Уйғурларниң түркийигә көчүш тарихиға 60 йил тошқанда

Мухбиримиз әркин тарим
2013.11.03
muhemmet-imin-bughra.jpg Муһәммәдимин буғра(алдинқи рәт оң тәрәптә қара кийимлик) хотәнниң өлимаси билән. 1933-Йили хотән.
http://en.wikipedia.org

Уйғурларниң шәриқтин ғәрипкә шундақла өз юртидин түркийигә көчүши узун йиллиқ тарихқа игә. Әмма түркийидә өткүзүлгән хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинлирида түрк вә уйғур тарихчилири даим уйғурларниң 1949 - йили коммунист хитайлар шәрқий түркистанни бесивалғандин кейин һиндистан, пакистан вә афғанистан қатарлиқ дөләтләргә қечип чиққан.

Улар у дөләтләрдә бир қанчә йил турғандин кейин уйғурларниң өз вақтидики рәһбәрлири муһәммәд имин буғра вә әйса йүсүф алптекин қатарлиқларниң тиришчанлиқи билән түркийә һөкүмитиниң ярдимигә еришип, 1953 - йили түркийигә кәлгәнлики, шу қетимда 1850 шәрқий түркистанлиқниң түркийигә маканлашқанлиқи, нәтиҗидә уйғурларниң түркийигә көчүшиниң әнә шуниң билән башланғанлиқини баян қилишиду. Ундақта уйғурларниң түркийигә көчүши қачан вә қандақ башланған? бүгүнки күндә қандақ давамлишиватиду? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн бу һәқтә 2 парчә мақалиси елан қилинған һамут гөктүрк билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.