Мәшһур учтурпан қозғилиңи вә дәһшәтлик чоң қирғинчилиқ
2022.02.17
Бу йил 2-айниң 14-күни 1765-йили мәнчиң империйәси уйғурлар диярини биринчи қетим ишғал қилип, 6 йилдин кейин учтурпанда йүз бәргән мустәмликигә қарши азадлиқ қозғилиңиға 257 йил тошти. Бу қозғилаң тарихта “учтурпан қозғилиңи”, учтурпан аһалилири арисида болса “җигдә йеғилиқи”, манҗу чиң сулалиси һөҗҗәтлиридә болса “учтурпан исяни” дегәндәк намлар билән аталған.
Бу һәм уйғурлар өз тарихида учриған бир қетимлиқ дәһшәтлик қирғинчилиқтин ибарәт иди.
Учтурпан шәһиридики “йәттә қизлирим” мәқбәриси вә уйғур хәлқи ичигә кәң тарқалған “йәттә қизлирим” һекайиси әнә шу учтурпан қозғилиңида дүшмән қолиға тирик чүшүшни халимай өзлирини тағдин ташлап қурбан қилған йәттә нәпәр пидакар қизға аит болуп, кейинкиләр әнә шу учтурпан қозғилиңи вә униңдики йәттә батур қизниң хатириси үчүн мәзкур қәбрини қатурғаниди.
Учтурпан қозғилиңиниң келип чиқиш арқа көрүнүши шуниңдин ибарәтки, манҗу-хитайлардин түзүлгән чиң империйәсиниң ишғалчи қошунлири 1759-йили қаттиқ қаршилиқларни қанлиқ бастуруш вә қирғин қилиш арқилиқ пүтүн тәңри тағлириниң җәнубида чиң империйәсиниң һөкүмранлиқини орнатти.
Өзбекистан пәнләр академийәсиниң тәтқиқатчиси, 18-19-әсирдики мәнчиң империйәсиниң уйғур елини ишғал қилиш тарихини мәхсус чиң сулалиси тарихий архип һөҗҗәтлири бойичә тәтқиқ қилип, 1979-1991-йиллири арисида “чиң империйәси, җуңғарийә вә шәрқий түркистан”, “чиң империйәси вә шәрқий түркистан 18-әсирдә” намлиқ китабларни москвада нәшр қилдурған профессор абләхәт хоҗайеф әпәндиниң йәкүничә, чиң империйәси уйғур елиниң шимали вә җәнубиға қарита қаттиққол һәрбий-мәмурий идарә түзими орнатти. Чйәнлоң хан уйғурларниң һәр қандақ қаршилиқини рәһимсиз бастуруш, рәһимсизләрчә қирғин қилип, қайтидин баш көтүрүшигә, йәни қайтидин өз дөлитини қурушиға йол қоймаслиқ сиясити йүргүзгәниди.
“1760-йили партлиған бәшкерәм қозғилиңи билән 1765-йилидики учтурпан қозғилиңи әнә шу чиң империйәсиниң қирғинчилиқ вә қаттиқ қол сияситиниң нәтиҗиси иди” дәйду профессор абләхәт хоҗайеф.
Учтурпан, йәни у чағларда “уч” дәп аталған бу қәдими шәһәр вә униң әтрапидики йезиларда 20 миңдин артуқ аһалә яшиған болуп, учтурпанға амбаллиққа тәйинләнгән су чең вә униң оғлиниң уйғур хәлқигә салған зулуми чәккә йәткән. Уларға һәтта һакимбәг абдулламу маслишип, хәлқни тәң қақти-соқти қилип зулум салған. Су чең вә униң оғли шуниңдәк учтурпанда турушлуқ манҗу-хитай әскәрлириниң уйғурлар үстидин йүргүзгән муштумзорлуқи, һақарити чәккә йәткән болуп, бу мәсилә һәтта чиң сулалиси орда тарихлиридиму хатириләнгәниди. Су чең вә униң оғли қатарлиқларниң уйғурларниң хотун-қизлирини халиғанчә аяқ-асти қилиши, һақарәт қилиши хәлқниң нәпритини қозғап партлаш дәриҗисигә елип кәлгәниди. Мана шундақ әһвалда су чең юқириниң орунлаштуруши бойичә учтурпан аһалисиниң 240 данә җигдә көчитини қурутивәтмәстин бейҗиңға көчүрүп апиришни бәлгиләп, көп сандики адәмни бу һашарға тутти. Учтурпандин бейҗиңға пиядә һалда 240 данә көчәтни қурутивәтмәстин, бузмастин елип бериш тәсәввур қилғусиз зулум болуп, бу бәлки тамамән мумкин әмәс иш иди. Лекин хәлқ амалсиз бу сәпәргә атлинишқа мәҗбур болди. 1765-Йили 2-айниң 14-күни җигдә көчәтлирини елип маңған һашарчилар топи учтурпандин 18 километир нәридики йилиқичи дөң дегән йәргә кәлгәндә һерип қалған һашарчиларни урған вә өлтүргән манҗу-хитай чириклиридин ғәзәпләнгән мәзкур һашарға мәсул қилинған кичик бәг рәһмитулла һашарчиларни башлап қозғилип, барлиқ черикләрни өлтүрүп, арқидин учтурпан шәһиригә бесип кирип, шәһәрни қолға чүшүриду. Манҗу әмәлдари су чең вә оғли өзини өлтүривалиду. Манҗу ордиси үчүн хизмәт қилип, өз миллитигә зулум салған һакимбәг абдулла өлтүрүлиду. Мана шуниң билән 6 айға созулған мәшһур учтурпан қозғилиңи партлайду. Әтраптики пүтүн аһалә шәһәргә йиғилип қозғилаңға қатнишиду.
Буниң билән йәнә ақсудин қошун башлап, бастурушқа кәлгән манҗу қоманданлири нашитоң вә катахәйләрниң нәччә қетимлиқ һуҗумлири тармар қилиниду. Ака-ука рәһмитулла вә әсмәтулла бәгләр баш болған учтурпан хәлқиниң бу қозғилиңи тез ғәлибә қилип, әтрапқа кеңийишкә қарап йүзлиниду.
Манҗу ордиси вә император чйәнлоң учтурпан қозғилиңидин хәвәр тепип, дәрһал или генерали миңруйни қозғилаңни бастурушқа буйриди. Нәтиҗидә миңруй илгири-кейин или, ақсу вә қәшқәрдин елип келингән 10 миңдин артуқ қошунға қоманданлиқ қилип, учтурпан шәһирини қатму-қат қоршивалди.
“чиң сулалиси тарихи язмилири”, “җуңғарларни тинчитиш истратегийәлири” қатарлиқ тарихий һөҗҗәтләргә таянғанда учтурпан аһалиси вә қозғилаңчилар учтурпан шәһири сепили ичигә киривелип, 6 ай қаттиқ қаршилиқ көрсәтти, дүшмәнниң даим сепилға қилған һуҗумлирини чекиндүрүшкә әр-аял, қери-чөрә һәтта ушшақ балиларғичә қатнишип, сепил үстидин ташларни домилитип, яғ вә қайнақсуларни чечип, барлиқ амаллар билән дүшмән қошуниниң 6 айға қәдәр сепилни игилишигә вә учтурпан шәһири ичигә киришигә йол қоймиди. Һәтта улар пат-пат шәһәрдин чиқип, дүшмәнгә һуҗум қилипму турди.
Учтурпан шәһирини алалмиған манҗу қоманданлири ахири шәһәрни қаттиқ қоршап, шәһәр ичидикиләрниң тешиға чиқишиға йол қоймиди, шәһәрниң су йолини кәсти, шәһәрни ташқи тәминләштин үзүп ташлиди. Нәтиҗидә, хәлқ ачлиқ, кесәллик вә башқа түрлүк қийинчилиққа дуч кәлди. Лекин, хәлқ йәнила бойсунмиди. 6 Айға созулған қаршилиқ нәтиҗисидә, ахири манҗулар шәһәр ичидикиләрдин хаинларни сетивелиш вә ички җәһәттә бөлүш чарисини қоллинип, ирадиси аҗиз кишиләрдин бир қисмини сетивелип, уларниң қозғилаң башлиқлирини тутқун қилишидин пайдилинип, шәһәр ичигә бесип кирәлиди. Чиң қошунлири 1765-йили 8-айниң 15-күни шәһәр ичидики хаинларниң әсмәтулла бәг қатарлиқ 42 адәмни тутуп чиң қошуниға тапшурушидин кейин шәһәргә бесип кирәлиди. Буниң билән 6 ай созулған учтурпан қозғилиңи мәғлуп болди.
Әнқәрә университетиниң түрк тарихи докторанти муһәммәд ели әпәндиниң ейтишичә, тарихий мәнбәләргә көрә манҗу-хитай қошунлири шәһәрни ишғал қилғандин кейин уйғурлар тарихидики бир қетимлиқ дәһшәтлик миллий қирғинчилиқни садир қилди. Профессор абләхәт хоҗайефниң чиң мәнбәлири бойичә ейтишичә, учтурпанда дәһшәтлик бир қирғинчилиқ қилди вә ахирида йәнә ешип қалған аһалилардин, ақсу вә башқа җайлардин көп санда кишини илиға сүргүн қилип деһқанчилиқ әмгикигә салди.
Чиң қошунлири 13 яштин төвән балилар, қиз-аяллар болуп, 10 миңға йеқин кишии төт қетимға бөлүп, илиға сүргүн қилди. Буларниң бәзилири манҗу солунларға аилә чакарлири вә бәзилири хотунлуққа берилди.
Шәһәр елинғандин кейин арқиму арқидин қирғинчилиқ қилинған болуп, 13 яштин юқири җәң қилалиғудәк әрләр арқиму-арқидин коллектип қирғин қилинғаниди.
Бу чағда йәнә балилар, қиз-аялларни илиға сүргүн қилиш, илиға сүргүн қилинғанларға ашлиқ бәрмәслик, йолда ачлиқтин өлүши билән кари болмаслиқ, қаршилиқ қилғанларни өлтүрүш буйруқиму берилгәниди.
Падишаһ чйәнлоң шәһәрни алғанда бу шәһәр аһалиси “җаһиллиқ билән қаршилиқ көрсәткәнлики үчүн”, “бирниму қалдурмай қириветиш”, “шәһәрни түзливетиш” буйруқи бәргәниди.
Ақивәттә учтурпан өзиниң әсли аһалиси йоқ шәһәргә айландурулуп, кейин җай-җайлардин адәм көчүрүп келинип орунлаштурулди.