“тарих вә бүгүн” (24 - июн)

“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисимида силәргә түркийиниң қәйсәри шәһиридә яшаватқан 170 аилә уйғурниң тарихи мусапилири һәққидә мәлумат беримиз. Бу һәқтә әркин тарим учур тәйярлиди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.06.24
turkiye-uyghur-kochmen-305.png Туркийәдики уйғурлар һиҗир қилишиниң 51 йилини қутлуқлиди (1965 йилидики опчә сүрәт)
RFA/Erkin Tarim


Уйғурларниң бүгүнки түркийә земинигә көчүп келиши қәдимий тарихқа игә. Әмма түркийиниң қәйсәри шәһиридики түркистан мәһәллисидә туриватқан 170 аилә уйғурниң көчүш һекайиси 1961 - вә 1963 - йиллиригға тоғра келиду. Улар шу йилларда ғулҗа, қәшқәр вә йәкән қатарлиқ җайлардин кәлгән иди. Бу уйғурлар 6 - айниң 20 - 21 - күнлири қәйсәридә паалийәт өткүзүп ана вәтинидин айрилишиниң 51 йиллиқини хатирилиди.

Һазир түркийиниң қәйсәри шәһридә яшаватқан уйғурлар 1961 - йили билән 1963 - йили икки гуруппа һалида вәтинидин айрилған. 1961 - Йили айрилғанларниң көпи йәкәнлик, 1963 - йили вәтинидин айрилғанлар болса ғулҗа вә қәшқәрлик икән. Булар афғанистанға келип бир мәзгил турған. Афғанистанда туриватқан мәзгилдә шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилатини қурған. Кейин афғанистанда давамлиқ туруши һәр җәһәттин қийинлашқан. Нәтиҗидә, улар бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға илтимас сунуп, б д т арқилиқ 1965 - йили айропилан билән түркийигә елип келингән.

Бу уйғурлар түркийиниң пайтәхти әнқәрәдики әсәнбоға айродромиға кәлгән вақтида түркийә баш министирлик рәһбәрлири буларни дөләт мурасими билән күтүвелип, бүгүнки қәйсәри вилайитигә елип келип өй селип берип җайлаштурған. Түркийә һөкүмити йәнә уларни хизмәткә орунлаштурған һәмдә уйғур аиләләргә түркийиниң фамилә қоллиниш қаидиси бойичә батухан, тәңритағли, көктүрк, түмтүрк, алтайли дегәнгә охшаш фамилә исимлирини бәргән.

Бу уйғурлар немә үчүн афғанистанни таллиған? кейин немә үчүн афғанистандин ваз кечип түркийигә кәлгән? бу уйғурларниң түркийигә көчүп келиш җәрянидики сәргүзәштилири қандақ? бу һәқтә мәлумат елиш үчүн бу сәргүзәштиләрни өз бәшидин өткүзгән амануллаһ әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.