Сталинниң хитайни “уйғур диярини тез ишғал қилиш” қа алдиритишидики сәвәб: америка әндишиси иди

Мухбиримиз үмидвар
2020.10.01
maw-stalin-tughulghan-kun-385.JPG Мав зедуң сталинниң туғулған күнидә. 1942-Йили 12-ай, москва. (Мунасивәтлик китабтин елинған)
RFA/Qutluq Haji

1949-Йилиниң иккинчи йеримида уйғурлар дияри, җүмлидин или, тарбағатай вә алтайни асас қилған шәрқий түркистан җумһурийити һакимкийити мәвҗут болған азад районниң сиясий мәвҗутлуқи җиддий хәлқаралиқ мунасивәтләр тоқунушиға дуч кәлгәниди. Америка башчилиқидики ғәрб демократик қудрәтлик дөләтлири қоллаватқан гоминдаң, йәни хитай җумһурийити һакимийити билән совет иттипақи қоллаватқан компартийә қошунлириниң урушлирида гоминдаң мәғлубийәткә йүзләнди. Әмма, хәлқара нуқтидин алғанда совет иттипақиниң кеңәймичилики, коммунизм лагери нами астида шәрқий явропани өз даирисигә ичигә киргүзүп явропада америка, әнглийә, фирансийә қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлиригә бесим пәйда қилиши соғуқ мунасивәтләр урушиниң күнсайин җиддийлишишини ишқа ашурғаниди. Америкаму 1947-1948-йили президент труменниң явропа дөләтлиригә ярдәм бериш, түркийә вә гретсийә қатарлиқ дөләтләргә иқтисадий ярдәм көрситиш пиланлирини ишқа кириштүргәндин кейин совет иттипақи йәнә берлин кризисини пәйда қилди вә германийә тамамән иккигә бөлүнүп, икки дөләткә айланди. Совет иттипақи йәнә асия районидики американиң тәсир күчигә қарши һәрикәтни күчәйтип, гоминдаңниң мәғлубийитини тезлитидиған компартийәни қоллашлирини күчәйтти.

1949-Йили 10-айда хитай компартийәсиниң шәрқий түркистан инқилаби һөкүмитини ахирлаштуруши вә пүтүн уйғур диярини ишғал қилиши әнә шундақ хәлқара мунасивәт арқа көрүнүши, җүмлидин соғуқ уруш һәм вә совет иттипақиниң йеңи хитай сияситиниң нәтиҗиси иди. Түркийәдики һаҗи тәппә университетиниң тарих дотсенти әркин әкрәмниң қаришичә, хитай компартийәсиниң уйғур диярини ишғал қилишида совет иттипақи һәл қилғуч амил болуп, москва хитайға һәр хил ярдәмләрни көрсәтти.

1949-Йили 2-айда сталин сиясий биюро әзаси микоянни хитайға әвәтип, мав зедоңға коммунистик хитайға ярдәм бериш программилирини ениқ билдүрди һәм келишим һасил қилди. Шу чағда йәнә совет иттипақиниң уйғур дияридин земин дәваси йоқлуқи, компартийәниң бу җайни контрол қилиши керәкликини билдүрди.

1949-Йили 27-июнидин 8-айниң 14-күнигичә хитай компартийәси вәкили лю шавчи москвада зиярәттә болуп, сталин билән көп мәсилиләрдә, җүмлидин уйғур диярини ишғал қилиш мәсилисидиму келишим һасил қилди. Әнә шу вақитта, йәни 27-июл күни сталин-лю шавчи сөһбитидә сталин хитай компартийәсиниң арқиға созмай “тездин шинҗаңни ишғал қилиши” вә ма буфаңға қарши уруш қилишини тәшәббус қилди.

У компартийәниң уйғур диярини1950-йиллири игиләш пиланини өзгәртишкә мәҗбур қилип, уни мәзкур земинни игиләшкә алдиратти вә өзиниң һәр хил ярдәмләрни көрситидиғанлиқини билдүргәниди. Ундақта униң бу хил алдиритишиға сәвәб болған түп амиллар немә?

Сталин лю шавчи билән болған сөһбәттә әгәрдә “шинҗаңни тез игилимигәндә ингилзларниң бу җайға қол тиқип, һиндистандикидәк мусулман мәсилиси пәйда қилидиғанлиқи” ни көрсәткәниди.

Совет иттипақи тәрәп лю шавчиниң москвадики вақтида хитай тәрәпни йәнә давамлиқ түрдә уйғур дияриға тез йүрүш қилишқа алдиратқан. 1949-Йили 8-айниң 14-күни өзиниң ғулҗаға или рәһбәрлири билән көрүшүшкә әвәтилишидики сәвәбләрниң әнә шу мәсилигә четишлиқ икәнликини илгири сүргән дең личүнму өз баянида совет тәрәпниң мундақ алдиритишини американиң уйғур дияридики пиланлири билән бағлап чүшәндүриду.

Давамини бу аваз улинишидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.