“тарих вә бүгүн” (22 - январ)
Мухбиримиз үмидвар
2012.01.22
2012.01.22
Photo: RFA
Булардин башқа йәнә 1982 - йили, сабиқ совет иттипақиниң 19 - әсирдики или уйғурлириниң чиң сулалисиға қарши қозғилаңлирини әкис әттүридиған тарихий филими“әҗдиһар йили” ниң ишлиниш җәряни һәм филимниң мәзмунлири һәққидә учурлар тонуштурилиду.
Сабиқ миллий армийә полковники, миллий армийиниң муавин баш қомандани зунун тейипоф 1917 - йили алмута вилайитиниң яркәнт шәһиридә туғулған болуп, дәсләпки билимини рус мәктипидә алған. Оттузинчи йиллири уйғур елигә көчүп кәлгән. Мәлум бир вақит һүсәйинбай мусабайефниң тирә завутида ишлигәндин кейин бу земинда башланған азадлиқ һәрикитигә паал арилашқан. "Азадлиқ тәшкилатиниң" актип қатнашқучилиридин болған зунун тейипоф шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийисиниң мәйданға келишигә көп күч чиқарған. У бир қатар қанлиқ җәңләргә қатнишип, қатардики җәңчидин таки генерал - майор дәриҗисигичә көтүрилгән һәм шәрқий түркистан җумһурийитиниң көплигән орден вә медаллири билән тәқдирләнгән. Зунун тейипоф 1960 - йилларниң бешида қазақистанға көчүп чиқишқа мәҗбур болған һәм шу йәрдә вапат болған.