"тарих вә бүгүн" ( 2013 - йили 21 - април)

مۇھەممەدئىمىن بۇغرا(ئالدىنقى رەت ئوڭ تەرەپتە قارا كىيىملىك) خوتەننىڭ ئۆلىماسى بىلەن. 1933-يىلى خوتەن.
муһәммәдимин буғра(алдинқи рәт оң тәрәптә қара кийимлик) хотәнниң өлимаси билән. 1933-йили хотән. (http://en.wikipedia.org)

0:00 / 0:00

бүгүнки программиларниң мәзмунлири төвәндикичә: түркийидики хәлқаралиқ оқуғучилар паалийитиниң мәзмунлири, японийидә елип бериливатқан уйғур ислам қануни һөҗҗәтлири тәтқиқати, муһәммәд имин буғраниң әдәбий мираслири вә 1986 - йилидики чернобил ядро апити мәсилиси вә башқилар.

тәпсилатини аңлаңлар.

әнқәрәдә ечилған хәлқаралиқ оқуғучилар көргәзмисидә уйғурлар тонутулмақта

әркин тарим программиси

6 - нөвәтлик хәлқаралиқ оқуғучилар учришиши әнқәрәдә өткүзүлди. әнқәрәниң мәркизигә җайлашқан яшлар бағчисидики мәйданда өткүзүлгән бу паалийәткә уйғур оқуғучиларму актип қатнишип, уйғур мәдәнийитини намаян қилди.

түркийидә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң саниниң көпийишигә әгишип, уларниң уйғур мәдәнийити вә илим - пәнигә мунасивәтлик паалийәтлириму күчәймәктә. истанбулдики уйғур тәтқиқатчилири җәмийити болса, қурулғандин буян көп қетим уйғур алимлири, доктор вә магистир апирантлириниң илмий муһакимә йиғинлирини уюштурған иди.

әнқәрәдә өткүзүлгән 6 - нөвәтлик хәлқаралиқ оқуғучилар учришиш вә мәдәнийәт көргәзмә паалийитиниң ечилиш мурасимиға бу паалийәтни уюштурған хәлқаралиқ оқуғучилар федератсийисиниң рәиси мәмәт али болат әпәнди, түркийә башминистирлик идариси тармиқидики чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр башқармиси башлиқи кәмал юртнач әпәнди, парламент әзаси җәмал йилмаз әпәндиләр шуниңдәк көп санда оқуғучилар тәшкилатлири, идарә җәмийәт вә сиясий партийиләрниң рәислири қатнашти. әнқәрәдики бу паалийәт 3 күн давамлашқан болуп, паалийәттә 80 дөләттин түркийигә келип оқуватқан 4500 оқуғучи бөлмә ечип өз дөләтлирини тонутқан.

уйғур оқуғучилар комитети мәхсус бөлмә ечип уйғурларни тонутти. бу көргәзмә әнқәрәдин кейин қәйсәри, бурса, чанаққалә, измир вә әски шәһәр қатарлиқ 8 шәһәрдиму ечилидикән. уйғур оқуғучилар ачқан бөлмә мәйданниң дәл оттурисиға җайлашқан болуп, 80 дөләтниң бөлмисини екскурсийә қилиш үчүн уйғур бөлмисидин башлиши керәк. ечилиш мурасими ахирлашқандин кейин дөләт рәһбәрлири уйғур бөлмисини екискурсийә қилди.

биз нәқ мәйданда мунасивәтлик кишиләр билән сөһбәт елип бардуқ. бу паалийәтни уюштурған хәлқаралиқ оқуғучилар уюшмиси рәиси мәмәт али болат әпәнди, 80 дөләттин кәлгән оқуғучиларниң өзара чүшиниши вә өз дөләтлирини түркийә җамаәтчиликигә тонутиши үчүн интайин муһим икәнлики тәкитлиди. уйғур оқуғучилар комитети мудири др. мурат орхун әпәнди болса бу паалийәтниң уйғурларни дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән оқуғучиларға тонутуш үчүн интайин муһим икәнликини тәкитлиди.

уйғур елидин тепилған ислам қануниға аит һөҗҗәтләр

қутлуқ программиси

йеқинда японийә хитай ислам тәтқиқати җәмийити тәрипидин коллектип һалда "шинҗаңда ислам қануниға аит һөҗҗәтләрниң тепилиши" сәрләвлик мақалә елан қилинған. мәзкур мақалә уйғурларниң ислам қануниға даир қәдимқи қол язмилириниң тепилиши җәряни тоғрисидики язма доклат болуп, бу хилдики қол язмиларниң байқилиши, япон алимлири тәрипдин уйғур тарихий тәтқиқатини йеңи учурлар билән тәминләп, уйғур елиниң ислам қануни тәтқиқатини илгири сүрди дәп қаралмақта.

мәзкур мақалә һәққидә зияритимизни қобул қилған, японийилик тәтқиқатчи юки ханим бу һәқтә тохтилип мундақ деди:

уйғур елидин тепилған ислам қануниға ит материяллар, уйғур тарихий тәтқиқатидики ислам қануни тәтқиқатиға мунасивәтлик бошлуқларни толдурди дәп қараймән.

мақалидә мундақ баян қилинған: 21 - әсирниң башлиниши билән уйғур елидики тарих тәтқиқатчилирини толиму һәйран қалдуридиған ислам қануниға даир қол язмилар тепилди.бу тепилған ислам қануниға аит һөҗҗәтләр тәтқиқатчилар тәрипдин хитайдики мәдәнийәт зор инқилабида көйдүрүлүп кәткән вә йоқап кәткән болуши мумкин дәп қаралған иди. уйғур елидин тепилған бу материяллар уйғур тарихи тәтқиқатиниң қанун саһәсидики ислам қануниға даир тәтқиқатларни муһим мәнбәләр билән тәмин әтти. бу хилдики һөҗҗәтләр илгирики һөкүмәтләргә тәәллуқ болған һөҗҗәтләр болуп,қанун һөҗәтлири, асарә - әтиқә һөҗҗәтлири вә қазиханиларниң һөҗҗәтлиридур. оттура асиядин тепилған һөҗҗәтләргә селиштурғанда сан җәһәттин толиму аз.20 - әсирниң кейинки дәвирлиридә уйғур елидә башланған мәдәнийәт зор инқилабида сиясәт қалаймиқанлишип, тарихий материяллар йоқ қиливетилди. йәр игилири билән деһқанлар оттурисида түзүлгән тохтамлар, байларниң келишим - тохтамлиридики ислам қануниға даир һөҗҗәтләр,кона җәмийәтниң нәрсилири дәп қарилип, мәдәнийәт зор инқилабида көйдүрүлүп,ташлинип кәткән.1990 - йилидин кейин уйғур елиниң ислам қануни саһәсигә аит материялларни тәтқиқ қилишта пәқәтла мәдәнийәт зор инқилабидин илгири чәтәлләргә йөткәп кетилгән материялларға асасән тәтқиқ елип берилған. ислам қануниға аит һөҗҗәтләр уйғур елидин тепиш мумкин әмәс иди. шуңа бу хилдики ислам қануниға аит һөҗҗәтләрниң тепилисиһи тәтқиқатчиларни толиму хошал қилди. уйғур елидә немә үчүн, 2001 - йилидин башлап бундақ һөҗҗәтләр тепилип қалди.буниң сәвәбини тепиш қийин. қәшқәр шәһири тәрәққий қилип, кона өйләр чеқилип,йеңи өйләр селинип,йеңи өйләргә көчүш башлинип,бу җәрянда илгирики өй - мүлүк тохтамлирида өй игилириниң ата - бовилиридин қалған бурунқи өй - мүлүк һөҗәтлири пуқралар арисидин тепилған. бу хилдики қануний һөҗҗәтләрни пуқраларниң қолидин тәтқиқатчилар сетивелип тәтқиқатқа ишләткән.

мақалидә уйғур елидин тепилған қол язма һөҗҗәтләрниң дәвр арқа көрүнүши һәққидиму қисқичә учур берилип, бу һәқтә мундақ баян қилинған : бу һөҗҗәтләрниң һәммиси дегүдәк 19 - әсирниң ахиридин 20 - әсирниң оттурлириғичә болған дәвирләрдики һөҗҗәтләрдур. көпинчиси уйғур ели өлкә болғандин кейин йезип қалдурулған һөҗҗәтләрдур. ислам қануниға аит бу һөҗҗәтләр өй - йәрләрниң сетиш - сетивелиш тохтам һөҗҗәтлири, мисрас һөҗҗәтлири,қазиханиларға йезилған әрз - шикайәт һөҗҗәтлири, диний қурулушлар вә ,имарәтләргә берилгән пул қәрз һөҗҗәтлири, шәхсләрниң нәрсә елим - берим һөҗҗәтлири һәмдә никаһтин аҗришиш һөҗҗәтлириниму өз ичигә алған.. буниңға қарап ислам дининиң җәмийәткә вә пүткүл хәлққә ортақ болған дин икәнликини, бу динниң әһлақ вә мәдәнийәткә толған бүйүклүкини көрүвелишқа болиду.

мақалидә уйғур елидин тепилған ислам қануниға аит һөҗҗәтләр билән оттура асиядики бу хилдики һөҗҗәтләрниң ортақлиқи тоғрисида мундақ тохталған :

уйғур елидики ислам қанунға аит һөҗҗәтләр билән илгири оттура асиядики дөләтләрдин тепилған һөҗҗәтләрниң ортақлиқи вә охшашлиқи, һөҗҗәтләрниң һәммисиниң бешидила "мәнки...

...иқрар қилимәнки" дәп башлинип, үчинчи шәхстин башланған әрәбчә һөҗҗәтләргә охшимайду. буниңға қариғанда ислам дининиң қануний һөҗҗәтлиридә,йәни бурунқи уйғур қануни һөҗҗәтлириниң бәзилиридә хитай һөҗҗәтлиригә охшайдиған йәрлириму бар. мәсилән; өй - мүлүкниң сетилиш һөҗҗитидә хитайниң йәрлик һөкүмәтлири чиқарған қанунлиридики "баҗ төлиди"дегән тамға бесилған. буниңға қариғанда өй - мүлүк содисида тохтам түзгәндә, хитайниң йәрлик һөкүмити билән ислам қанунини иҗра қилғучи қазиханилардин ибарәт һәр икки тәрәптин иш беҗирмисә болмайдиғанлиқини биливелишқа болиду. тамға бесилмиған һөҗҗәтләрниң көпинчиси кишиләр өзлири йезишқан һөҗҗәтләр болуп, буниң ичидә аилә шәҗәриси йәни аилә нәсәблиригә аит материяллар тарихчиларниң нәзиридә қиммити бар материяллар һесабланди. қәшқәрдики кона қол язмиларни сатидиған дуканлардики һөҗҗәтләрдә кишиләрниң исимлири аилә бойичә йезилған болуп, бу һөҗҗәтләргә қарап шу аилиниң җәмийәттики орнини, иқтисади , сәвийиси вә аилисидә қанчә җан барлиқини биливелишқа болду. көплигән һөҗҗәтлик қол язмилар ичидә бундақ нәсәб характерлик йәни аилә шәҗәрисигә даир һөҗҗәтләрниң қиммити зор болуп, бу аилә тарихий бирла кишиниң оқушини көздә тутмастин "әвладму - әвлад буни оқусун вә давамлаштуруп язсун". дәп қалдурулған. бу нәсәбнамиләр, хатирә шәклидә йезилған. бу хилдики нәсәб хатирлиридә шу дәвирләрдики тарихий өзгиришләр йезилмиған. әмма кишиләрниң турмуш, җәмийәт әһвалини бу һөҗҗәтләр арқилиқ чүшинишкә болиду.

уйғур елидики тарихий қол язмиларниң йоқулуп кетиши сәвәблири тоғрисида японийидики уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашим өзиниң қарашлирини баян қилди.

сүрәттә: сетиш һөҗити.һөҗәтниң сол тәрипидә,қазиниң тамғиси, оң тәрәптә чиң сулалисиниң йәрлик һөкүмәтниң тамғиси.йәни шинҗаң өлкисиниң һөҗҗити.

чернобил атом паҗиәсини йоқитишқа уйғур офитсерлириму қатнашти

ойған программиси

мәлумки,1986 - йилниң 26 - април күни украина совет җумһурийити территорийисидики чернобил атом електр истансийисидә партлаш йүз берип, униң ақивитидә төтинчи атом реактори пүтүнләй кардин чиққан һәм украина вә униңға хошна районларға интайин көп миқдарда радиоактивлиқ маддилар тарқалған иди. дәсләпки үч айниң ичидә буниңдин 31 адәм қурбан болса, кейинки 15 йил ичидә йәнә 60 - 80 адәм радиатсийә кәлтүрүп чиқарған кесәллик сәвәбидин вапат болди.

чернобил әтрапидики аһалиләр понкитлиридин шу вақитта115 миңдин ошуқ киши мәҗбурий көчүрүлди. мәзкур паҗиә ақивәтлирини йоқитишқа пүткүл совет иттипақи бойичә 600 миңдин ошуқ адәм иштирак қилди. шу нәрсә диққәттә сазавәрки, совет даирилири бу вәқә һәққидә һәқиқәтни һәр җәһәттин йошурушқа тиришти. паҗиә йүз бәргән мәзгилдә аһалә буниңдин тамамән бихәвәр болди, йәни тегишлик органлар, аммиви ахбарат васитилири җамаәтчиликни вақтида хәвәрдар қилмиди.

буниңдин ташқири, паҗиә орниға қутулдуруш әтрәтлири уюштурулуп, уларға әсли мәқсәт - пилан қәтий түрдә ейтилмиди. бүгүнки күнгичә униңдин қурбан болғанларниң, зәрдаб чәккәнләрниң ениқ сани намәлум болуп қалмақта.

чернобил паҗиәси ақивәтлирини йоқитишқа қатнашқан қазақистанлиқлар ичидә уйғурларму болди. шуларниң бири 1989 - йили қазақистанниң алмата шәһиридин тәшкилләнгән бир гуруппа совет армийиси офитсерлири тәркибидә болған аблимит розийефтур.

а. розийеф алмата вилайитиниң челәк наһийисигә қарашлиқ қариторуқ йезисида туғулған. у 1975 - йили алматадики санаәт институтниң инженер - қурулуш факултетини тамамлап, шәһәрдики "казгидрокоммунстрой" тәшкилатиға инженер болуп әвәтилгән. оқуп йүргән мәзгилдә у мәхсус һәрбий тәйярлиқтин өтти. 1989 - йили мәхсус буйруққа бинаән чернобил райониға әвәтилди.

а. розийеф радиомиз зияритини қобул қилип, бу һәққидә әслимилирини оттуриға қойди.

муһәммәт имин буғраниң әдәбий мираслири вә униң муһаҗирәттики уйғур әдәбиятида тутқан орни - 1

қутлан программиси

миллий инқилабчи, сиясийон, тарихчи вә шаир муһәммәт имин буғра (1901 - 1965)

муһәммәт имин буғра 20 - әсир уйғур тарихидики мәшһур шәхс. униң бир өмүрлүк һаяти уйғурлар вәтининиң һөрлүки вә миллий қутулуш йолидики күрәш қайнамлирида өткән. ана җәмәти тәрәптин хотән хәлқиниң 1860 - йиллардики қозғилаңлириға йетәкчилик қилған абдурахман хан пашаға тутушидиған муһәммәт имин буғра балилиқ вә яшлиқ мәзгиллиридә қоюқ миллий мәдәнийәт муһитида өсүп йетилгән. бир өмүрлүк вәтән ишқиму униң қәлб тарлириға әнә ашу йиллардин башлапла мәһкәм чигилгән.

түркийә егәй университетиниң профессори алимҗан инайәт зияритимизни қобул қилип, муһәммәт имин буғраниң һаяти һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди. шуниң билән биргә у йәнә муһәммәт имин буғраниң 1930 - йиллардин башлап уйғур хәлқиниң миллий қутулуш инқилабида көрсәткән пидакарлиқлири һәмдә инқилаб мәғлубийәткә учриғандин кейин муһаҗирәттә вәтән тарихини йезиштин ибарәт бүйүк ишни вуҗутқа чиқарғанлиқи һәққидә мәхсус тохталди.

муһәммәт имин буғра бир миллий инқилабчи вә миллий виҗданға игә тарихчи болупла қалмастин, бәлки йәнә өз нөвитидә сиясий күрәш арқилиқ вәтән дәвасини хитай ичи вә чәтәлләргә тонутқан сиясийон һесаблиниду. алимҗан инайәт әпәндиму өз қарашлирида бу нуқтини алаһидә тәкитлиди.

вәтән дәвасида көп тәрәплимилик қабилийәт йетиштүргән муһәммәт имин буғра муһаҗирәттә яшаватқан йилларда қолиға қәләм елип вәтән темисидики ялқунлуқ шеирларни язиду. униң шеирлири услуб җәһәттин классик уйғур шеирийити билән һазирқи заман уйғур поизийисиниң кесишмә нуқтисини һасил қилған болуп, өзидә йәнә уйғур хәлқ еғиз әдәбиятиниң есил әнәнилириниму гәвдиләндүргән. муһәммәт имин буғраниң өз һаяти давамида язған шеирлири вә опералири мәрһумниң вапатидин кейин қизи фатимә буғра тәрипидин рәтлинип 1983 - 1984 - йилларда "вәтән қәсидиси" нами билән түркийидә нәшир қилинған.

муһәммәт имин буғра шеирлирида вәтән вә милләт темиси асаслиқ орунни тәшкил қилған болуп, ана тупрақ вә униң һәқдар игилиригә болған чоңқур муһәббәт, вәтәнниң тәқдиригә болған қайғу - һәсрәт шундақла миллий иттипақлиқ һәмдә түрклүк бирликигә болған әқидә ялқунлуқ мисралар билән ипадә қилинған. доктор алимҗан инайәт муһәммәт имин буғраниң шеирлири һәққидә тәпсилий чүчәнчә бәрди.

тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.