидиған бөликиниң җуңнәнхәй билән тутушидиған җәнубий қисмиға “шәрқий әнфу” нами билән аталған бир тар коча җайлашқан. Мана бу кочида мәнчиң дәвридә қурулған уйғурлар лагериниң қалдуқ изналири таки бүгүнки күнгичә сақлинип кәлмәктә.

японийә уйғуршунаслиридин онума такаһиро әпәндиниң 2009 - йили елан қилған “250 йиллиқ тарихқа игә бейҗиңдики <уйғурлар лагери>” намлиқ мақалиси бу һәқтики йеңи мәлуматларни оттуриға чиқарди. Онума әпәндиниң мәзкур мақалиси униң бейҗиңдики нәқ мәйдан тәкшүриши һәмдә бейҗиң хан сарийи музейи вә бейҗиң дөләт кутупханиси қатарлиқ орунлардин еришкән һөҗҗәтлири асасида йоруқлуққа чиққан.

Мәлум болушичә, “хуйзийиң” яки “хуйхуй йиң” дегән намлар билән аталған уйғурларниң бейҗиңдики лагери манҗу хани чийәнлоңниң 25 - йили, йәни 1760 - йилиниң бешида тәсис қилинған. Миладийә 1758 - йили мәнқиң сулалиси “ақ тағлиқ” хоҗа әвладлириниң ярдәмлишиши билән уйғур елини тунҗи қетим истила қилған. Иккинчи йили чийәнлоң хан өзлиригә ярдәмләшкән хоҗа әвладлири вә бәгләрдин болуп 126 нәпәр кишини бейҗиңгә тәклип қилип юқири әмәл - мәнсәпләр билән тартуқлиған. Андин уларни бейҗиңда елип қелип ханбалиқниң ғәрбий - җәнубий сепилигә яндаш келидиған җайдин (бүгүнки ғәрбий чаңән кочисиниң шәрқий әнфу мәһәллиси) орун берип, мәхсус мусулманлар олтурақ райони тәсис қилған. Шундин башлап бейҗиң ханбалиқта мәшһур болған уйғурлар лагери барлиққа келип барғансери кеңәйгән һәмдә мәнчиң сулалисиниң уйғур елигә һөкүмранлиқ қилиш вә башқа мусулман әллири билән алақә орнитиштики көзникигә айланған. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған шиветсийәдики пешқәдәм уйғур зиялилиридин бири өз қарашлирини билдүрди.

Чийәнлоң хан хоҗа әвладлириниң уйғур районидики мусулманлар арисида зор тәсиргә игә икәнликини, уларниң һәрқандақ шараитта авам хәлқни қозғиталайдиғанлиқини һес қилип йәткәчкә уларни бейҗиңда тутуп қалған. Пәқәт манҗу хан җәмәтигә мәнсуп болған йоқури қатлам кишилирила туралайдиған ханбалиқниң сепили ичидин орун бәргән. Улар йоқури қатлам манҗу әмәлдарлириға берилидиған алаһидә тәминаттин бәһриман болған. Манҗу қизлириға өйлинишигә, өлгәндин кейин өз юртида йәрликкә қоюлушиға рухсәт қилинған. 1763 - Йили язда ханбалиқтики уйғур мәһәллисидә чийәнлоң ханниң пәрмани билән мәсчит қурулуши башланған һәмдә бир йилдин кейин пүткән. Һәйвәтлик мәсчит бинасиниң алдиға чийәнлоң ханниң мәсчит қурулуши һәққидики пәрмани манҗу, хитай, моңғол вә уйғур йезиқлирида таш пүтүккә оюлуп абидә қилип тикләнгән. Шундин башлап, бейҗиң ханбалиқтики уйғур мәһәллиси барғансери тәрәққий қилип олтурақ аһалиму көпәйгән. Мәнчиң сулалиси уйғур елидә қозғилаң көтүрүш еһтималлиққи бар дәп гуман қилған юқири қатлам бәг вә хоҗа әвладлирини давамлиқ түрдә бейҗиңға йөткәп бу йәргә маканлаштурған. Ундин башқа хан сарийи үчүн хизмәт қилидиған уйғур һүнәрвән устилар, музикантлар һәтта дарвазларму бу мәһәллидин орун елишқа башлиған.

Тәтқиқатчи онума әпәндиниң тәкитлишичә, ипархан һәққидики ривайәтләрниң әсли мәнбәсиму дәл чийәнлоң дәвридә бейҗиңда қурулған уйғурлар мәһәллиси билән мунасивәтлик икән. Мәнчиң сулалисиниң бейҗиң ханбалиқта уйғурлар мәһәллиси тәсис қилиши һәмдә хоҗа әвладлирини тутуп туруши шу дәврниң өзидә мәлум истратегийилик пилан билән мунасивәтлик болған.

Тәтқиқат нәтиҗилириниң илгири сүрүшичә, мәнчиң сулалиси бейҗиң ханбалиқта йәрләшкән хоҗа әвладлиридин пайдиллинип уйғур елини тинҗитиш һәмдә ғәрбтики чегра районлириниң әминликини сақлаш мәқситигә йәтмәкчи болған. Шуңлашқа ханбалиқтики уйғур мәһәллиси мәнчиң сулалилисиниң уйғур ели һәққидә сиясәт бәлгилишигә биваситә тәсир көрсәткән. Ундин башқа, манҗу ханлириниң уйғур елигә чүшүргән пәрманлириниң уйғурчә тәрҗимиси һәмдә мәнчиң ханданлиқиниң орта асиядики қоқан вә башқа мусулман әллири билән болған хәт - алақилириниң һәммси ханбалиқтики уйғур мәһәллисидә тәйярланған. Онума әпәндиниң көрситишичә, бейҗиңда олтурақлашқан хоҗа әвладлири мәнчиң сулалисиниң уйғур елидики һөкүмранлиқини қанонлаштуруш үчүн уйғур мусулманлири арисида манҗу ханлириниң “адаләтлик падишаһ” икәнликини, униңға бойсунмақниң зөрүрликини тәшвиқ қилған. 19 - Әсирниң оттурилирида бейҗиңда узақ мәзгил турған русийәлик поп пйотер кафароф өз хатирисидә бейҗиңдики уйғур мәһәллисини зиярәт қилғанлиқини, бу йәрдики имамниң җүмә намизида хутбини манҗу ханиниң намиға оқуғанлиқини тилға алған.

Мәнчиң ханданлиқиниң кейинки мәзгиллиригә кәлгәндә ханбалиқтики уйғур мәһәллисидә яшайдиған уйғур әвладлириниң сани көпийип, бейҗиңниң башқа җайлириға көчүп олтурақлишишқа башлиған. 1910 - Йили бейҗиңдики уйғур мәһәллисини зиярәт қилған әнглийилик миссионер брумхал бу йәрдики чоңларниң йәнила уйғурчә сөзлишидиғанлиқини, әмма яшларниң өз тилини йоқутуп, ислам диний қаидилиридин башқа миллий адәтләрниң һәммисидә хитайлашқанлини тилға алған. 1912 - Йили мәнчиң ханданлиқи ғулиғанда ханбалиқтики уйғур мәһәллисидә олтурақлашқан уйғурларниң күниму тәсләшкән. Кейинчә йүәншикәй өзиниң президенти мәһкимисини җуңнәнхәйниң уйғур мәһәллисигә йеқин җайиға көчүрүп кәлгән. Буниң билән уйғур мәһәллисидики мәсчиттин күндә бәш қетим аңлинип туридиған әзан авазидин биарам болған йүән шикәй әскәр әвәтип мәсчитни тақитивәткән. Әмма уйғур мәһәллиси йәнила сақлинип қалиду. Гоминдаң дәвридики истатискиларға қариғанда, 1930 - йилларда шәрқий әнфу кочисидики мусулманларниң сани 108 түтүн 795 җан болғанлиқи мәлум.

японийә бейҗиңни ишғал қилған 1930 - йилларниң ахирилирида ханбалиқтики уйғур мәһәллисиниң һаяти қайтидин җанланған. Онума әпәндиниң тәтқиқатиға қариғанда, 1938 - йили японийәликләрниң бейҗиңдики уйғур мәсчит җамаити билән болған алақиси күчәйгән. Шу йили японийәлик мусулман комура фуҗио әпәнди бейҗиңдики уйғур мәсчитидә шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң рәиси хоҗанияз һаҗиниң бейҗиңға қечип кәлгән оғли ибраһим билән бирқанчә қетим көрүшкән. Ибраһим униңға алтундин һәл берилгән “қуран кәрим” билән ипарханниң сүритини тәқдим қилған. Йәнә бир японийәлик мусулман окада йошио 1943 - йилидин 1945 - йилиға қәдәр бу мәсчиттә ибраһимдин диний савақ алған.

Хитайда коммунист һакимийити орнитилғандин кейин, бейҗиңдики уйгур мәһәллиси заваллиқа йүз тутқан. 1960 - Йилларниң ахири уйғур мәһәллисидики мәсчит қизил қоғдиғучиларниң һуҗумиға учриған. Бу йәрдики уйғурларниң әң ахирқи әвладлириму йезиларға көчүриветилгән һәмдә милләт тәвәлики туңганларға қошуветилгән.

Доктор өмәрқулниң уйғурларниң әң ахирқи икки әсирлик тарихи һәққидики қарашлири

Арслан таш тәйярлиди

Истанбул университети түркологийә тәтқиқат институтиниң тарих бөлүм оқутқучиси доктор өмәр қул уйғурларниң әң ахирқи 160 йиллиқ тарихини қисқичә хуласилиди вә бу җәрянда яқупхан бәдөләт тәрипидин қурулған қәшқәрийә дөлити, шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә шәрқий түркистан җумһурийити қатарлиқ тарихта қурулған үч мустәқил дөләт тоғрисида тохталди.

Доктор өмәр қул алди билән яқупхан бәдөләт һакимийити тоғрисида тохтилип мундақ деди:

яқупхан бәдөләт қурған дөләтниң алаһидилики шуки, сәидийә миллий ханиданлиқидин кейин узун муддәт күрәш қилиш нәтиҗисидә түнҗи болуп қурулған мустәқил бир дөләт. Бу дөләт әйни заманда дуняниң әң күчлири дөләтлири һесаблинидиған, русийә вә әнглийә тәрипидин мустәқиллиқи етирап қилинған бир дөләт. яқупхан бәдөләт османли дөлитигә әлчи әвәткән вә бу әлчи османли дөлити тәрипидин истанбулда қобул қилинған, кейин яқупхан бәдөләт һөкүмитини мадди вә мәниви җәһәттин қоллап қуввәтлигән шундақла шәрқий түркистанға әскәр вә һәрбий әслиһә әвәтиш арқилиқ ярдәм қилған. Шәрқий түркистанда җүмә намизида османли хәлипиниң намида хутбә оқутулған вә пул бастурулған. Османлидин нәччә миң километр узақтики бир йәрдә османли дөлитигә бағлиқ бир мустәқил дөләтниң оттуриға чиқиши, у районларниң игилик һоқуқини қолға кәлтүрүшкә орунған чарлиқ русийә вә әнгилийиниң мәнпәәтлиригә зет кәлгән вә 1877 - йили яқупхан бәдөләт вапат болғандин кейин бу һакимийәт йәнә тартивелинған. 14 Йил мәвҗутлуқини сақлап һакимийәт йүргүзгән мустәқил бир дөләт әпсуслинарлиқ билән ағдурулуп ташланған.

Доктур өмәр қул сөзидә 1884 - йилдин 1911 - йилғичә болған арилиқтики уйғурларниң сияси вәзийити тоғрисида тохтилип мундақ деди:

1878 - Йили зо зуңтаң исимлик бир хитай генерал шәрқий түркистанда қанлиқ қәтлиам йүргүзүп шәрқий түркистанни ишғал қилди вә хитай земиниға қошувалди. У тарих шәрқий түркистан тарихиниң дәвр бөлгүчи басқуч җәряни вә муһим тарихи. 1884 - Йили 11 - айниң 18 - күни хитай парламенти қарар елип шәрқий түркистанни хитайға бағлап 19 - өлкиси дәп елан қилған вә исмини "шинҗаң" дегән исимға өзгәрткән. 1884 - Йили 11 - айниң 18 - күни шәрқий түркистан үчүн қайғулуқ бир күн, тарихқа дағ чүшкән бир күн. 1911 - Йилғичә шәрқий түркистан хитайға бағлиқ болсиму у йәрдики хәлқ өзлирини өзлири идарә қилған бир вәзийәттә мәвҗутлуқини сақлап кәлгән. 1911 - Йилиму муһим бир тарих. Чүнки бу йили хитайда һакимийәт өзгириш йүз берип, манҗулар башқурушидики һакимийәт ағдурулуп, хитай милләтчилиридин тәркип тапқан гоминдаң һакимийитиниң баш көтүрүши билән хитайда җумһурийәт елан қилинған. Гоминдаң дәври 1949 - йилғичә давам қилған.

1911 - Йилдин 1949 - йилиғичә шәрқий түркистанлиқлар икки қетим мустәқил һөкүмәт қурған. Әмма у һөкүмәтләрниң өмри қисқа болған вә шәрқий түркистан йәнә хитай валийниң идарә қилиши билән башқурулған. 1911 - Йилдин 1928 - йилғичә шәрқий түркистан хәлқи яң зеңшин исимлик хитайниң диктатурлуқ билән башқурған бир дәврни бешидин өткүзди. Бу дәвргә алақидар оттуриға қоюшқа тегишлик икки муһим нуқта бар. Биринчиси:, 1917 - йилдин 1927 - йилғичә шәрқий түркистанда һеч қандақ бир инсан һәҗ пәрзни ада қилишқа рухсәт қилинмиған вә чәтәлләрдә сәпәр қилиш чәкләнгән. Иккинчи нуқта болса, шәрқий түркистандин чәтәлләргә чиқип оқуш пүттүргән вә шәрқий түркистанға қайтқан милләтпәрвәр зиялийлар тәрипидин ечилған мәктәпләр пүтүнләй тақиветилгән. яң зеңшин бу һәқтә язған мәркизи һөкүмәткә йоллиған доклатида, шәрқий түркистандики айримичилиқ һәрикәтләрниң чәтәлләрдин сиңип киргән пикирләр сәвәбидин оттуриға чиқиватқанлиқини шуниң үчүн милләтпәрвәрлик вә дини әқидә тоғрисида тәлим - тәрбийә бериливатқан мәктәпләрни тақаш керәкликини, һәҗ пәрзни ада қилиш үчүн болсиму инсанларни чәтәлләргә чиқишиға рухсәт қилмаслиқ керәкликини доклат қилған. яң зеңшин шәрқий түркистанда һакимийитини муқимлаштуруш үчүн әқилға уйғун әмәс, инсан қобул қилалмайдиған һәрикәтләрни елип барған. яң зеңшин шәрқий түркистанниң охшимиған шәһәрләрдә охшимиған пулларни бастурған вә пулниң еқишини тизгинлигән. Чүнки яң зеңшинниң чүшәнчисидә, әгәр пулни контрол астиға алалиса, күчлүк бир мустәқиллиқ һәрикәтниң оттуриға чиқишни тосуп қалғили болиду дәп қариған. Шуниң үчүн пул вә иқтисадни қаттиқ контрол астиға елип инсанларниң пул - маллирини зораванлиқ билән тартивелип, хәлқни намрат қалдурған.

Доктор өмәрқул сөзидә 1928 - йилдин 1933 - йилдики уйғурларниң азадлиқ һәрикәтләр тоғрисида тохтилип мундақ деди:

яң зеңшин 1928 - йили сүйиқәсткә учрап өлтүрүлди. Униң орниға җин шурен исимлик бир диктатор һакимийәт бешиға кәлди. 1931 - Йили җин шуренму сүйиқәсткә учрап өлтүрүлди вә 1931 - йили шәрқий түркистан азадлиқ һәрикити башланған бир дәвр болди. Қумулда хитай әмәлдарниң бир уйғур қизни хотунлуққа елишқа мәҗбурлиши сәвәбидин келип чиққан қаршилиқ һәрикәт пүтүн хәлқини ойғитип чоң инқилабқа айланди вә шәрқий түркистан азадлиққа еришип вә мустәқил һөкүмәт қурулди. Шәрқий түркистанниң пүтүн шәһәрлиридә елип берилған азадлиқ һәрикәтлири 1933 - йили қәшқәрни мәркәз қилған һалда мустәқил шәрқий түркистан ислам җумһурийитини елан қилишқа мувәппәқийәт болди. Бу һөкүмәтниң ташқи ишлар министирлики, у дәврдә түрк дунясниң ялғуз мустәқил дөлити һесабланған түркийә җумһурийитигә, "көк байрақтин түрк байриқиға салам болсун!" дегән сөз билән башланған. Телеграф йоллап шәрқий түркситан ислам җумһурийитиниң мустәқил һөкүмәт икәнликини етирап қилишни тәләп қилған. Телеграфта: "һәқлиқ вә яшаш күришимиздә силәрниң мадди вә мәниви ярдимиңларға еһтияҗимиз бар" дейилгән, әмма әпсуслинарлиқ билән түркийә җумһурийити тәләп қилинған ярдәмни берәлмигән, чүнки у дәврдә түркийә өз мәсилилирини бир тәрәп қилалмайватқан бир вәзийәттә икән.

Доктур өмәр қул сөзидә мундақ деди:

1933 - Йили қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити 1934 - йили хитай вә русларниң тил бириктүрүши вә һәмкарлишиши билән ағдурулған әмма шәрқий түркистанда бир һекмәтлик сөз бар, "һәр 3 йилда бир кичик һәрикәт һәр 10 йилда чоң бир һәрикәт мәйданға келиду". Шәрқий түркистанлиқлар тарих бойичә һәр қандақ вәзийәттә вә басқучта мустәқиллиқини арзу қилған, асарәтни өзлири үчүн бир зулум дәп қарап кәлгән бир милләт. Шәрқий түркистан һөкүмити 1934 - йили ағдуруветилгән кейин шәрқий түркистанлиқларниң мустәқиллиқ ирадини әмәлгә ашуруш вә диктатор әмәлдарларниң хата қилмишлирини бир тәрәп қилиш үчүн қаршилиқ һәрикәтләр давам қилди, 1934 - йилидин 1937 - йилғичә шәрқий түркистанниң җәнубида мустәқиллиқ һәрикәтлири тохтимай давам қилди. Әмма шәрқий түркистан хәлқи 1934 - йилидин 1944 - йилғичә 10 йил бойичә, шәрқий түркистанни ач қалған бөригә охшаш сүмүргән җаллат шең шисәй дәврни бешидин өткүзди. Бу дәврдә шәрқий түркистан, тарихиға дағ чүшкән бир дәврни яшиди. Шиң шисәй шәрқий түркистандин айрилип кәткән вақитта алтун вә қаш теши қачиланған 14 йүк машинини биргә елип кәткән, булар һәқиқи бир вәқә.

Доктур өмәр қул сөзидә йәнә 1933 - йилдин 1943 - йилғичә болған арилиқитики уйғурларниң вәзийити вә елип барған күрәшлири тоғрисида тохталди вә уйғурлар чәтәл күчләрниң сияси тәсири сәвәбидин мустәқил болалмиғанлиқини ипадиләп мундақ деди:,

1933 - Йилдин 1943 - йилғичә шең шисәй русларниң қорчиқи вә ялақчиси болуп туруп шәрқий түркистанни башқурған. Дуняниң башқа бир йеридә йүз бәргән вәқә вә һадисиләр шәрқий түркистанни тәсиргә учратти. Шең шисәй совит иттипақиниң қорчиқи болуп шәрқий түркистанни башқуруватқан дәврдә карпатларда советләр германларға қарши мәғлуп болиду, буниңдин әндишә қилған шең шисәй, советтин йүз өрүп хитай мәркизи һөкүмәткә йелиниш сиясити йүргүзгән. 1941 - Йили осман батур башлиған азадлиқ һәрикәтни 1942 - йилниң оттурилириғичә қоллимиған совет - руслар, шең шисәй улардин йүз өрүп мәркизи хитайға бағлиниши билән өз мәнпәәтлирини көздә тутуп шәрқий түркистандики азадлиқ һәрикәтләрни қоллашни қарар алған шуниң билән 1944 - йили 150 йиллиқ җәрянида үчинчи қетимлиқ мустәқил дөләтниң қурулғанлиқи елан қилинған. Дуняниң башқа йәрлиридә йүз бәргән уруш вә вәқәләр шәрқий түркистанни тәсиргә учратти. 1945 - Йили 2 - дуня уруши аяғлашқан кейин, дуняниң шәкиллиниши вә тәқсим қилинишини өз ичигә алған ялта шәртнамиси имза қилинди. ялта елинған қарарлар шәрқий түркистанниң мустәмликә болуп қелиштин ибарәт тәқдирини бәлгилигән. Совит - русийә ялта йиғинида, муңғулистанниң мустәқиллиқини хитай етирап қилса, биз шәрқий түркистандики мустәқиллиқ һәрикәтләргә ярдәм бәрмәймиз дәп шәрт қойған.

Доктур өмәр қул сөзидә йәнә 1944 - йили қурулған шәрқий түркситан җумһурийити 11 маддилиқ бетимгә имза қилиш билән йоқ қилинғанлиқини ипадиләп мундақ деди:

Гәрчә шәрқий түркситан җумһурийити 1944 - йилдин 1949 - йилғичә мәвҗутлуқини сақлап қалған болсиму 1946 - йили һөкүмәт вәкиллири билән хитай әмәлдарлири оттурисида музакирә арқилиқ сүлһи түзүлгән вә 11 бетимлиқ келишим дәп тарихқа йезилған келишимниң имза қилиниши билән шәрқий түркистан җумһурийити йоқ қилинған. Шәрқий түркистанда азадлиқ һәрикәтлири қисқа вақит ичидә икки қетим азадлиқини қолиға елип мустәқил һөкүмәт қурған болсиму 1945 - йили мәркизи хитайда гоминдаң һакимийити билән мавзедуң башчилиқидики хитай коммунист гуруһи оттурисида һакимийәт талишиш уруши болған иди. 1948 - Йили гоминдаң һакимийитини ағдуралиған хитай коммунист гуруһи хитайда һакимийәтни қолға алди, бу дәврдә шәрқий түркистанлиқлар бир қарар елиш керәк иди. Милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр қараштики кишиләр, шәрқий түркистанда қелип коммунистларға қарши күрәш қилиш керәкму яки вәтән үчүн вәтәндин айрилайлиму? дегән соалларни музакирә қилиш арқилиқ узун бәс - муназирә нәтиҗисидә хитай коммунист һакимийәткә қарши күрәш қилишқа күчиниң йәтмәйдиғанлиқини, чәтәлгә чиқип кәтмигән тәқдирдә һаятиниң хәвп ичидә қалидиғанлиқини яки хитайниң қараңғу түрмилиригә қамилидиғанлиқини чүшинип йәткән вә вәтәндин айрилиш, чәтәлгә һиҗрәт қилишқа мәҗбур болған. Муһәммәд имин буғра вә әйса йүсүп алиптекинниң башчилиқидики карван кәшмир һиндистанға кәлгәндин кейин түркийә, һиндистан, мисир вә сәуди әрәбистандин панаһлиқ тәләп қилған буларниң һеч биридин җаваб кәлмигәндин кейин түркийә җумһурийити министирлар ички кабинети, 1952 - йили алған қарари билән шәрқий түркистанлиқ муһаҗирларниң түркийигә йәрлишишини қобул қилған. Шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлардин тәшкилләнгән бир карван 1949 - йили тарихтики әң ечинишлиқ һиҗрәт вәқәләрни бешидин өткүзгән вә 1952 - йили 9 - айда истанбулға келип йәрләшкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.