Доктор бәһрәмҗан ғилавидиноф уйғур тәсвирий сәнитиниң өтмүш тарихи һәққидә

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.09.13

Мәлумки, дуня сәнити өз тарихида бир нәччилигән дәврләрни бесип өткән. Сәнәт әнә шу дәврләр шараитиға маслишип, бирдә егиз пәллиләргә йетип, бирдә чүшкүнлүкләргә учриған болсиму, нәтиҗидә вақит өтүши билән шәкли вә мәзмуни җәһәттин бейиди. Буниңға, әлвәттә, шу дәврләрдә яритилған мумкинчиликләр, йәни болупму мәмликәт рәһбәрлириниң бу җәһәттики иҗабий роли, сәнәт вәкиллириниң паалийәтчанлиқи, хәлқ аммисиниң қоллап қуввәтлиши вә башқиму амиллар сәвәб болди. Әнә шундақ хәлқләр қатарида уйғурларму болуп, улар өзлириниң узун тарихида көплигән тарихий бурулушларни, сиясий вә идийиви өзгиришләрни баштин кәчүрсиму, бай вә мәзмунлуқ сәнәт ядикарлиқлирини яритип кәлди. Улар ичидә болупму тәсвирий сәнәт җәвһәрлири алаһидә орунға игә.

Уйғурларниң тәсвирий сәнити қачан вуҗудқа кәлгән һәм у қандақ басқучларни бесип өтти? җәмийәттики өзгиришләр униңға тәсир йәткүздиму? униң тәрәққий етишигә шараит болдиму?

Биз бу һәқтә мемарчилиқ пәнлириниң доктори бәһрәмҗан ғилавидиноф билән төвәндики соаллар асасида сөһбәт елип бардуқ:

  1. Омумән тәсвирий сәнәтниң адәмзат тарихида тутқан орниға қандақ баһа бәргән болаттиңиз?
  2. Һәр бир хәлқниң тәсвирий сәнитиниң мәйданға келишигә вә тәрәққий етишигә бирәр шараит яритилиши керәк. Әмди уйғурларниң тәсвирий сәнити қандақ қилип мәйданға кәлди?
  3. Уйғурлар һәм уларниң тәсвирий сәнити өз тарихида қандақ өзгиришләргә дучар болди дәп ойлайсиз?
  4. Уйғурларниң тәсвирий сәнити тарихида муһим рол ойниған дәврләр қайси вақитлар дәп ойлайсиз?
  5. Уйғурлар ислам динини қобул қилғандин кейин миллий тәсвирий сәнәттә қандақ өзгиришләр йүз бәрди?
  6. Сиз мемарчилиқ сәнитиниң бир мутәхәссиси сүпитидә мушу мемарчилиқ сәнити билән тәсвирий сәнәт оттурисидики йеқинлиқ һәққидә немә дәймиз?
  7. 20-Әсирдики оттура асия, шу җүмлидин қазақистан уйғур тәсвирий сәнити һәққидә тохтилип бақсиңиз.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.