“тарих вә бүгүн” ( 27 - январ)

“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң 27 - январдики қисимида аңлайдиған программилиринизниң мәзмунлири төвәндикичә: рус аптори юрий галеновичниң “сталин вә мав” намлиқ китабида оттуриға қоюлған уйғур мәсилиси, 1946 - 1947 - йиллири арисидики бирләшмә һөкүмәт дәвридә үч әпәнди вә или тәрәпниң мунасивәтлири һәққидики сөһбәт һәмдә японийидики фарабишунаслиқ мәсилилиригә аит учурлардин ибарәт.
Мухбиримиз үмидвар
2013.01.27
mao-stalin-305.jpg Әйни заманда, мавзедуңниң москвани зийарәт қилғанда сталин билән чүшкән сүрәтлиридин бири.
RFA Archive


“сталин вә мав” намлиқ китабта ейтилған уйғур мәсилиси

Сталин вә мавниң 1930 - 1950 - йиллириғичә болған арилиқтики мунасивәтлири совет - хитай мунасивәтлири тарихи тәтқиқатидики әң қизиқарлиқ тема. Бу һәқтә рус тәтқиқатчиси юрий галенович мәхсус китаб язди.

Совет тарихий архип һөҗҗәтлири хитай компартийисиниң ленинниң қарари бойичә вә мәхсус адәм әвәтиши шуниңдәк мәбләғ аҗритиши билән қурулғанлиқини көрсәтсә, сталин дәвридә хитай компартийисиниң баштин ахири сталинниң буйруқини иҗра қилғанлиқи, һәтта иқтисадий мәбләғләрниңму москвадин алғанлиқи ашкариланған иди.

Сталин хитай компартийиси билән гоминдаңниң һәмкарлиқидин тартип дүшмәнлишиши, ахирида компартийиниң хитай хәлқ җумһурийитини қурушиғичә болған узун җәрянда әң тәсир көрсәткүч даһийлиқ ролини җари қилдурған иди.

Сталин билән мавниң мунасивәтлири вә һәмкарлиқи, сталинниң мавға нисбәтән қандақ позитсийидә болғанлиқи, сталинниң 1945 - йилидин кейинки хитайниң сиясий тәқдиригә қандақ тәсир көрсәткәнлики рус тарихшунаслири тәрипидин йеңичә чүшәндүрүлмәктә. Рус тарихшунаслири совет архиплирини көрүш, тәтқиқ қилиш җәһәттики артуқчилиқидин пайдилинип, совет - хитай мунасивәтлириниң башқа йүзини ечип бәрмәктә.

Русийә пәнләр академийиси йирақ шәрқ институтиниң тәтқиқатчиси юрий михайлович галенович бу саһәдә әң көп издәнди вә өзиниң нопузлуқ китаби “сталин вә мав” ни нәшр қилдурди.

Москвадики “шәрқ китаблири” нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған 570 бәтлик бу китабта рус тәтқиқатчиси галенович сталин билән мавниң 1945 - 1950 - йилидики мунасивәтлирини бир қәдәр әтраплиқ йорутқан. Китабта сталинниң 1949 - йили, җуңхуа хәлқ җумһурийитини қурушиға көрсәткән тәсири, лю шавчиниң москва зиярити, 1949 - йили, 12 - айда мавниң москвани зиярәт қилиш җәрянида сталин билән өткүзгән сөһбәтлири һәмдә 1950 - йили, совет - хитай достлуқ шәртнамисиниң имзалиниш җәрянлири архип материяллири асасида йорутулған.

Рус аптори китабида мав билән сталинниң һәмкарлиқидики уйғур ели мәсилиси һәққидә қисқа болсиму тохталған болуп, у сталинниң уйғур ели мәсилисидики мәйдани һәққидә никита хрушевниң ейтқанлирини асас қилған. Аптор сталинниң һечқачан “шинҗаң” ни айриветиш нийити болмиғанлиқини көрсәткән.

Или тәрәп билән үч әпәндиниң мунасивәтлири һәққидә анализ

1946 - 1947 - Йиллири арисида бирләшмә һөкүмәт мәвҗут болуп турғанда, әхмәтҗан қасими башлиқ или тәрәп билән мәсуд сабири, муһәмәд имин буғра вә әйса әпәнди башчилиқидики үч әпәнди тәрәпдарлири арисида сиясий ихтилап давамлашти. Бу җәрянда һәр иккила тәрәп өз мәйдани вә идийисидә чиң турди вә бир - бирини әйиблиди. Уларниң нишани бир болсиму, әмма йол мәсилисидики қариши охшимайтти. Бу икки гуруппа арисидики зиддийәт вә күрәш бүгүнки уйғурларға қандақ тәҗрибә қалдурди? бу бир муһим нуқта. Доктор әркин әкрәм әпәнди әхмәтҗан қасими билән үч әпәндиниң мунасивәтлири һәққидә өз көз қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.