Уйғур дияридин 30 тарихий абидә тепилди

Мухбиримиз әркин тарим
2013.10.27
jengiz-alyilmaz-305.png Түрколок проф. Др. Җәнгиз алйилмаз әпәнди
RFA/Erkin Tarim


Түркийә әрзурум ататүрк үниверситити билән бейҗиң үниверситити ортақлишип хитайдики тарихий абидиләрни тепиш рәтләш хизмитини башлатқан болуп, бүгүнгичә көп санда таш йезиқ абидә тапқан.

Буларниң ичидин оттузи шәрқий түркистандин тепилған. Бу иш пиланида орун елип 5 йилдин бери у җайларда тәтқиқат елип бериватқан әрзурум ататүрк үниверситити оқутқучиси проф. Др. Җәнгиз алйилмаз әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди:

Алди билән шуни дәйки, бу тепилған тарихий әсәрләр бир иш пиланиниң мәһсулидур. Биз түркийә ататүрк үниверситити билән бейҗиң үниверситити бирликтә хитайдики тарихий абидиләр, хатирә ташлирини тепиш рәтләш хизмитини қиливатимиз. Мениң рәһбәрликимдә елип бериливатқан бу иш пиланиға асасән 5 йилдин бери хитай хәлқ җумһурийитидә болупму уйғур аптоном районидики турпан, ярғул, миң өй, вә или, ақсу, хотән қатарлиқ җайлардики тарихи абидиләрни тепип уларниң рәсимини тартип рәтләватимиз.

Проф. Др. Җәңиз ал йилмаз әпәнди бу хизмәтни қилиштики мәқсити һәққидә тохтулуп мундақ деди:

Бизниң әсли мәқситимиз бу райондики тарихий абидиләрни тепип рәтләп чиқиш иди. Әмма биз тәтқиқатимиз җәрянида бу район биләнла чәклинип қалмидуқ. Хитай бизгә хитайниң ички өлкилириниңму ишкини ачти. Шуниң билән биз хитайниң шиән районидиму тәкшүрүш елип бардуқ. Шиән қәдимқи хитай дөлитиниң пайтәхти, хитайларниң мәдинийәт мәркизи. Тарихий йипәк йоли шиәндин башлинип яврупадики рим шәһридә ахирлишиду.

У сөзидә шиәнниң хитай тарихи үчүн мүһим бир шәһәр икәнликини баян қилғандин кейин, түркләр үчүн шиәнниң тарихий әһмийити тоғрисида тохтулуп мундақ деди: (3:45)

Түркләр әң қәдимий парлақ бир мәдинийәткә игә. Түркләр тарихта хитайлар билән хошна яшиған. Түркләрниң өтүкән дегән шәһри бар иди, бу шәһәрниң исми кейинчә ордубалиқ, ахирида қарабаласағун болған. Қарабаласағун билән шиән оттурисида қоюқ бир мунасивәт бар иди. Әлчиләр карванлар берип киләтти. Бәзидә түркләр билән хитайлар оттурисида чоң урушлар мәйданға кәлгән. Буниң әксичә бүгүнкигә охшашла бәзи дәвирләрдә хитайлар билән түркләрниң бирбиригә иһтияҗи чүшкән. Давамлиқ бир бири билән уруш қилмайтти, қиз елип қиз берәтти. Биз хитайдин 30 әтрапида үстидә хәт бар абидә таптуқ. Бу абидиләр ичидә дуняға әң көп тонулғини шиәндин тепилған қарачор текин абидиси.

Проф. Др. Җәнгиз алйилмаз әпәнди өзи шиәндин тапқан қарачор текин абидиси тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: (5:00)

Қарачор текин абидиси дуняниң қаттиқ диққитини қозғиди, нурғун телевизйәләр нәқ мәйдандин бу хәвәрни тарқатти. Хитайда тунҗи қетим бир түркчә абидә үчүн мәхсус илмий муһакимә йиғини чақирилди. Бу абидә шиәндин тепилди. Мәзкур абидиниң үстидә көктүркчә вә хитайчә хәтләр бар. Бу абидини у дәвирдики хитай падишаһи бир түрк шаһзадисигә атап ясатқан. Һәммимизгә мәлум орхун абидилириниңму бир тәрипигә хитайчә йәнә бир тәрипигә көктүркчә хәт йезилған. Қош тилда абидә ясаш әнәниси қәдимқи түркләрдә мәвҗут. Йәнә бир җәһәттин елип ейтқанда бу абидә уйғур - хитай мунасивитини тәтқиқ қилиш үчүнму мүһим. Бу абидә қарачор текин намида бир уйғур шаһзадисгә атап яситилған. Хитайда әнлусән қозғилиңи болғанда, хитай падишаһси бу қозғилаңни җимиқтуралмайду. Уйғур һақанидин ярдәм тәләп қилиду. 794 - Йилида уйғур хақани бу исянни җимиқтуруш үчүн өз оғлини әвәтиду. Қарачор текин 20 яшта бу исянни бастурғандин кейин вапат болған. Хитай падишаһи буниңға атап чоң бир қәврә салдурған, қәвриниң ичигә бу 17 қур хәт йезилған абидини қойдурған.

Проф. Др. Җәнгиз алйилмаз әпәнди мәзкур абидиниң үстигә йезилған 17 қур хәтниң мәзмуни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди:

Абидидә, яғлақар ханниң сулалисидин бөгә билги хақанниң оғли қарачор текин 795 - йилида вапат болған. Хитай падишаһи буниңдин қаттиқ көңли йерим болған, чүнки қарачор текиндә ата - бовилириниң руһи бар иди. Наһайити қәһриман бир шаһзадә иди, әпсуски яш туруп қаза тепип кәтти, дәп йезилған. Хитайчисиму мушу мәзмунда.

Тонулған түрколок проф. Др. Җәнгиз алйилмаз әпәнди хитайдин орхун абидилиридинму бурун тикилгән абидиләр тепилғанлиқини баян қилип мундақ деди:

Хитайдин орхун абидисидинму бурун тикилгән абидиләр тепилди. Бу абидиләр алтайдики өңкүрләрдин, ички моңғолийәдин тепилди. Бүгүн хитайдин 30 әтрапида абидә тепилди. Қарачор текин абидиси 795 - йилида тикилгән. Чүнки буниң үстигә тикилгән тарихи күн вә числалар билән йезилған.

Түркийә әрзурум ататүрк үниверситити оқутқучиси проф. Др. Җәнгиз алйилмаз әпәнди уйғурларниң парлақ мәдинийәткә игә икәнликини, өзлириниң 5 йилдин бери хитай дөлитиниң рухсити билән тунҗи болуп бу йәрләрдә тәтқиқат елип бериватқан мутихәсисләр икәнликини баян қилип мунуларни деди:

Мән шуни тәкитләп өтәй, турпандики миң өй, ярғул, бизәклик, бәшбалиқ, турпан, туюқ вә қәдимқи түрк шәһәрлиридә уйғурлар яратқан парлақ мәдинийәт, йәр суғуруш системиси кариз мәвҗут. яшул өгүз дегән таңғутлар яшиған җайда 12 бүйүк мазар бар, бу мазарларни түркийәдә ақ пирамит дәп атайду. Мән вә кәсипдишим мурат ақар қатарлиқ кишиләр 5 йилдин бери бу йәрләрдә илмий тәтқиқат елип бериватимиз. Биз хитайниң рухсәт қилиши билән тунҗи болуп у йәрләрдә тәтқиқат елип бериватқан түркийәлик түрколоклар.

Бүгүнки тарих вә бүгүн программимизда тонулған түрколок проф. Др. Җәнгиз алйилмазниң түркийә дөләт телевезйәси т р т гә уйғур тарихи тоғрисида елип барған тәтқиқатлири тоғрисида бәргән мәлуматидин арийәләр аңлидиңлар.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.