Зунун тейипофниң совет-хитай дүшмәнликидин туғулған “шәрқий түркистан йеридә” китаби
2022.07.28
Уйғурларниң 20-әсирдики миллий азадлиқ вә мустәқиллиқ инқилаблириниң тәқдири советлар иттипақиниң җуғрапийәви сиясий вә хәлқара мунасивәт сиясий истратегийәлири билән зич бағланғандәк уйғурларниң тарихий тәтқиқатлири вә мәтбуатлириму охшашла совет иттипақиниң әнә шу сиясәтлири билән гирәләшкәниди. 1974-Йили москвадики “пән” нәшрияти тәрипидин рус тилида нәшр қилинип кәң тарқитилған сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийәси муавин баш қомандани вә 1955-йилидин кейинки хитай хәлқ азадлиқ армийәси генерали зунун тейипофниң “әркинлик үчүн күрәштә” мавзулуқ 1944-1949-йилидики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилаби вә шәрқий түркистан җумһурийити һәққидики әслимә характерлик китабниң башта москвадин, арқидин уйғур тилида 1977-йили алмутадин тарқитилиши рошән сиясий арқа көрүнүшкә игидур. Бу әсәр совет-хитай достлуқи дәвридә әмәс, әксичә дүшмәнлик, һәтта уруш қилиш җиддийлики мәзгилидә йоруққа чиқирилди. “бу, мәхсус москваниң орунлаштуруши бойичә йезилған вә оттуриға чиқирилған китаб иди” -дәйду алмутада яшайдиған уйғур тарихи вә сиясий мәсилилири тәтқиқатчиси, сабиқ совет армийәси полковники қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди. Униң қаришичә, бу совет-хитай оттурисидики 1962-йилидин башланған вә җиддийләшкән рәқиблик, сиясий тоқунуш, һәтта һәрбий җәһәттики тоқунуш һәм уруш қилиш вәзийити билән зич бағлинишлиқ иди.
1960-Йилиғичә пүтүнләй хитайни һәр җәһәттин қоллиған совет иттипақи 1962-йиллардин кейинки совет-хитай рәқиблик дәвридә юқириқидин тамамән әксичә йол тутти. Мана бу әксичә йол москваниң уйғур тарихи, уйғур мәдәнийити, уйғурларниң тил-әдәбият вә сәнити қатарлиқ саһәләрдиму актип ипадиләнди. Әнә шу 1960-1980-йиллар арисида уйғур язғучилириниң 19-вә 20-әсирдики миллий азадлиқ вә миллий мустәқиллиқ күрәшлирини әкс әттүридиған, уйғурларниң хитай мустәмликичилиригә қарши күрәшлири баян қилинидиған түрлүк әдәбий әсәрлири, мәсилән зия сәмәди, хизмәт абдуллин, мәсимҗан зулпиқароф вә башқиларниң тарихий романлири, повестлири арқиму-арқидин нәшр қилинип тарқитилди. Қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, әдәбият вә сәнәттә әнә шу хитай мустәмликичилиригә қарши азадлиқ күриши муһим тема болди.
1962-Йили шинҗаң һәрбий райониниң муавин штаб башлиқлиқ вә хитай армийәсиниң генерал майорулуқ унванини ташлап, совет иттипақиға көчүп келип алмутаға йәрләшкән сабиқ шәрқий түркистан армийәси полковники зунун тейипоф бир мәзгил сиясий тәрбийә алғандин кейин завутларда мәсуллуқ хизмәтлиридә болди. У, әнә шу 1955-1962-йиллири арисида көчүп келип йәрләшкән сабиқ шәрқий түркистан инқилабиниң бир қисим кадирлири, йәни өз сәпдашлири билән бирликтә 1970-1980-йилларда хитай компартийәсиниң уйғур дияридики сиясәтлиригә қарши һәр хил паалийәтләрдә вә тәшвиқатларда болғаниди. Зунун тейипоф билән 1946-йилидин башлап ғулҗа вә үрүмчиләрдә алақиләрдә болған сабиқ шәрқий түркистан армийәси офитсери, 1960-1980-йиллардики қазақистан пәнләр академийәсиниң уйғуршунаслиқ бөлүми вә институтлирида хизмәт қилған мәрһум уйғуршунас батур әршидиноф 2013-йили һаят вақтида зунун тейипофниң әнә шу “әркинлик үчүн күрәштә” намлиқ китабиниң москваниң пилани икәнликини, һәтта уни башта русчә чиқирип, арқидин тәрҗимә қилдурулғанлиқини билдүргәниди.
Зунун тейипофниң мәзкур әслимиси рус тилида “әркинлик үчүн күрәштә” дәп аталған болса 1977-йили алмутада уйғур тилида чиққанда “шәрқий түркистан йеридә” дәп нам берилгәниди. Уйғурчидики бир қисим мәзмунлар азрақ толуқланған. Уйғурлар тарихи вә шәхслиригә аит қамус вә башқа көплигән әсәрләрниң түзгүчиси вә муәллипи, алмутада яшайдиған профессор абдуллаҗан самсақоф әпәндиниң ейтишичә, мәзкур әсәр 1944-1949-йилидики шәрқий түркистан җумһурийити вә инқилаби һәққидики тунҗи вә бирқәдәр ишәнчлик пакитлар билән йезилған әсәрдур. Шуңа у, уйғур тарихи қамуисини түзүштә бу әсәрдин көп пайдиланған.
Әслидә совет иттипақи баштин ахири өзлириниң шәрқий түркистан инқилабиға ярдәм бәргәнликини вә қоллиғанлиқини йошурған вә мәхпий тутқаниди. Әмма немә болуп, 1970-йилларда зунун тейипофниң бу китаби рус вә уйғур тилида нәшр қилинди. Бу тарих москваға немигә керәк болди? қәһриман ғоҗамбәрди өз қарашлирини оттуриға қойди.
Русчә “әркинлик үчүн күрәштә” җәмий 120 бәт болса, уйғурчә “шәрқий түркистан йеридә” 135 бәт болуп, җәмий 3 баптин тәркиб тапқан. Китабта шәрқий түркистан инқилабиниң башлиниши, азадлиқ тәшкилатиниң қурулуши вә паалийәтлири, 1944-йили 7-ноябир ғулҗа қозғилиңи, җумһурийәтниң қурулуши, һәрәмбағ, айродром вә башқа җайлардики җәңләр, үч фронт уруши, бирләшмә һөкүмәт, 1947-1949-йиллиридики әхмәтҗан қасими башчилиқидики күрәшләр, әхмәтҗанларниң өлүмидин кейинки хитай компартийәсиниң шәрқий түркистанни игилиши вә хитайниң өз вәдисидә турмай, уйғур вә башқа хәлқләргә қарита бастуруш сиясити йүргүзгәнлики қатарлиқ пүтүн тарихий җәрянда бирқәдәр ихчам йорутулған. Америкадики 1940-йиллар уйғур ели тарихи тәтқиқатчиси фәрух таран әпәндиниң қаришичә, зунун тейипоф шәрқий түркистан инқилабидики муһим шәхс болғачқа униң баянлири ишәнчлик вә пакитлиқ ролиға игә.
1980-Йилларда, болупму совет иттипақи йимирилгәндин кейин, қазақистан, қирғизистан, өзбекистанларға йәрләшкән сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң һәр дәриҗилик кадирлири, миллий армийә офитсерлириниң түрлүк әслимилири, мақалилири алмутадин тарқитилидиған “йеңи һаят” гезитидә көпләп елан қилинди. Зунун тейипофниң мәзкур китаби 1944-1949-йилидики шәрқий түркистан җумһурийити тарихини тәтқиқ қилиштики муһим мәнбәләрниң биригә айлинип, мутәхәссисләрниң пайдилиниш әсәрлири қатаридин орун алмақта.