Хитай компартийәси: кремил көләңгиси астидики “төрәлмә” (1)

Мухбиримиз үмидвар
2021.07.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Хитай компартийәси: кремил көләңгиси астидики “төрәлмә” (1) Хитай компартийәсини қурғучилардин совет истихбарат хадими владимир абрамович нейман. 1898-Йили 10-декабир.
wikipedia.org

100 Йил бурунқи совет истихбаратчилириниң һәрикити

Хитай компартийәси бүгүн өзиниң 100 йиллиқини тарихидики әң дәбдәбә вә дағдуға билән хатирилимәктә һәм өзиниң 100 йиллиқ тарихидин вә мусаписидин әң юқири шәрәп һес қилмақта шуниңдәк 1921-йили 7-айниң 1-күнини “улуғ җуңго компартийәси” ниң дуняға келип, “җуңго хәлқигә парлақ тәрәққият йоли” ачқан “муқәддәс күн” дәп улуғлимақта. Ундақта бу 100 йиллиқ тарих қандақ тарих? қандақ мусапә? мәзкур 100 йил һәққидә хуласә чиқириштин бурун, униң башлинишиниң қандақ болғанлиқини әсләшкә тоғра келиду. Бу башлинишниң бүгүн хитай компартийәси тәшвиқ қилмайдиған йәнә бир муһим йүзи, униң русийәдики ленин башчилиқидики коммунистлар, йәни болшевикларниң 1917-йили 7-ноябир күнидики “өктәбир инқилаби”, йәни қанунлуқ русийә җумһурийити һакимийитини ағдуруп, өз һакимийитини тикләйдиған “өктәбир сиясий өзгириши” нәтиҗисидә мәйданға кәлгән совет коммунист дөлитиниң “хитайдики төрәлмиси” дәп қаралғанлиқи иди.

Хитай компартийәси өзиниң тунҗи йиғинини ечип, дуняға кәлгәнликини бекиткән өй, йәни һазирқи хатирә сарийида хитай компартийәсини қурған адәмләрниң сүрәтлири есилған болуп, әнә шуларниң ичидә икки чәтәлликниң сүритиму “1-қурултай қатнашқучилири” сүпитидә орун алған. Бу икки пакит хитай компартийәсиниң қандақ төрәлдүрүлгәнликиниң дәлили иди. Буларниң йеши чоңрақ көрүнүштикиси хитайда мариң, йәнә бири николскй нами билән аталған коммунистик интернатсийонал, ениқрақи әсли совет русийәси җасуслуқ органлириниң хадимлири, йәни “җасуслири” дин ибарәт иди. Пүтүн хитайдики 7 мәхпий коммунистик гуруппиниң 50 нәччә нәпәр әзаси, йәни пүтүн хитайда бар-йоқи 50 нәччә коммунистниң вәкили сүпитидә 12 адәм җай-җайлардин шаңхәйгә келип, әнә шу мариң вә николскийниң тәшкиллиши, уюштуруши астида 1921-йили 7-айниң 23-күнидин 7-айниң 30-күнигичә шаңхәйдики фирансийә консессийәси тәвәсидики бир қоруда йиғин ечип, ахирида “хитай компартийәси” қурулғанлиқини бекитти. Америкадики “бейҗиң баһар” журнилиниң баш муһәррири, хитай компартийәси тарихи вә сиясити мәсилилиридә тәтқиқат елип барған ху пиң әпәндиниң қаришичә, хитай коммунистлириниң бу қурултийи вә компартийә тәшкилатиниң қурулуши пүтүнләй коммунстик интернатсионал вә совет русийәсиниң һәрикитиниң мәсули болуп, мәзкур хитай коммунистлири баштин ахири пүтүнләй москваниң башқуруши астида униң тармиқи астида, ячейкиси сүпитидә қорчақ һалда мәвҗут болди. Мариң вә николский қатарлиқлар, болупму мариң йиғинға адәттикидәк қатнашқучи әмәс бәлки уни тәшкиллигүчи, ачқучи шуниңдәк хитай компартийәсини қурғучилар иди.

Хитайда коммунистик һәрикәтниң пәйда болуши, компартийә гуруппилириниң қурулуши вә ахирида рәсмий хитай компартийәси намидики бир рәсмий партийәниң дуняға келиши ленин русийәсиниң 1918-1923-йиллири арисида ғәрб дуняси, йәни антанта дөләтлириниң өзини йетим қалдуруш, болшевикларға қарши русийә демократик гуруппилири, ақлар һәрикити қатарлиқларни қоллап, ички уруш арқилиқ совет коммунистлирини йоқитиштин ибарәт қаттиқ қаршилиқлириға тақабил туруш истратегийәлири билән мунасивәтлик иди.

Совет русийәси буниң үчүн дуня инқилаби, дуня коммунизм һәрикити қозғаш, хитай, һиндистан вә башқа шәрқтики мусулман әллирини империализмға қарши турушқа күшкүртүш усули қоллиниш истратегийәсини таллиғаниди. Әнә шу мәқсәттә 1919-йили 3-айда коммунистик интернатсионални қуруп чиқти. Бу вақитта хитай сун җоңшән башчилиқидики гоминдаң партийәси бейҗиңни база қилған шималий милитаристлардин айрилип гуаңҗуни база қилған. Пүтүн хитай болса шималий милитаристларниң қолида, йәни хитай җумһурийитиниң қолида иди. Бу һакимийәт японийә вә ғәрб әллири билән бир рамка астида иди. Ленин русийәси хитай җумһурийити билән дипломатийәлик мунасивәт орнитип, ғәрб күчлириниң совет һакимийитиниң йирақ шәрқ арқилиқ өзини йоқитишидин сақлиниш пиланини түзди. Охшаш вақитта йәнә сун җоңшән биләнму һәмкарлиқ орнитип, хитайни ички җәһәттә бир-биригә қарши турғузуш чариси қолланди. Әнә шу һәрикәтләрдә совет җасуслуқ органлири хитайда актип һәрикәт қилди. Русийә тарихчиси, профессор вектор усофниң “20-йиллардики хитайдики совет разведкиси” намлиқ китабида көрситилишичә, совет җасуслуқ органлири 1920-йиллардин башлап, шаңхәй, тйәнҗин, бейҗиң, харбин қатарлиқ җайларда өзиниң мәхсус хадимлирини турғузған болуп, уларниң түрлүк вәзипилири бар иди. Әнә шуларниң бири войтинский башчилиқидики хитайда компартийә тәшкилати қуруш гурупписи иди. Войтинскийниң толуқ исми григориий наумович войтинский болуп, у 1920-йили 4-айда русийә болшевиклири партийәси йирақ шәрқ бюроси владивосток шөбиси чәтәл бөлүминиң вәкили сүпитидә бир гуруппа кишини башлап алди билән бейҗиңға келип бейҗиң университети профессори ли даҗав билән көрүшүп, бейҗиңда коммунистик партийә гурупписини қуруш мәсилилирини муһакимә қилған, арқидин у шаңхәйгә берип, чен душю қатарлиқлар билән көрүшүп, улар билән бирликтә 7-айда шаңхәйдә коммунистик партийә гурупписини қурди вә арқидин 8-айда сотсиялистик яшлар иттипақи намлиқ тәшкилатни қуруп чиқти. Мана буларниң һәммиси войтинскийниң һәрикити вә иқтисад билән тәминлиши арқисида әмәлгә ашурулғаниди. Арқидин у шаңхәйдә коммунистик интернатсионал иҗраийә комитетиниң йирақ шәрқ бюросини қурди. Русийә архиплирида көрситилишичә, шаңхәйдики хитай коммунистлирини мәбләғ җәһәттин пүтүнләй войтинский тәминлигән болуп, тәйвән тарихчиси пей йирәнниң рус мәнбәлири бойичә көрситишичә, шу қетим войтинский өзи билән 2000 доллар мәбләғ елип барған.

Войтинский 1921-йили 1-айда кетип, 6-айда коммунистик интернатсионал иҗраийә комитетидин теги голландийәлик коммунист мариң вә николскийни шаңхәйгә мәхсус хитай компартийәсини рәсмий қурушқа мәлум мәбләғ билән кәлди. Булар қаримаққа коммунистик интернатсионал тәрипидин әвәтилсиму, әмәлийәттә улар ленинниң орунлаштуруши бойичә хитайда коммунистик партийә тәшкилатини қуруш үчүн кәлгәнләр иди. Мариңниң әсли исми хенк сневлет иди.

Русийәлик журналист вә тарихчи хитай компартийәсиниң қурғучилиридин николсикийниң тәрҗимиһали һәққидә издәнгән ботаҗап раднайефниң тәкшүрүшичә, николский униң хитайда қолланған мәхпий исим болуп, униң әсли исми владимир абрамович нейман иди. Униң йәнә берг, василий дегәндәк бир қанчә исимлири бар иди. Нейман русийәниң байқал көли бойидики буриятийә җумһурийитиниң баргузун райони, читкан кәнтидә кәмбәғәл йәһудий аилисидә туғулған. У 1919-1920-йиллири қизил армийәгә қатнашқан вә совет русийәси бихәтәрлик оргини-дөләтлик сиясий башқармисиниң истихбарат оргининиң хадими, қизил армийә 5-корпуси штабиниң разведка хадими, манҗурийә вә хәйларда турушлуқ истихбарат, йәни җасуслуқ хадими қатарлиқ вәзипиләрдә болған кәспий истихбарат хадими иди.

Мариң вә николский бу қетимқи қурултайниң пүтүн чиқимлирини москвадин елип кәлгән болуп, һәрбир йиғин қатнашқучисиниң йол хираҗити вә башқа хираҗәтләр москва тәминлигән мәбләғ билән бир тәрәп қилинди. Йиғин 23-июл башлинип 30-июлға кәлгәндә йочун кишиниң гуман қозғиши билән мариң йиғинни дәрһал тохтитип һәммәйләнни тарқитивәтти һәм ахирқи йиғин җеҗаңдики бир көлдә кемә үстидә ечилип хуласә чиқирилди. Шуниң билән хитай компартийәси қурулғанлиқи җакарлинип, чен душю тунҗи секретар болди. Хитай компартйәси шуниңдин кейин давамлиқ москваниң мәблиғи, буйруқи вә орунлаштуруши бойичә өз ишлирини давамлаштурди ( давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.