“тарих вә бүгүн” (2013 - йили 10 - феврал)

“тарих вә бүгүн” сәһипимиз бойичә төвәндики программиларни аңлайсиләр: 1944 - 1949 - йллирикидики миллий азадлиқ инқилаб қатнашқучулириниң әслимилири. Буниңдин башқа йәнә японийидики төт арал күни паалийәтлири вә төт арал мәсилисигә аит мәлуматлар, өткән әсирдә уйғур елиға кәлгән сәйяһ свен һедин билән адолф гитлерниң алақисиға аит китабтин мәлуматлар вә башқилар.
Мухбиримиз үмидвар
2013.02.11


Миллий армийә офитсери хәмит кәнҗибайеф

Сабиқ миллий армийә офитсери, 91 яшлиқ хәмит кәнҗибайеф 1944 - 1949 - йиллиридики миллий инқилабниң актип қатнашқучиси. У миллий армийә баш қоманданлиқ шитаби вә шималий йөнилиш шитабида хизмәт қилған болуп, хәмит кәнҗибайеф миллий армийә баш қомандани иссақбек муноноф, муавин баш қомандани дәлилқан сугурбайеф вә полковник зунон тейипоф қатарлиқ билән көп қетим учрашқан.

Хәмит кәнҗибайеф өз әслимилирини баян қилди. Тәпсилатини турсун исламдин аңлаң.

японларниң “шималий земин күни” ни хатириләш паалийити

японийә һөкүмити 2 - айниң 7 - күнини “шималий земин күни” қилип бекиткән. Бу күндә японийиниң һәр қайси җайлиридики японлар, һазирқи русийә игидарчилиқидики араллирини йәни шималдики земинлирини қайтуруп келиш һәрикити җәмийәтлири, японийә һөкүмитиниң йетәкчиликидә бир туташ түрлүк паалийәтләрни елип бариду. япон тилидики “һоппо рйодо мондай” йәни шималий земин мәсилиси, японлар узундин буян руслар билән талаш тартиш қилип келиватқан, шималдики төт арал мәсилисидур.Курил араллири, йәни минами чишима араллири болуп, японийиниң һоккайдо өлкисигә тәвә араллардур.

Бу араллани совәт иттипақини бесивалған иди.

Программиниң тәпсилатини қутлуқ қадиридин аңлаңлар.

Сабиқ миллий армийә офитсери ибрайим явахунофниң җәңгивар йоли

Ойған программиси

Тарихтин мәлумки өткәнки әсирниң 40 - йиллири шәрқий түркистанда әвҗ алған миллий - азадлиқ һәрикитидә уйғур, туңган, қазақ, қирғиз, өзбәк қатарлиқ милләт вәкиллиридин тәркип тапқан шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийиси алаһидә рол ойниған иди. Көплигән истратегийилик әһмийәткә игә понкитларни басқунчилардин азад қилиш үчүн болған җәңләрдә улар қәһриманлиқниң үлгисини, өзлириниң азадлиққа, мустәқилликкә болған тәшналиқини, интилишини намайән қилди.

Әнә шуларниң бири сабиқ миллий армийә офитсери ибрайим явахунофтур. 1944 - Йили миллий - азадлиқ һәрикити башланғанда явахуноф пидаийлар қатарида өзиниң җәңгивар йолини башлиған иди. У туңган запас ротисиниң катипи, андин 5 - атлиқ туңган дивизйони тәшкил қилинғанда, штабниң кадирлар бөлүми башлиқи, дивизйон 10 - алаһидә атлиқ туңган полки болуп қайта тәшкилләнгәндә подпоручик унванида полкниң разветка бөлүмидә хизмәт қилған.

Радиомиз зияритини қобул қилған и.Явахуноф өзиниң җәңгивар йоли һәққидә әслимилирини оттуриға қойди.

Китаб: “биз бир - биримизни шүнчилик махташқанлар - свен һедин вә адолф гитлер”

ялқун программии

Свен һедин уйғурларға наһайти тонушлуқ болған шветсийилик екиспидийичи болуп, униң - 1893йилдин - 1935йилғичә уйғур елида елип барған төт қетимлиқ екиспидийиси уйғур мәдәнийәт тарихида чуңқур из қалдурған.Гәрчә свен һедин уйғурларға екиспидийичи, уйғуршунас сүпитидә тонулған болсиму, әмма униң уйғурларға натонуш болған йәнә бир образи йеқинда шветсийә норстедс нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “биз бир - биримизни шүнчилик махташқанлар - свен һедин вә адолф гитлер” намлиқ китаб арқилиқ қайтидин базарға селимақта.

Аксел оделберй тәрипидин шветчә йезилған бу китаб свен һединниң яврупада елип барған паалийәтлиригә, болупму адолф гитлер башчилиқидики - 3импирийиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән болған мунасивәтлиригә беғишланған болуп, сивен һединниң натсислар германийисигә болған ишәнчиси вә адолф гитлергә болған чоңқур һөрмити баян қилинған. Шуңа свен һедин гитлерниң өлүмини аңлап қаттиқ азапланған вә “шветсийә күндилик хәвәрләр гезити”гә хәт йезип “мән адолф гитлерни чоңқур вә өчмәс әслимилирим билән әсләймән, у дуня тарихидики әң бүйүк шәхисләрниң бири иди” дегән.

Китабта баян қилинишичә свен һедин билән гитлерниң арисида чуңқур шәхсий достлуқ мунасивити бар болуп, гитлер яш вақитлиридин башлап свен һединниң китаблирини яхши көрүп оқуған вә сивен һединниң екиспидийә саһасидики тәвәккүлчиликигә қайиллиқини билдүргән.Шуңа гитлер - 1933йили - 16өктәбир күни бейҗиңда туруватқан свен һединға телграмма йоллап униң екиспидийә хизмитини башлиғанлиқиниң 40 йиллиқини алаһидә тәбриклигән. Һәтта гитлер өзини етивелиш алдидиму свен һединға хәт йезип, униң 80 яшлиқ туғулған күнини мубарәкләшниму унутмиған. Свен һедин биринчи дуня урушида мәғлубийәткә учриған германийини пәқәт адолф гитлерла қутқузалайду дәп ишәнгәнлики вә шу дәвирләрдә күнсери базар тепиватқан коммунизм идийисини натсислардинму хәтәрлик дәп қариғанлиқи үчүн өмириниң ахирғичә натсислар германийисигә болған һөрмитини йоқатмиған.

Китаб свен һединниң - 1933йили бейҗиңда елип барған паалийәтлиридин башланған болуп, бу униң уйғур елиға қилған - 4қетимлиқ екиспидийә мәзгилигә тоғра киләтти. Свен һединниң уйғур елиға қилған - 4қетимлиқ екиспидийиси - 1927йилдин - 1935йилғичә елип берилған болуп, - 1927йлидин - 1929йилғичә болған арилиқтики екиспидийә чиқимини германийиниң луптанса авиатсийә ширкити үстигә алған.Улар берлин билән бейҗиң арилиқида һава йоли ечишни мәқсәт қилған болуп, һава йоли уйғур елиниң һава бошлуқидин өтәтти. Әмма уйғур елиниң контроллуқини қолиға еливалған җин шурен уйғур елиниң һава бошлуқида германийиниң һава йоли ечишини халимиғанлиқини үчүн луптанса авиатсийә ширкити свен һединни иқтисад билән тәминләшни тохтатқан. Свен һедин бир қисим адәмлирини уйғур елида қалдуруп қоюп бейҗиңға кәлгән вә гоминдаң һөкүмитиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири вә җаң җеши билән күрүшүп уйғур елидә елип баридиған екиспидийиси үчүн пул һәл қилмақчи болған.Свен һедин гоминдаң һөкүмитини уйғур елиниң мол алтун, нефит, газ байлиқлири вә сөвет иттипақи билән болидиған җанлиқ содиси билән қизиқтурған.Гоминдаң һөкүмити свен һединниң қизиқтуруши билән бирқсим хитай археологлири билән екиспидийә өмики тәшкилләп, уйғур елиға әвәткән. Әмма свен һединниң бу қетимқи екиспидийиси уйғур елида болуватқан уруш қалаймиқанчилиқи сәвәбидин анчә оңушлуқ болмиған. Шуңа сивен һедин уйғур елидики әң ахирқи екиспидийисини ахирлаштуруп - 1935йилиниң бешида бейҗиңға қайтип кәлгән вә җаң җеши билән көрүшүп уйғур елидики тәкшүрүш әһвалидин вә иқтисадий мунасивәтлиридин доклат бәргән.Свен һединниң арзуси бойичә, уйғур елидин топлиған вә қезивалған барлиқ нәрсиләрни свен һединниң шиветсийигә елип китишигә йол қойған. Аптор китабта буниңға мунасивәтлик баянларни мундақ тәсвирләйду: “бейҗиңда свен һединниң шәрипи үчүн катта зияпәт берилди. Екиспидийигә кәткән чиқимға мунасивәтлик мәсилиләрму толуқ һәл болди. Келишмгә асасән свен һедин екиспидийә җәрянида топлиған барлиқ археологийилик нәрсиләрни шветсийигә елип кетип тәтқиқ қилишиға һоқуқлуқ болди, әмма кейин хитайға қайтуруп бериш бәлгиләнди” бу мәзгил свен һедин дәл 70 яшқа толған вақит болуп, у 42 йиллиқ екиспдийигә беғишлиған 42 йиллиқ тәвәккүлчилик һаятини ахирлаштуруп - 1935йили - 14 апирил күни берлинға йитип килиду. Бу свен һединниң адолф гитлер билән болған достлуқиниң вә - 3емпирийә билән болған қоюқ мунасивитиниң тазараваҗланған мәзгили болуп қалиду.

Свен һедин уйғурлар арисида тонулған бир шәхис болуш сүпити билән уйғурлар арисида қандақ тәсиргә игә? бу һәқтә абдуғени абдукерим өзиниң көз қаришини баян қилди.

Китабта баян қилинишичә, гәрчә свен һедин гитлер армийисиниң йиғивелиш лагирлирида елип барған қирғинчилиқлириға даир испатлиқ материялларни ахбаратлардин көргән болсиму, әмма гитлерниң бундақ шәкилдә қирғинчилиқ елип баридиғанлиқиға ишәнмигән. Униң бу хил қариши шветсийә җамаитиниң тәнқидигә учрап, у дост - бурадәрлиридинму пүтүнләй айрилип қалған.У ахирқи өмрини тәнһалиқ, йиганилиқ ичидә өткүзүп - 1952йили - 26 ноябир күни стокһолумда аләмдин өткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.