Қазақистандики уйғуршунаслиқ тәтқиқатлириниң келәчики көпчиликни әндишигә салмақта
2019.01.03
Мәлумки, өткән әсирниң 90-йиллиридин тартип қазақистанда шәрқшунаслиқ тәтқиқатлири қазақистан илим-пәниниң асасий йөнилишлириниң бири сүпитидә елип берилишқа башлиған иди. Мәзкур тәтқиқатлар дәсләптә 1986-йили қазақистан пәнләр академийәсидә қурулған уйғуршунаслиқ институти тәркибидә тәшкилләнгән “шәрқшунаслиқ мәркизи” асасида йүргүзүлүп, униң бешида академик рамазан сулайманоф болған иди. Уйғуршунаслиқ тәтқиқатлири һазир асасән әнә шу шәрқшунаслиқ институти қармиқидики уйғуршунаслиқ мәркизидики хадимлар тәрипидин елип берилмақта. Мәзкур мәркәзниң тәтқиқатчилири өз тәтқиқатлирини узун вақитлардин буян һәр хил топламларда, монографийәләрдә елан қилип кәлгән иди.
Йеқинда алмута шәһиридики “арис” нәшриятидин “қазақистандики шәрқшунаслиқ тәтқиқатлири: утуқлири вә келәчики” намлиқ мақалиләр топлими йоруқ көрди. 456 Бәттин түзүлгән мәзкур китаб ислам һәмкарлиқи тәшкилати йенидики ислам тарихи, сәнити вә мәдәнийитини тәтқиқ қилиш мәркизи һәмдә қазақистан билим вә пән министирлиқи сулайманоф намидики шәрқшунаслиқ институти тәрипидин нәшр қилинған.
Китаб қазақистан шәрқшунаслиқиниң тәрәққият йөнилишлири вә шәкиллири, мәнбәшунаслиқ, тарих, мәдәнийәт, тил вә әдәбият, иҗтимаий-иқтисадий мәсилиләрни өз ичигә алған алтә қисимдин түзүлгән. Униңға қазақистан, түркийә, украина, русийә, японийә алимлириниң әмгәклири киргүзүлгән. Топламда қазақистанлиқ уйғур алимлириниңму мақалилири орун алған. Мәсилән, рисаләт кәримованиң “қазақистандики заманиви уйғуршунаслиқ: тәрәққият алаһидиликлири”, абләт камалофниң “уйғур хәлқ нахша-қошақлири: йәттису уйғурлириниң 1916-йилидики қозғилаңға қатнишиши һәққидә”, алимҗан һәмрайефниң “хитайдики заманиви уйғур бәдиий андерграундиниң (һөкүмәт идеологийәсигә қарши йошурун тәсвирләшниң) мәнбәлири” намлиқ әмгәкләр шулар җүмлисидиндур. Мәзкур әмгәкләрдә уйғурларниң тарихи вә мәдәнийитигә мунасивәтлик мәсилиләр йорутулған.
Қазақистандики уйғуршунаслиқ тәтқиқатлириниң мәсилилири қайси йөнилишләрдә елип берилған? униң бүгүнки тәқдири қандақ болуватиду?
Сулайманоф намидики шәрқшунаслиқ институти қармиқидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири, тарих пәнлириниң доктори рисаләт кәримованиң ейтишичә, қазақистандики уйғуршунаслиқ илми совет уйғуршунаслиқи асасида шәкилләнгән болуп, униң бүгүнки күндә йәткән утуқлири әнә шу совет уйғуршунаслиқ илми билән зич мунасивәттә қарилидикән.
Рисаләт кәримова мундақ деди: “қазақистан уйғуршунаслиқиниң әң муһим органлири сүпитидә уйғуршунаслиқ бөлүми билән уйғуршунаслиқ институтини тилға елишқа болиду. 1963-Йили қазақистан пәнләр академийәси тилшунаслиқ институти қармиқида қурулған уйғуршунаслиқ бөлүми 1986-йилғичә, йәни пәнләр академийәсидә уйғуршунаслиқ институти қурулғанға қәдәр мәвҗут болған иди. Бу бөлүм 30 дин ошуқ хадимға, өз рәһбиригә, илмий катипиға, шундақла илмий кеңәш вә яш мутәхәссисләрни йетиштүридиған бөлүмигә игә болған иди. Демәк, бу уйғуршунаслиқ пәниниң муһим мәсилилирини тәтқиқ қилиш билән шуғуллинидиған бир пүтүн илмий мәркәз иди. Бу бөлүм асасән совет уйғурлириниң тил, әдәбият, тарих вә мәдәнийәт мәсилилири бойичә тәтқиқатларни елип барған иди. Бу йөнилиштә илмий лайиһәләр ишләнгән, илмий әмгәкләр йоруқлуққа чиққан, монографийәләр нәшр қилинған иди.”
Рисаләт кәримованиң ейтишичә, мәзкур бөлүмдә ғоҗаәхмәт сәдвақасоф, туғлуқҗан талипоф, малик кәбироф, мунир ерзин, абдувәли қайдароф қатарлиқ мәшһур уйғуршунас алимлар ишләп, уларниң нурғунлиған әмгәклири йоруқ көргән икән.
Рисаләт кәримова сөзини давам қилип, йәнә мундақ деди: “1986-йили қурулған уйғуршунаслиқ институтида сәккиз бөлүм иш елип барған иди. Илгири мәвжут болған тилшунаслиқ, әдәбият вә сәнәт, тарих вә етнографийә бөлүмлиригә қошумчә йәнә иҗтимаий-иқтисадий, сиясий, демографийәлик, мәниви җәрянларни тәтқиқ қилидиған бөлүмләрму пәйда болди. Бу вақитта институт қануний рәвиштә илмий-тәтқиқат мәркизи дәриҗисигә йетип, уйғуршунаслиқ бойичә кадирларни тәйярлаш мәсилисигиму чоң етибар бериләтти. Институт мәвҗут болған вақит ичидә һәр саһәләр бойичә 15 кә йеқин пән намзатлири тәйярланди. Бу мутәхәссисләрниң барлиқи дегүдәк биваситә уйғуршунаслиқ саһәсигә аит иди. Шундақла башқиму саһәләр бойичә мутәхәссисләрни тәйярлаш башланған иди. Қазақистан уйғуршунаслиқиниң йәткән утуқлириниң бири совет иттипақи вә дуняниң башқиму мәмликәтлириниң илмий-тәтқиқат мәркәзлири билән орнатқан алақилири болди.”
Рисаләт кәримованиң дейишичә, болупму яшларни москва, ленинград, ташкәнт шәһәрлиригә илмий тәҗрибә алмаштуруш сәпиригә әвәтиш мумкинчиликлириму пәйда болуп, буниң барлиқини һөкүмәт хираҗити билән тәминләш қараштурулған икән. Шу вақитларда тәйярланған кадирларниң көпчилики мушу күнгичә қазақистандин ташқири йәнә чәт әлләрдиму хизмәт қилмақтикән.
Зияритимизни қобул қилған уйғуршунаслиқ мәркизиниң сабиқ хадими, һазир абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң оқутқучиси, тилшунас халминәм мәсимова мундақ деди: “2000-йиллардин кейин қазақистандики уйғуршунаслиқ пәниниң алдинқи қатарлиқ саһәси һесаблинип кәлгән тилшунаслиқ тәтқиқатлириниң орнини тарих тәтқиқатлири игилиди. Уйғуршунаслиқ мәркизиниң коллектипи 1990-йилларниң ахирлиридин тартип қәдимий дәврләрниму өз ичигә алған уйғурларниң тарихи вә мәдәнийити бойичә мурәккәп илмий лайиһәләр үстидә ишләшкә башлиди. Уйғуршунас алимлар тәрипидин тәйярланған барлиқ лайиһәләр шәрқшунаслиқ институтиниң илмий программилири вә қазақистан илим-пәни тәрәққиятиниң асасий йөнилишлири асасида әмәлгә ашурулди.”
Халминәм мәсимованиң ейтишичә, уйғуршунаслиқ тәтқиқатлири асасән һөкүмәт хираҗити һесабиға елип берилған икән. Бу җәрянда уйғуршунаслиқ мәркизи хадимлири йәнә пиландин сирт илмий программилар вә хәлқара илмий лайиһилирини тәйярлаштиму актип паалийәт елип барған икән.
У мундақ деди: “һазир болса, уйғуршунаслиқ мәркизи хадимлири шәрқшунаслиқ институти йүргүзүватқан һәр хил мавзулардики илмий лайиһәләргә қатнашмақта. Бу аталған илмий лайиһәләрниң нәтиҗилири көплигән монографияләрдә, мақалиләр топламлирида, илмий топламларда, аммиви ахбарат васитилиридә өз әксини тапти. Мәркәз алимлириниң әмгәклири пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки оттура асияда, америкида, явропа дөләтлиридә, японийәдә вә башқиму мәмликәтләрдә елан қилиниватиду.”
Игилинишичә, 1990-йилларниң башлирида уйғуршунаслиқ институтида 80 дин ошуқ адәм ишлигән болуп, бу уйғуршунаслиқ илминиң әң тәрәққий әткән вақти һесабланған иди. Әмма совет иттипақи йимирилип, иқтисадий кризисниң күчийиши вә кейинрәк, йәни 1996-йили академик ғоҗаәхмәт сәдвақасоф намидики уйғуршунаслиқ институтиниң йепилиши уйғуршунаслиқ пениниң келәчәк тәрәққиятиға хәвп туғдурушқа башлиған иди. Вақитниң өтүши билән уйғуршунаслиқ мәркизиниң тәтқиқат йөнилишлириму қисқирип, хадимларниң азийиш әһвали йүз бәргән. Мәлуматларға қариғанда, һазир уйғуршунаслиқ мәркизи хадимлириниң сани 10 дин аз болуп, бу көпчиликни әндишигә селиватмақта. Бу интайин җиддий бир мәсилә болуп, келәчәктә қазақистандики уйғуршунаслиқ тәтқиқатлириниң пүтүнләй тохтап қелиш хәвпи пәрәз қилинмақта.