“тарих вә бүгүн” (3 - июн )

“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисмида силәргә 23 - 25 - май күнлири түркийиниң әнқәрә шәһиридики һаҗи тәппә университетида өткүзүлгән “тиллири вә мәдәнийәтлири йоқилишқа йүз тутқан түрки милләтләр” мавзулуқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинида оттуриға қоюлған темилар вә мәзмунлар һәққидә мәлумат беримиз, бу мәлуматни әркин тарим тәйярлиди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.06.03


“тили вә мәдәнийити йоқилишқа йүз тутқан түркий милләтлири” мавзулуқ хәлқара илмий муһакимә йиғини һәққидә тәпсилат

Мухбримиз әркин тарим

Түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһиригә җайлашқан һаҗәттәпә университетиниң түркшунаслиқ иниститути уюштурған хәлқаралиқ “тили вә мәдәнийити йоқилишқа йүз тутқан түркий милләтлири” мавзулуқ мәзкур хәлқара илмий муһакимә йиғиниға түркийә җумһурийити тил тәтқиқат орни, бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән - маарип орниниң түркийидики хизмәт орни, түркийә дөләтлик радийо телевзийә идариси, түркий тәтқиқат мәркизи қатарлиқ сәккиз орун ярдәм көрсәткән.

23 - 24 - 25 - Май күнлири, җәмий үч күн давамлашқан бу илмий муһакимә йиғинида, түркийә, америка, русийә, оттура асия җумһурийәтлири, явропа әллиридин кәлгән 90 дин артуқ алим өзлириниң һәрхил йоқилишқа йүз тутуватқан түркий тиллар, күлтүрләр шуниңдәк, бир қисим түркий тиллиқ дияспориларниң әһваллири һәм башқилар һәққидики тәтқиқат нәтиҗилирини вә көз қарашлирини оттуриға қойди.

25 - Май күни йиғинниң йепилиш мурасими өткүзүлди. Бу йиғинниң йепилиш нутқини қилған түркийә һаҗәттәпә университети мудири проф. Др. Мурат тунҗәр әпәнди йилтизи болмиған дәрәх қуруп кәткәндәк өтмүши йоқ милләтниңму йоқ болушқа йүз тутидиғанлиқини, шуңа түркий милләтләрниң тили вә мәдәнийитини тәтқиқ қилишқа әһмийәт бериш керәкликини деди. У, һаҗәттәпә университети мудири болуш сүпити билән түркий тиллар тәтқиқатиға әһмийәт беридиғанлиқини, иқтисадий җәһәттин ярдәм қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Үч күнлүк мәзкур илмий муһакимә йиғинида һәр хил мәзмунлардин башқа йәнә дунядики әң аз нопуслуқ түркий хәлқ қарайимларниң ахирқи дуч келиватқан тәқдирлири, моңғулийидики түркий хәлқ хотонларниң әсли уйғурлар икәнлики, сибирийидики нопуси наһайити аз түркий хәлқләрниң тили вә мәдәнийитини қоғдаш әһвали һәм башқа көплигән мәсилиләр һәққидә мәлуматлар берилди.

Бу қетимқи йиғин җәрянида бейҗиңдин кәлгән сериқ уйғур мутәхәссиси җоң җинвенниң гәнсудики 13 миң нопуслуқ сериқ уйғурларниң нөвәттә өз тилини қоғдап қелиш мәсилилиригә аит мәлуматлири, сериқ уйғурларниң толуқ ассмилиятсийигә йүзлиниватқан болушиға қаримай, өз тилини өгитиш, сәһниләргә елип чиқиш үчүн тиришиватқанлиқиға аит баянлири қизиқиш қозғиди. Шуниң билән бир вақитта йәнә мәркизий милләтләр университетидин кәлгән адаләт ханим уйғур елидики өзбекләрниң һазирқи тил әһвали, уларниң өз тиллирини унтуп, асасән дегүдәк уйғурчә қоллиниватқанлиқини шуниңдәк башқа иҗтимаий вә күлтүр һәққидики мәсилиләрни тонуштурди.

Бу йиғинда америкидин кәлгән тарих пәнлири доктори нәбиҗан турсунниң “пәрғанә вадисидики сиңип кәткән уйғурлар” мавзулуқ доклати қизиқиш қозғиди. Нәбиҗан турсун әпәнди бу мақалисидә 18 - әсирдин 20 - әсиргичә болған арилиқта бәш басқучқа бөлүнүп, тарим вә или вадисидин пәрғанә вадилириға көчүп маканлашқан уйғурларниң 19 - әсирдә саниниң 300 миңдин артуқ дәп ейтилишиға қаримай, йәрлик өзбек вә башқиларға сиңип, бүгүнки күнләрдә уларниң мутләқ көп қисминиң өзбеклишип кәткәнликини пакитлар вә санлиқ мәлуматлар билән көрситип бәрди.

Нәбиҗан турсун рус вә оттура асия мәнбәлирини шуниңдәк сабиқ чар русийә вә сабиқ совет иттипақи һәм кейинки мустәқил җумһурийәтләрниң санлиқ мәлуматлирини көрситип өтти. Униң чоқан вәлиханоф вә башқиларниң мәнбәлири асасида ейтишичә, уйғурлар пәрғанә вадисида 19 - әсирниң 60 - йиллирида 300 миң әтрапида болған. Бирақ, уларниң сани чар русийә вә совет иттипақи қатарлиқларниң һөкүмранлиқ мәзгилидә бирдинла төвәнләп кәткән. Чоқан вәлиханоф әйни вақитта пәрғанә вадисидики әнҗан, шәхрихан вә қарасу қатарлиқ җайларда 300 миң қәшқәрлиқ уйғурларниң вә тоққуз миң доланлиқ уйғурларниң яшиғанлиқини көрсәткән. У шәхрихан шәһириниң аһалисиниң асасий қисиминиң уйғурлар болғанлиқини һәтта ташкәнтниң йеңи шәһәр райониниңму уйғурлар тәрипидин пәйда қилинғанлиқини баян қилған иди. Бирақ чар русийә пәрғанини басқандин кейин, түркистандики уйғурларни аз һесаблиған.

1920 - Йилларниң бешида совет уйғур зиялийлири оттура асияда 600 миң уйғур барлиқини, 300 миң уйғурларниң пәрғанида болғанлиқини оттуриға қойған болса, 1926 - йили совет һөкүмити өзбекистандики уйғурларни 40 миң әтрапида, 1937 - йили 60 миң әтрапида һесаблиса, 1979 - йили 29 миң дәп һесаблиған. 2000 - Йилидики мәлуматта өз бекистандики уйғурлар 20 миңға чүшүп қалған.

Пәрғаниниң бир қисими болған ош, қарасу, үзгән вә җалалабад районлирида 14 миң әтрапида уйғур барлиқи қирғизистан һөкүмити тәрипидин 2009 - йили мәлум қилинған. Демәк, апторниң қаришичә, чоқан вәлиханоф көрсәткән 19 - әсирниң оттурилиридики уйғурларниң сани әсли көпийиши керәк иди. Улар әксичә өзбекләргә сиңип, түгиди. Мундақ сиңишниң үч асасий сәвәби бар болуп, булар тәбиий вә сиясий җуғрапийилик шараит, өзбекләр билән уйғурларниң етниң алаһидиликлириниң зор дәриҗидики охшашлиқи вә совет иттипақиниң миллий сияситидин ибарәт.

Нәбиҗан турсун пәрғанә вадисидики уйғурларниң бүгүнки өзбекләрниң тәркибигә қошулуп кетиш җәрянини ассимилятсийә әмәс, бәлки сиңишиш вә яки юғурулуш дәп аташ лазимлиқини, ассимилятсийә термининиң бәлки тили, мәдәнийити охшимиған, бир - биридин пүтүнләй пәрқлиқ болған икки милләткә тоғра келидиғанлиқини тәкитлиди.

Нәбиҗан турсунниң бу муһакимилиригә түркийә тил тәтқиқат идарисиниң сабиқ мудири профессор доктор әхмәт биҗан әрҗиласун риясәтчилик қилған болуп, профессор әхмәт биҗан әрҗиласун һәмдә профессор доктор марсел әрдал вә башқилар өзлириниң бу темиға болған қизиқишлирини ипадә қилди.

Истанбулдики бәйкәнт университетиниң оқутқучиси доктор мәғфирәт камалниң лопнурлуқ уйғурларниң әһвали вә уларниң мәдәнийәт мәсилилиригә аит тәкшүрүш вә тәтқиқат мәлуматлири қизиқиш қозғиди. Мәғфирәт ханим лопнур уйғурлири һәққидә дуняда елип берилған тәтқиқатлар һәм уларниң тил вә мәдәнийәт мәнбәси һәққидики түрлүк қарашлирини тонуштурғандин сирт йәнә лопнурлуқларниң уйғурларниң бир тармиқи икәнликини, әмма уларниң өзигә хас болған көплигән мәдәнийәт әһваллириға игә икәнликини сүрәтләр арқилиқ көрситип өтти.

Бу йиғин җәрянида йәнә татаристан алими өзиниң уйғур елидики татарларниң тили, күлтүр әһваллири вә өзгириш тәрәққият җәрянлири һәққидә тонуштуруш берип татарларниң 20 - әсирдә уйғурлар вә уйғур елидики күлтүр вә маарипниң тәрәққияти үчүн интайин муһим рол ойниғанлиқини, татар тилиниң маарип вә мәдәнийәт тили болғанлиқини муәййәнләштүргәндә, доктор нәбиҗан турсун бу пикиргә тәнқидий қаришини ипадиләп, 20 - әсирниң бешидики уйғур елиниң мәдәнийәт вә маарип тәрәққиятида йәнила уйғурларниң өзлириниң һәл қилғуч вә асасий рол ойниғанлиқини, уйғур тилиниң миллий мәдәнийәт вә маарип тәрәққиятида башламчи болғанлиқи, бир милләтниң ойниған ролини дәриҗидин ашуруп көптүрүшниң илмий болмайдиғанлиқини, уйғурларниң изчил түрдә 20 - әсирниң биринчи йерими вә униңдин кейин уйғур елидики асасий милләт болуш сүпити билән мәдәний - маарип вә башқа җәһәтләрдә башламчилиқ ролини ойниғанлиқини көрситип изаһат бәрди.

Бу қетимқи муһакимә йиғининиң мәзмуни наһайити мол болуп, қарайимлар, қиримчақлар, шорлар, хотонлар, халачлар, чурумлар, сериқ уйғурлар вә саларлар, түвидики теленгәтләр, сибирийидики чулмилар қатарлиқ нопуси наһайити аз түркий милләтләрниң тиллириниң йоқилиш гирдабиға берип болғанлиқи, қандақ қилғанда хәтәр астидики түркий тилларни сақлап қалғили болидиғанлиқиму нәзәрийә вә әмәлий мисаллар билән муһакимә қилинди.

Мәзкур муһакимә йиғинида түркийиниң мәшһур түркологийә тәтқиқатчилиридин әҗмәт биҗан әрҗиласун, марсел әрдал, юнус коч, сәмиһ тәзҗан қатарлиқлар қатнашти вә йиғинниң ахирида хуласә нутқи қилди.

Тонулған түрколог түркийә тил тәтқиқат идарисиниң сабиқ мудири проф. Др. Әхмәт биҗан әрҗиласун әпәнди бу илмий муһакимә йиғини һәққидә хуласә қилип бәзи тилларниң йоқ болидиғанлиқини илгири сүрүп мундақ деди:

“бу илмий муһакимә йиғинида сөзләнгәнләрдин охшимайдиған сәвәбләр түпәйлидин тилларниң өлүш хәвпигә дучар боливатқанлиқини вә өлгәнликини чүшәндуқ. Һазир нурғун түркий милләтләрниң әдәбий тили өлүш хәвпигә дучар болуш бир яқта турсун, бу тиллар нурғун инсан тәрипидин ишлитилмәктә. Бу тиллар гезит, җурнал, радио вә телевизийиләрдә ишлитилмәктә. Бу түркий тилларниң өлүш хәвпи йоқ. Әмма бәзи түркий милләтләрниң тиллири растинла йоқ болушқа қарап йүзләнди. Әгәр түркләр орхун вадиси әтрапида яшавәргән болса, дуняниң төт тәрипигә тарқалмиған болса, мәсилән моңғулийидин шәрқий түркистанға, ғәрбий түркистанға кейин иранға, хорасанға, әзәрбәйҗанға, анатолийәгә вә балқанларға тарқалмиған болса, бәлки түркий тилларниң бәзилири йоқ болуш хәвпигә дучар болмиған болатти. Әслидә бираз ғәлитә бир әһвал. Һазир африқида, америка қитәсидә, австралийидә, тинч окян араллирида көп санда тиллар йоқ болуш алдида турмақта. Бу тилларниң әһвали биз тилға еливатқан түркий тилларниң әһвалиға охшимайду. Түркий тиллар ичидики йоқ болушқа йүз тутқан тиллар болса, түркий тилларниң асаслиқ гәвдисидин айрилип кәткән түркий тиллар. Әлвәттә америка, африқа вә австралийидики йәрлик тилларға охшаш башқа милләтләр бесип киргәндин кейин чоң тилларниң бесими билән йоқ болушқа йүзләнгән түркий тилларму бар. Һазир алдимизда бир һадисә бар. Бәзи түркий тиллар йоқ боламду? йоқ болиду. Лекин бу тиллар қәйт қилинған болиду.”

Әхмәт биҗан әрҗиласун хуласә нутқида йоқ болушқа йүз тутқан түркий тилларни қутқузуп қалғили болмайдиғанлиқини баян қилип мундақ деди:

“бу тиллар өлмәсму? бу тилларни қутқузуп қалғили боламду? йиғинда мутәхәссисләр бу тилларни сақлап қелишниң тәдбирлири һәққидә тохталди. Қандақ тәдбирләрни алғанда бу тилларни қоғдап қалалаймиз? бир қанчә миң адәм ишлитиватқан бир тилни қоғдап қалалишимиз мумкин. Әмма бу инсанларниң бир йәрдә зич олтурақлашқан болиши керәк. Әгәр нопуси көп болуп тарқақ олтурақлашқан болса уларниң тилиниму қоғдап қелиш мумкин әмәс. Бир тилни қоғдап қелиш үчүн бир қанчә миң инсанниң бир йәрдә олтурақлашқан болушиму купайә қилмайду, у тилларни ишлитиватқан кишиләр миллий роһқа игә болуши керәк. У милләттә өз тилини күлтүрини қоғдаш арзуси болуши керәк. Мәсилән қиримдики қарайимлар өз тилини қоғдап қелиш үчүн һәр хил аммиви паалийәтләр өткүзүшкә башлапту. Йиғинда хитайдики бәзи кичик түркий милләтләрниңму буниңға охшаш паалийәтләрни өткүзиватқанлиқи аңлитилди. Бу бир милли шуар мәсилиси. Булардин башқа чоң тил чоң мәдәнийәт йәни чоң милләтләрниң бу тилларниң сақлинип қелиши үчүн күч чиқириши керәк.”

Тонулған түрколок проф. Др. Марсәл әрдал әпәнди йоқ йиғинниң хуласи нутқида бурун бир дөләтниң дөләт тили түркий тил болғанлиқи, мана әмма һазир 4 дөләтниң дөләт тилиниң түркий тил икәнликини баян қилип мундақ деди:

“дуняда йоқ болушқа йүз тутқан тилларни қутқузуп қелиш үчүн нурғун тәтқиқатлар елип бериливатиду. Түркий тилларға сәл қаралған иди. Түркий тиллар бир - биригә бәк йеқин болғачқа бириси йоқ болуп кәтсә уни қутқузуш унчиливала муһим әмәс дәп қаралған иди. Әслидә бу йиғинда бу тилларниң бир - биригә анчә охшап кәтмәйдиғанлиқиниму көрдуқ. Бу тилларни тәтқиқ қилиш қутқузуш ишлири түркийидә елип берилиши керәк. Бу йиғин бу җәһәттин елип ейтқандиму бәк муһим. Узун йиллардин бери дунядики бирдин бир дөләт тили болуп ишлитиливатқан түркий тил түркчә иди. Кейин оттура асия түркий җумһурийәтлири мустәқил болғандин кейин өзбекчә, түркмәнчә вә әзәрбәйҗан түркчилири дөләт тилиға айланди. Қазақистан билән қирғизистан йәнила русчини дөләт тили қилип ишлитиватиду.”

Проф. Др. Марсәл әрдал әпәнди тилларниң йоқ болмайдиғанлиқини баян қилип мундақ деди:

“проф. Др. Әхмәт биҗан әрҗиласун билән проф. Др. Сәмиһ тәзҗандин тиллар һәққидә мәнпи нәрсиләрни аңлидим. Улар, тиллар йоқ болиду, уларни әскәртәйли дәйду. Мән уларниң бу көз қаришиға қошулмаймән. Мән канада турдум. Бәзи кичик тилларни қоғдаш үчүн дөләт ярдәм қиливатиду, дөләтниң қоллиши билән кичик тиллар қайта ишлитилишкә башлиниватиду. Мәсилән ибраничә өлгән тил иди, һазир исраилийиниң дөләт тилиға айланди. Шуңа әгәр күч чиқарсақ бу илмий муһакимә йиғинида тилға елип өткән йоқ болушқа йүз тутқан тилларни қутулдуруп қалалаймиз. Мәнчә тил йоқ болмайду.”

Мәлум болушичә, һаҗи тәппә университетиниң түркият институти мәзкур хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинида сөзләнгән мақалиләрни топлап бир чоң илмий мақалилар топлими нәшир қилидикән һәмдә буниңдин икки йил кейин мәхсус түркий хәлқләр тарихи, җүмлидин оғуз мәсилиси бойичә бир чоң хәлқаралиқ муһакимә йиғини ечишни пилан қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.