“тарих вә бүгүн” (2013 - йили 20 - январ)
2013.01.20
“11 бетим” ниң имзалиниш арқа көрүниши
Умидвар
Буниңдин 67 йил илгирики, 1945 - йили, 12 - айниң 30 - вә 1946 - йили, 1 - айниң 3 - күни шәрқий түркистан җумһурийити билән гоминдаң мәркизий һөкүмити үрүмчидә тинчлиқ сөһбити өткүзүп, “11 маддилиқ битим” гә имза қойған пәйттә җаң кәйшиниң оғли җаң җиңго москвани зиярәт қилип, сталин билән көрүшкәндә мәхсус шәрқий түркистан ( шинҗаң) мәсилисини муһакимә қилған иди.
Мутләқ мәхпий бу зиярәт һәққидә 1945 - йили 29 - декабир күни совет иттипақи муавин ташқи ишлар министири сталинға мәлумат берип, гоминдаңниң совет иттипақи вә америкидин тәң пайдилинип, болупму бу икки дөләтниң зиддийитидин пайдилинип, өз һөкүмранлиқини мустәһкәмләшни мәқсәт қилғанлиқини оттуриға қойди. Доклатта җаң җиңгониң келишиниң қандақтур бирәр келишим түзүш әмәс, бәлки җаң кәйшиниң өзиниң совет иттипақини зиярәт қилишиниң тәйярлиқини беҗириш икәнлики көрситилди.
Әмәлийәттә “шинҗаң мәсилиси” җаң җиңгониң сталинниң алдиға қойидиған муһим нуқитилириниң бири болуп, шу мәқсәт үчүн җаң җиңго москва сәпиридә алди билән үрүмчигә чүшүп, үрүмчидә җаң җиҗоң билән көрүшүп, җиддий давамалишиватқан тинчлиқ сөһбитиниң әһвали, ихтилаплар, или тәрәпниң чиң туриватқан тәләплири вә башқа мәсилиләр һәққидә пикир алмаштурған. Җаң җиңго москваға келиштин илгири,йәни декабирниң 20 - күнлири әтрапида үрүмчигә кәлгән болуп, бу вақитта или вәкиллири 2 - қетим ғулҗиға қайтип кәткән пәйт иди.
Җаң җиңго 12 - айниң 30 - күни кәчтә сталинниң қобулида болди. Сөһбәт бир саәт 40 минут давамлашқан болуп, сөһбәткә ташқи ишлар министири вичислав молотов, павлов. Хитай тәрәптин җаң җиңго вә хитайниң совет иттипақида турушлуқ баш әлчиси фу биңчаң қатнашти.
Җаң җиңгониң сталин билән иккинчи қетимлиқ сөһбити 1946 - йили, 1 - айниң 3 - күни өткүзүлди. Бу икки сөһбәтниң һәр иккилисидила уйғур ели мәсилиси орун алған болуп, мәхпий сөһбәт хатириси русийә алими ледовскийниң топлимиға киргүзүлгән.
Сөһбәт рус тилида болуп, наһайити тәпсилийдур.
30 - Декабирдики сталин билән җаң җиңгониң сөһбәт хатирисидин мәлум болушичә, җаң җиңго җаң кәйшиниң сталинға язған мәктупини тапшурди. Җаң җиңго өзиниң бу қетимқи зияритидә асаслиқи сталин билән өз - ара ишәнгән вә чүшәнгән бир мунасивәт орнитишни үмид қилидиғанлиқини изһар қилди. Сөһбәт җәрянида җаң җиңго җаң кәйшиниң совет иттипақи билән болған мунасивәтни күчәйтишни үмид қилидиғанлиқини, җуңгода һәргизму совет иттипақиға қарши турушқа йол қоймайдиғанлиқини вәдә қилди.
Җаң җиңго билән сталин 30 - декабирдики сөһбәттә хитай компартийиси вә манҗурийә мәсилилири устидә тохталғандин кейин мәхсус шинҗаң мәсилисигә көчти.
Җаң җиңго темини дәрһал мәхсус шәрқий түркистанда мәвҗут болуватқан или тәрәп билән гоминдаң тәрәп сөһбити мәсилисигә йөткиди. Сөһбәт хатирисидин қариғанда, бу тема тәхминән 10 минут әтрапида давамлашқан болуши еһтималлиқа йеқин.
Сталин сөһбәттә қозғилаңчиларниң 11 маддилиқ битимгә имза қоюшиға мунасивәтлик мәсилиләр бойичә “барлиқ имканийәтләрни қилидиғанлиқи”, “қозғилаңчиларниң совет һөкүмитиниң тәклипини рәт қилмайдиғанлиқи” ни билдүрүп вәдә бәргән. Әнә шуниңдин икки күн өтүп, или вәкиллири 78 күнлүк талаш - тартишни тохтитип, “11 маддилиқ битим” гә имза қойған.
1948 - Йили қурулған “яш шәрқий түркистанчилар” тәшкилати вә әзалириниң кейинки тәқдири
Қутлан мақалиси
1945 - Йили сентәбирдә ғәлбәсери шәрққә қарап илгирилигән миллий армийиниң орта йөнилиш қисимлири үрүмчигә аран йүз нәччә километир қалған манас дәряси бойида тохтап қалиду. Ақсуни азат қилиш үчүн муздаван арқилиқ җәнубқа йүрүш қилған қисимларму ғулҗиға чекинип чиқиду. Узақ өтмәйла әхмәтҗан қасими башчилиқидики или вәкиллири үрүмчигә берип гоминдаң һөкүмити билән “тинчлиқ битими” түзүш үчүн сөһбәт башлайду.
Шундин башлап миллий армийиниң җәңгивар қисимлири манас дәрясиниң ғәрбий қирғиқида туруп қалиду. 1947 - Йили 8 - айда үрүмчидики бирләшмә һөкүмәттә хизмәт қиливатқан әхмәтҗан қасими башлиқ или вәкиллири ғулҗиға қайтип келиду. Шуниң билән сүлһ үстигә қурулған “тинчлиқ битими” вә униң нәтиҗисидә мәйданға кәлгән бирләшмә һөкүмәтму паләч һаләткә чүшүп қалиду.
Сабит абдураһманниң “уйғурнамә” намлиқ китабидики мәлуматларға қариғанда, 1948 - йили июлдин декабирғичә болған арилиқта абдукерим аббасоф, сәвданоф заһир қатарлиқ юқири дәриҗилик рәһбәрләр манас вә шихо алдинқи сепидики миллий армийә қисимлириниң һәр дәриҗилик сиясий бөлүм башлиқлирини йиғип бирқанчә қетимлар сиясий тәшвиқат елип бариду. Улар өз тәшвиқатлирида “һазир дуня вәзийити өзгәрди, җуңго вәзийитиму өзгәрди. Җуңгониң кәлгүси тәқдири җуңго коммунистлириниң рәһбәрликидики азадлиқ инқилабиниң нәтиҗисидә һәл болиду. Уйғур хәлқиниң тәқдириму хәнзу хәлқиниң тәқдири билән биллә һәл болиду” дегән пикирләрни оттуриға чиқириду.
Бу тәшвиқатлар миллий армийиниң офитсер - җәңчилири арисида қаттиқ ғулғула қозғайду. Бир қисим офитсер - җәңчиләр бу хилдики сиясий тәшвиқатларни “тәслимчилик” қилғанлиқ дәп қарайду. Миллий армийәниң йәнзихәйдә турушлуқ биринчи пиядә полкидики офитсерларму абдукерим аббасоф башчилиқидики тәшвиқат гурупписиниң тәшәббуслириға қарши чиқиду. Улар “миллй мустәқиллиқтин һәргиз ваз кәчмәймиз” дәп қәсәмяд қилишиду. Полк сиясий бөлүминиң катипи сабит абдураһман ғулҗидики устази хәмит сәиди билән алақилишип бир мәхпий тәшкилат қурушқа тәйярлиқ қилиду. Бу тәшкилат миллий армийиниң яш офитсерлири вә ғулҗидики миллий ғайигә игә зиялий яшлардин тәшкиллинип, тәслимчиликкә қарши туруш, миллий инқилабни ахириғичә елип бериш һәмдә мустәқиллиқни қолға кәлтүрүшни түп мәқсәт қилиду. Бу йошурун тәшкилат өзигә “яш шәрқий түркистанчилар” дәп нам бериду. 1949 - Йилиниң бешида бу тәшкилат паш болуп қелип, асаслиқ ғол әзалириниң һәммиси қолға елиниду. Миллий армийә яш офитсерлиридин прапоршик сабит абдураһман, порудчик йүсүпҗан таһироф, капитан нурдун турдийеф қатарлиқ 14 киши һәмдә ғулҗидики зиялийлардин хәмит сәиди қатарқли 5 киши болуп, җәмий 19 адәм түрмигә ташлиниду.
20 - 25 яшлар чамисидики бу яш офетсерларни “иккинчи дом” (иккинчи өй) ниң мәхпий буйруқи бойичә ғулҗидики сақчи орунлири тутуп туриду һәмдә сорақ қилиду. Бу делоға мунасивәтлик сорақчилардин шү мутоң (шивә) вә турсун дәряларниң әслимисигә қариғанда, әхмәтҗан қасими һәмдә миллий армийәниң баш қомандани исһақбәг бу делоға мунасивәтлик сорақ протоколини көрүп чиқип, “буларниң һәммиси яшлар икән, өткәнки хизмәтлирини әскә елип идийәвий тәрбийә елип бериш усули билән бир тәрәп қилсақ” дәп тәстиқ салиду. Шуниң билән уларни 1949 - йилиниң яз айлирида қоюп беришкә қарар берилиду. Әмма әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләрниң бейҗиң сәпиридә сирлиқ рәвиштә ғайип болуши билән улар таки 1950 - йилиниң апрел айлириға қәдәр қамақта тутуп турулиду.
Сәйпуллайеф өзиниң “<үч вилайәт инқилаби>ға даир бәзи мәсилиләр тоғрисида” намлиқ әслимисидә “1948 - йили манас дәряси бойидики миллий армийә ичидин сабит абдураһман қатарқлиқ он нәччә киши вә ғулҗидин икки - үч киши <пан - түркизимлиқ тәшкилат қурған> дәп қарилип қолға елинди” дәп язиду. Сәйпуллайефниң бу мәлуматлириму “яш шәрқий түркистанчилар” тәшкилати һәққидә сабит абдураһманниң “уйғурнамә” намлиқ китабидики баянлирини тәстиқлайду.
Бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн дуня уйғур қурултийиниң орта асиядики вәкили, тарихчи қәһриман ғоҗамбәрди вә шиветсийәдә яшайдиған уйғур зиялилиридин йүсүпҗан мәмәтофлар билән мәхсус сөһбәт елип бардуқ.
Тәпсилатини юқириқи аваз улиништин аңлиғайсиз.