“тарих вә бүгүн” (2013 - йили 17 - март)
2013.03.17
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң 17 - март күнидики қисмида диққитиңлар төвәндики программиларда болиду.
Ғәрб мәтбуатлири уйғур мәсилисигә көңүл болуш тарихидин мәлуматлар,
1933 - 1934 - Йиллири арисида қәшқәрдә мәвҗут болған “истиқлал җәмийити” вә “истиқлал” мәҗмуәсиниң тарихи, өткән әсирниң биринчи йеримида өткән мәшһур ислам алими муса җарулланиң паалийәтлири, болупму униң японийидики паалийәтлири һәм норуз байриминиң келип чиқиши һәққидики мәлуматлар.
Нури түркәлниң ғәрб мәтбуатлири вә уйғур мәсилиси һәққидики қарашлири
Уйғурлар мәсилиси ғәрб мәтбуатлирида хели узундин тартип орун елип келиватқан болсиму, бирақ униң җанлиниши техи йеқинда башланди. Болупму, 11 - сентәбир вәқәсидин кейин, уйғур мәсилиси хәлқара мәтбуатлар, болупму ғәрб мәтбуатлирида кәң учур берилиш басқучиға киргән болуп, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин техиму бир балдақ юқириға көтүрүлди.
Уйғур мәсилиси америкини өз ичигә алған ғәрб дунясиниң мәшһур асаслиқ гезитлиридин даим орун елиш, дуняви хәвәр агентлиқлириниң даимлиқ учур тарқитиш обйектиға айланди. Қисқиси уйғур елидә йүз бәргән һәр қандақ вәқә һазир наһайити тезликтә хәлқара мәтбуатларниң инкасини қозғайдиған басқучқа кирди.
Ундақта мәтбуатлардики бу қизғинлиқ кәйпияти вә мәтбуатлар һөкүмәтләр һәм хәлқаралиқ тәшкилатларниң уйғур мәсилисигә көңүл болушигә қанчилик тәсир көрситиши мумкин? бу наһайити муһим бир нуқта. Биз бу бир қатар мәсилиләр бойичә америкида яшайдиған адвокат, америка уйғурлири бирликиниң сабиқ рәиси нури түркәл әпәнди билән сөһбәт өткүзүп, униң қарашлирини игилидуқ.
1933 - Йили қәшқәрдә қурулған “истиқлал җәмийити” вә униң орган журнили болған “истиқлал” мәҗмуәси һәққидә (1)
Қутлан хәвири
Тарихий мәнбәләрдин ашкарилинишичә, 1933 - йили 12 - ноябирда қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийити җакарлиништин бурун “истиқлал җәмийити” намидики бир мәхпий тәшкилатниң қәшқәрдә қораллиқ қозғилаңларни уюштуруш һәмдә миллий һакимийәт қуруш ишлириға йетәкчилик қилғанлиқи мәлум.
1931 - Йили башланған қомул қозғилиңиниң илһами билән узақ өтмәйла инқилабниң от ялқуни пүтүн уйғур елигә тутушиду. 1933 - Йилиниң башлирида қомул - турпан инқилабиға аваз қошуп кучада қозғилаң көтүргән төмүр Èли наһайити тезликтә куча вә ақсу районлирини азад қилип қәшқәргә қарап илгириләйду. Шу йили баһар мәзгилидә хотән районини толуқ азад қилип миллий һакимийәт қурған хотән инқилабчилириму ғәрбкә қарап ғәлибисери илгириләп қәшқәргә йүрүш қилишниң сигналини чалиду. Мана мушундақ бир пәйттә миллий қутулуш инқилабиға маслишиш һәмдә униң ғәлибисигә капаләтлик қилиш үчүн қәшқәрдики әһли өлима вә милләт сәрхиллири мәхпий һалда уюшуп “истиқлал җәмийити” намидики бир тәшкилатни қуруп чиқиду. Шаһитлардин муса түркистаниниң “улуғ түркистан паҗиәси” намлиқ әслимисигә қариғанда, мәзкур тәшкилатқа қәшқәрдики йәрлик зиялийлар, диний өлималар, рус болшевиклириниң бастуришидин қечип кәлгән өзбек муһаҗирларниң әза болғанлиқи мәлум. Тәшкилатниң дәсләпки гәвдиси муһәммәд һаҗим палта, мәқдумзадә артуш, қутлуқ һаҗи шәвқий, турғун байбәччә, әһмәд пахта, әбәйдулла ханий, софизадә, йүсүп музәппәр қатарлиқ кишиләрдин тәшкил тапиду. “истиқлал җәмийити” ниң қурулуши һәққидә доктор алимҗан боғда әпәнди зияритимизни қобул қилип мунуларни билдүрди.
“истиқлал җәмийити” қурулуп узақ өтмәйла хәлқни сәпәрвәр қилип җиншуренниң қәшқәргә қамилип қалған һәрбий күчлиригә қарши уруш тәшкиллиләйду. Төмүр елиниң қошунлири қәшқәргә йетип кәлгәндин кейин “истиқлал җәмийити” қәшқәрдики һәр саһә кишилири вә түрлүк гуруппиларға мәнсуп күчләрни бирләштүрүштә паал рол ойнайду. 1933 - Йилниң авғуст айлирида сабит дамоллам әмир абдулла башчилиқидики хотән қошунлирини башлап вәзийити давалғуп турған қәшқәргә йетип барғанда “истиқлал җәмийити” пүтүн уйғур елидә бирликкә кәлгән бир миллий һакимийәт қуруш ишиға җиддий тәйярлиқ қилиду. Нәтиҗидә шу йилиниң ноябир ейида қәшқәрдики түмән дәряси бойида җумһурийәт җакарлиниду. “истиқлал җәмийити” йеңидин дуняға кәлгән шәрқий түркистан ислам җумһурийитини тәбрикләш һәмдә униң авазини кәң хәлққә йәткүзүш үчүн 1933 - йилиниң рамизан ейида “истиқлал” намидики мәҗмуәниң тунҗи санини йоруқлуққа чиқириду. Мәҗмуә софизадәниң баш муһәррирлигидә қәшқәр ярбағқа җайлашқан “истиқлал җәмийити” ниң идариси тәрипидин нәшир қилиниду һәмдә қәшқәрдики шивет миссионерлириниң басмиханисида бесилиду.
Доктор алимҗан боғда “истиқлал” мәҗмуәсиниң өз дәврдә уйғур хәлқиниң миллий дөләтчилик еңини күчәйтиш вә миллий пикир - мәпкурини турғузуш еһтияҗини көздә тутуп тәсис қилинғанлиқини илгири сүрди. У йәнә мәзкур мәҗмуәдә 19 - әсирниң ахирқи чарикидин башлап қиримдин уйғурлар вәтинигичә болған узақ территорийидә яшиғучи түркий тиллиқ мусулманлар арисида кәң тәшвиқ қилинған исмайил ғаспиралиниң “динда, дилда, тилда, пикирдә вә ишта бирлик” дегән җәдидчә тәшәббуслириниңму шуар қилинғанлиқини тәкитлиди.
Муса җарулланиң һаятиға аит японийә архиплиридики учурлар
Қутлуқ қадири хәвири
японийидә арқа - арқидин нәшир қилинған “ислам вә ибадәт” “парис гилиминиң йоли” ,“түркий милләтләр тарихи” вә “япон - хитай уруши вә ислам” қатарлиқ әсәрлири билән японийидә тонулған ислам тарихий тәтқиқатчиси, кәйо университетиниң пәхрий профессори сакамото йеқинда өзиниң йеңидин нәшир қилинған “тошиһико изутсу вә ислам” намлиқ чоң һәҗимлик китабида ислам дунясида җүмлидин түркий милләтләр арисида тонулған ислам йеңилиқ инқилабиниң башчилиридин бири мутәпәккур алим муса җарулланиң һаяти, японийидики сәпири җәрянида япон мусулманлириға болған тәсири үстидә әтраплиқ мәлумат бәргән.
Аптор китабиниң мәхсус баблирида “ислам ақартиш инқилабиниң мутәпәккури муса җарулла” “муса җарулланиң японийигә келиши” қатарлиқ мавзулар билән муса җарулла һәққидә бир қәдәр әтраплиқ тохталған.
Аптор китабида муса җарулланиң 1938 - йили,йәни хитай - япон уруши башланғанда японийигә кәлгәнлики, әмма японийә тәрәп муса җарулланиң һәрикитигә балдурла қизиққанлиқи үчүн,муса җаруллаға аит учурларни японийә бихәтәрлик органлириниң 1934 - йилидин башлап топлиғанлиқини баян қилған.
японийә бихәтәрлик органлириниң архибида муса җарулла һәққидә һәр хил учурлар бар. Мәсилән, мундақ мәлуматлар учрайду: муса җарулланиң дөләт тәвәлики ениқ әмәс. У, 1929 - йилиғичә совет иттипақида турған, кейин бу йәрдин айрилған, у мәшһур ислам диний алими, “термизи” намлиқ китаб язған. 1931 - Йили пәләстиндә ечилған мусулманлар қурултийиға қатнашқан, техи йеқиндила түркийиниң истанбул шәһиридин айрилип, һиндистанға маңған, у ислам дунясида җанлиқ һәрикәт елип бериватиду, дегәндәк учурлар хатириләнгән.
Сакамоти японийә бихәтәрлик органлириниң бу һәқтики язма материяллириға мутләқ ишинип кәткили болмайду, дәп қариған.
Аптор китабида муса җарулла советтин айрилип,1931 - йили йеруссалимда ечилған пан - исламизм хәлқара йиғиниға иштирак қилғанлиқини,муса җарулланиң мәқсити совет иттипақиға қарши һәрикәт қоллиниш болғанлиқи үчүн пан - исламизм вә түркийидики милләтчилик һәрикитигә қатнашқанлиқи,1934 - йили әтрапида түркийидин һиндистанға берип, һәрикәт қилғанлиқи тоғрисида тохталған.
Тарихшунас сакамото әсиридә 1938 - йили токйода ечилған дуня мусулманлири биринчи қетимлиқ муһакимә йиғиниға муса җарулланиң афғанистанға вәкил болуп қатнашқанлиқиға асасән униң афғанистанда турған вақтини “узун дәп һөкүм қилишқа болиду” дәп қариған.Шуниң билән биргә униң афғанистанда узун турушиниң сәвәби афғанистанниң шу вақитниң өзидә сиясий җәһәттин наһайити муһим дөләтлики, у йәрдә хитай зулумдин қачқан шәрқий түркистанлиқ уйғурлар, совет иттипақидин қачқан қирғиз, қазақларниң топланғанлиқини, мундақчә ейтқанда совет вә хитайға қарши шундақла исламниң дүшмини болған коммунистларға тақабил турушни арзу қилған оттура - асиядики барлиқ түркий милләтләрниң күчлири йиғилип, пан - исламизм һәрикитигә мас вәзийәт шәкилләнгәнлики үчүн, муса җарулланиң бу һәрикәтләрни өзи пиланлиқ тәшкилләп, өзи йетәкчилик қилғанлиқини оттуриға қойиду.
Аптор әсиридә йәнә афғанистанниң юқирида ейтилған коммунистларға қарши күчләрниң пан - исламизм һәрикити билән гирәлишип кәткән сиясий вәзийитигә вә һәрикитигә нурғунлиған дөләтләрниң қизиққанлиқини, башқа ислам дөләтлириниң җуғрапийилик җәһәттин японийигә йирақлиқи түпәйлидин,мусулманларниң учурини игиләш мумкинчилики болмиғанлиқтин япон һөкүмитиниң афғанистандики мусулманларниң учурини игиләш үчүн, афғанистанға чегридаш болған хитайға йәни манҗурийә, ички моңулийигә нурғунлиған һәрбий разветкичиларни учур топлашқа әвәткәнликини язиду. Униң баян қилишичә, мәзкур япон разветчиклири у йәрдики уйғур вә хуйзулардин ( туңганлардин) бу һәқтә учур топлиған.
Апторниң қаришичә, афғанистан ислам дунясиниң җүмлидин мусулманларниң сиясий вәзийити тоғрисида учур игиләштә толиму әһмийәтлик истратегийилик җай дәп қаралған вә японийиниң афғанистанниң учурини игиләшкә көплигән һәрбий разведикичиларни манҗурийә,ички моңулийигә әвәтилгән болсиму, бирақ, бу игиләнгән учурларниң армийә үчүн әмәс, бәлки японийиниң дипломатийиси үчүн ишлитилгәнликини икәнликиниму оттуриға қойған.
Сакамото әсиридә 1938 - йили токйодики тунҗи нөвәтлик дуня мусулманлири муһакимә йиғиниға афғанситанға вәкил болуп қатнашқан муса җарулланиң японийә тәрәптин совет иттипақиға, әнглийә мустәмликичилиригә қарши исламий күчләргә иқтисадий ярдәм тәләп қилғанлиқини билдүргән. Апторниң қаришичә, японийидә тунҗи нөвәтлик мусулманлар муһакимә йиғининиң ечилиши вә муса җарулланиң алаһидә японийигә тәклип қилиниши мәқсәтлик елип берилған болуши мумкин, чүнки японийә бир җәһәттин урушта ғәлибә қилип, мусулманларниң қоллишиға еришишни қолға кәлтүрүш вә йәнә бир җәһәттин совет иттипақи билән уруш қилип қалса мусулманларниң қоллишини қолға кәлтүрүш пиланида болған.
Аптор буни сиясий истратегийилик мәқсәт үчүн елип берилған ғәрәзлик сиясий оюн дәп қарайдиғанлиқиниму алаһидә әскәрткән.
Тарихшунас сакамото әсиридә 1938 - йили муса җарулланиң японийидә һаяши сенҗуро башчилиқида қурулған японийә ислам җәмийити билән муса җарулла башчилиқидики мусулманлар өмикиниң өз - ара пикир алмаштуруш вә сөһбәтләрни елип барғанлиқини билдүргән.
Аптор йәнә ислам дунясиға тонулған японийилик ислам диний алими, кейо университетиниң профессори тошиһико изутсу билән муса җарулланиң токйода учришип, өз - ара пикирләшәкәнликини, изутсуниң кейинки ислам диниға аит язған әсәрлиридин муса җарулланиң униң пикир дунясиға көрсәткән тәсириниму байқашқа болидиғанлиқини тәкитлигән һәмдә изутсу қуран кәримниң тәпсирини ишләштә бәлгилик түрдә муса җарулланиң идийиси бойичә иш елип барғанлиқини әскәрткән.
Китабта муса җарулланиң 1930 - йили шәрқий түркистанниң қәшқәр шәһиригә кәлгәнлики, шу йәрдин афғанстанға өтүп, сәргәрданлиқ һаятини башлиғанлиқиму қисқичә көрситип өтүлгән.
Әсәрдә йәнә муса җарулланиң японийидә төт йил туруп,1941 - йили японийидин айрилип һиндистанға кәткәнликини вә немә үчүн һиндистанға кәткәнликиниң сәвәбиниңму ениқ әмәсликини баян қилған.
Сакамото муса җарулланиң “қуран кәримниң шәрһиси” “қаваид - фиқийә” қатарлиқ әсәрләрни язғанлиқиниму көрсәткән
Тарихшунас сакамото әсиридә ингилизларниң муса җарулладин гуманлинип, уни пишавурда қолға алғанлиқини, иккинчи дуня уруши ахирлашқанда уни түрмидин қоюп бәргәнликини, муса җарулла түркийигә қайтип,у йәрдин мисирға берип 1949 - йилида мисирда вапат болғанлиқини баян қилған.
Др. Алимҗан инайәт норуз байриминиң келип чиқиши һәққидә
Әркин тарим программси
Норуз байрими әтиязлиқ күн - түн тәңлишишиниң башлиниш нуқтиси болуп, бу байрам күнини нурғун милләтләр қәдимдин тартип қутлуқлап кәлмәктә. Мәһмуд кашиғәрийниң “дивану луғатит түрк” намлиқ әсиридә “йеңи күн” дәп хатириләнгән бу байрам барлиқ түркий хәлқләр вә парсларниң һазирғичә давамлаштуриватқан хасийәтлик байримидур.
Һазир оттура асиядики түркий хәлқләр бу күнни рәсмий байрам қилип бекиткән. Түркий хәлқләргә нисбәтән бу күн баһар байрими яки бир йилниң башлиниш нуқтиси болуп, йеңи йил күни сүпитидә қарилиду. Доктор алимҗан инайәтниң қаришичә, милади 2 - әсиргә аит парс мәнбәлиридә хатириләнгән “нәвроз” иран калиндари бойичә йеңи йилниң 1 - күни һесаблинидикән. Бүгүн оттура шәрқтики бәзи дөләтләрдә вә оттура асияда норуз байрими 3 - айниң 21 - күни тәнтәнилик тәбрикләнсә, шималий йерим шардики бәзи милләтләр 3 - айниң 22 - яки 23 - күни йеңи йил байрими өткүзмәктә.
3000 Йилдин буян тәбриклинип келиватқан норуз байрими 2010 - йили бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий йиғинида дуня хәлқиниң ортақ байрими дәп елан қилинған.
2009 - Йили 9 - айниң 28 - күнидин 10 - айниң 2 - күнигичә әбузәбидә чақирилған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза һөкүмәтләр йиғинида норуз байрими “дуня ғәйри мадди мираси” дәп елан қилинған.
Түркийидики әгә университети хәлқ әдәбияти бөлүминиң профессори, доктор алимҗан инайәт бу һәқтә тохталди.