Татарларниң японийидә олтурақлишиши

Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ
2013.11.10
turk-tatarliri-tokyo-tunji-mesjid-305.png Татарларниң японийидә олтурақлишиши
Photo: RFA


Японийә токйо университети нәширияти тәрипидин нәшир қилинған нобуаки,һисао, митсуйоши қатарлиқлар бирликтә түзгән “явро - асия тәтқиқати” намлиқ мақалиләр топлимида “түрк татарлириниң японийигә олтурақлишиши” намлиқ мақалә елан қилинған.

Мәзкур мақалидә русийә тәвәликидики татарларниң японийигә келиши вә бу йәрдә елип барған бир қисим паалийәтлири һәққидә қисқичә тохталған.

Мақалидә ислам дунясиға тонулған ислам алими абдурәшит ибраһимниң ишик ечиши билән русийә татарлириниң русийидин японийигә келиши башлинип,бу йәрдә олтурақлашқанлиқини әмма уларниң көп қисминиң японийигә йәрләшмигәнликини баян қилған.

Мақалидә японийигә кәлгән татарлириниң көпинчиси панисламизм, пантүркизм һәркитиниң ғоллуқ әзалиридин икәнликини,улар 1919 - йилидин башлап японийидә алаһидә туруш имтиязиға еришкәнликини илгири сүргән.

Мақалидә дейилишичә японийигә кәлгән татарлар әң дәсләптә японийиниң кумамото,йокоһама,кобе вә нагоя қатарлиқ шәһәрлидә олтурақлашқан болсиму әмма көп сандики татарлар йокоһамада турған.1921 - Йилидин башлап бир қисим татарлар токйоға көчүп кәлгән.Улар асаслиқи гөшхана,гүлхана ечиш,рәхт вә кийим - кечәк сетиш қатарлиқ тиҗарәтләр билән шуғулланған.Пулдар татар байлири көплигән татарларни яллап юртму - юрт рәхт вә кийим - кечәк сатқузһан.Японийидики татар байлириниң тиҗарити ронақ тапқандин кейин сода ишлириға адәм йәткүзәлмәстин,корийә,манҗурийидики татарларни японийә ишләшкә тәклип қилған.

Мақалидә өктобир инқилабидин кейин совет иттипақидин японийигә кәлгән татарларниң саниниң күндин - күңә ешиға қарап японийә һөкүмити 1924 - йилидин башлап чегридин кириштә улар елип келидиған пул санини көпәйткәнлини алаһидә әскәрткән.

Мақалидә дейилишичә татарларниң содидики сәмимийлики вә японийә җәмийитигә қошқан төһписи үчүн японларниң һөрмитигә еришкән.Шу сәвәптин бәзи русийә содигәрлири японларниң татарларни яхши көрүшидин пайдилинип,өзлирини ялғандин татар дәвалған.Токйодики татарлар бир - биргә көйүнүп,ярдәмлишип,барлиқ қийинчилиқларни бирликтә йеңип өз кимликини сақлаш,өз мәдәнийитини қоғдаш йүзүсидин көплигән әнәнивий мәркиләрни өткүзүшкә толиму әһмийәт бәргән.

Мақалидә японийидики татарлар үчүн 1924 - йилиниң толиму хошаллиқ бир йил болғанлиқини сәвәбий японийә русийә арисидики урушта әсиргә чүшкән молла муһәммәд қурбан ғали манҗурийидин токйоға кәлип,пүтүн татарларни җәм қилғанлиқи баян қилинған.

Мақалидә молла муһәммәд қурбан ғали тоғрисида тохтилип,униң 1819 - йили русийиниң челябинск дегән йәрдә бир молла аилисидә дуняға кәлгәнлики вә ақ урусларға әскәр болуп урушқа қатнишип,урушта уларниң қошуни мәғлуп болуп йирақ шәрққә қайтқанлиқини баян қилған болсиму әмма униң немә сәвәптин әсир һесабида японийә тәрәпкә өткүзүлүп берилгәнлики ениқ дейилмигән.

Мақалидә дейилсиһичә японийә һөкүмити ислам әллири билән болған дипломатик мунасивәтләрдә японийидики татарлардин толуқ пайдилиниш үчүн муһәммәд қурбан ғалини ишқа селип японийидики пүткүл татарларни уюштуруш,конторол қилиш һәркитидә болған.Японийә һөкүмити татарлар арилиқ ислам әллиригә аит көплигән учурларни топлиған.Япон һөкүмити японийә билән түркий милләтләрниң достлуқида татарларниң көврүклик рол ойнишини ишқа ашуруш вәзиписини муһәммәд қурбан ғалигә тапшурған.Муһәммәд қурбан ғали буниң билән русийидин көплигән татарларни японийигә топлимақчи болған.

Мақалидә токйодики татарларниң нопусиниң ешиға әгишип,уларниң өз пәрзәнтлирини өз маарипида тәрбийилиши қийинчилиқа үчирап,өз алдиға мәктәп қуруш үчүн һөкүмәттин рухсәт елип,1927 - йили 10 - айниң 2 - күни токйо шинокубо дегән җайдин өй иҗаригә елип мәдирис ачқанлиқи баян қилинған.

Мақалидә йәнә бу мәдиристә татарлар өз пәрзәнтлиригә ана тилида оқуш,йезишни үгитиш билән биргә дин, түркий милләтләр тарихини үгәткәнликиму баян қилинған.

Мақалидә муһәммәд қурбан ғалиниң мәдирисниң мудирлиқ вә мудәрисликини вәзиписини өз үстигә алғанлиқини билдүргән.

Мақалидә токйода ечилған бу мәдирисниң талиплириниң саниниң көпийишигә әгишип әслидики кичик йәрдин көлими бир қәдәр чоң болған токйодики кашиваби йәни һазирқий окубо дегән йәргә 1931 - йили мәдирисни көчүргәнликини баян қилған.

Мақалидә баян қилинишичә түркийидә ислам хәлипилик ахирлишип җумһурийәт қурулғандин кейин әңлийә,франсийә,илталийә вә германийә қатарлиқ дөләтләр ислам әллиригә болған сияситини өзгәртип,“улардики хәлипилик түгиди,уларни башқуруш асан”дәп ойлап,мусулманларға һисдашлиқ қилишқа башлиған.Японийә болса асиядики мусулманларға йеқинлишип,японийини асиядики ислам дунясиниң сиясий мәркизи қилмақчи болған.

Япон тилида нәшир қилинған “ибраһимниң японийигә келиши” намлиқ китабта баян қилинишичә,1931 - йили қумулда партилған қумул инқилапидин кейин япон милләтчилири шәрқий түркистан билән ғәрбий түркистан қурушни қувәтләп,японийә һәрбий тәрәптики бир қисим кишиләр вә шундақла ташқий ишлар министирлики қумулда елип бериливатқан инқилапни дәрһал пүтүн шәрқий түркистан туприқиға кеңәйтип елип беришни пиланлап шәрқий түркистан дөлитини қуруп уни өзиниң қорчақ һакимийити қилмақчи болған.1933 - Йили япон милләтчилири осман империйисиниң шаһзадиси абдулһәмидниң нәвриси абдулкәримни шәрқий түркистан ислам җумһурийитигә баш қилмақчи болған. Шу сәвәптин абдулкәрим вә муһсин чопан оғли иккиси японийигә тәклип қилинған.Улар японийигә кәлгәндә япон милләтчилири уларни сиясий,иқтисадий тәрәпләрдин қоллап уларға көплигән пул инанә қилған.Абдулкәрим японийиниң шәрқий түркистан ислам җумһурийитигә өзини баш қилишқа қошулған.Японийиниң пилани болса шәрқий түркистан ислам җумһурийитидин ибарәт йеңи дөләткә абдулкәримни баш қилип,османли дәври хәлипиликиниң давамини давамлаштуруш вә шәрқий түркистан ислам җумһурийити арқилиқ өзиниң күчини һиндистанғичә кеңәйтишни пиланлиған.Лекин совет иттипақи билән түркийә японийиниң бу пиланидин толиму әнсиргән.

Японийә архиплиридики “шинҗиаңниң әһвали вә униңға мунасивәтлик матиряллар топлими” намлиқ топламдики японийилик такеучиниң баянлиригаһ асаслаңаһнда, 1939 - йили 5 - айда шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң һәрбий генәрали мәһмут муһити башчилиқидики японийигә кәлгән 15 адәм абдурәшит ибраһим башчилиқидики татарлар тәрипидин қиғин қарши елинған.Әмма мәһмут муһити вә униң һәмралириниң токйода японийә һөкүмитидин шәрқий түркистан мустәқиллиқ давасини давамлаштуруш үчүн сориған ярдәм тәклиплири соғақ муамилигә учириған.Шуниң билән 15 кишидин муһәммәд имин ислам,тохти бәг задә,мусил муһити қатарлиқ үч киши японийидә қапқалған қалғанлири вәтәңә қайтқан.Буларниң ичидики муһәммәд имин ислами японийигә кәлгәндин кейин һазирқий токйо җамәсиниң йенидики йойоге мәсчитидә имамлиқ қиливатқан абдурәшит ибараһимға ярдәмлишип униң йенида турған.Абдурәшит ибраһим вапат болғандин кейин,йойоге мәсҗитигә имам болған.2 - Дуня уруши ахирлашқандин кейин сәуди әрәбистанға берип шу йәрдә олтурақлишип қалған.Абдурәшит ибараһим токйода нәшир қилинған “япон йеңи мухбири” намлиқ зһурналда шәрқий түркистандики хитай вә совет иттипақиниң коммунинизм идийисини омумлаштурш үчүн ислам әқидилиригә қарши елип барған һәркәтлиригә аит көплигән мақалларни елан қилған.

Японийидә нәшир қилинған “русийә чегрисидин һалқиғанлар” намлиқ мақалидә баян қилинишичә,әйни вақитта совет - түркийә дипломатик мунасивәтлириниң қоюқлишиши билән японийидики татарларниң сиясий орни төвәнләшкә башлиған.Иккинчи дуня уруши башланғанда татарлар японийидә толиму қийин күнләргә йолуққан.Татарлар 1939 - йили токйодики түркийә баш әлчиликигә кирип түркийә вәтәндиши болуш нийитидә әлчиханә билән сөһбәтләшкән болсиму әмма түркийә әлчиликидики һәрбий түрк татар вәкиллиригә;“силәргә паспорт бериш асан иш.Лекин һазир уруш башланди.Һазир кимниң дост,кимниң дүшмән,кимниң тоғра,кимниң хаталиқини билгили болмайду.Әгәр түркийә урушқа қатнишип японийә тәрәптә турса,силәргә түрк паспорти бериштә һечқандақ мәсилә болмайду.Әгәр түркийә әңлийә тәрәптә туруп урушқа қатнашса силәрниң мәсиләңлар қийинлишиду.”дегән.Түркийә һөкүмитидә қайси тәрәптә туруп уруш қилиш қарари елинмиғанлиқтин,японийидики татарларға түркийә вәтәндашлиқи берилмигән.1950 - Йили корийә уруши башланғанда түркийә америкини қоллап урушқа қатнашқан чағда урушта ярлаңаһн әскәрләр японийиниң кобе,токйодики дохтурханиларға елип келинип шу йәрдә даваланғанда шу йәрдики татарлар түрк әскәрлиргә тәрҗиман болған вә көплигән ярдәмләрни бәргән.Бу чағда нурғунлиған татар қизлири түрк әскәрлири билән ниһаклаңаһн.Шундин башлап токйодики түркийә әлчиханиси татарларға түркийә вәтәндашлиқини бәргән.Түркийә вәтәндашлиқини алған көплигән татарлар японийидин түркийигә көчушкә башлиған.Улар түркийдин америка вә явропадики бир қисим дөләтләргә көчкән.Һазир пәқәт японийидә үчинчи әвлат татарлардин азла кишиләр бар.

Зияртимизни қобул қилған японийилик түркий милләтләр мәдәнийәт тәтқиқатчиси нако ханим японийигә илгири кәлгән татарлар һәққидә тохтилип мундақ деди:

Мән илгири японийидә олтурақлашқан татарларни асия билән явропаниң достлуқида көврүклик рол ойниған кишиләр дәп қараймән.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.