Кона тоқмақниң йеңи садаси: хитайниң тарих саһәсидә “пантүркизм вә панисламизм” тоқмиқини қайта ишқа селиши (1)

Мухбиримиз үмидвар
2018.11.15
ikki-yuzlimichi-sazayi.jpg Ақту наһийә пилал йеза тазилиқ кәнтидин “икки йүзлимичи диний зат” дегән қалпақ билән тартип чиқирилип, амма алдида сазайи қилиниватқан әбәйдулла ясин һаҗим. 2017-Йил 3-июл, ақту пилал йезиси.
xjakt.gov.cn

Тәтқиқатчиларниң қаришичә, сабиқ совет иттипақи қатарлиқ коммунистик идеологийә һөкүмранлиқ қилған көп санлиқ түркий вә мусулман хәлқлири яшайдиған әлләрдә аталмиш “пантүркизм вә панисламизм” тоқмиқи билән зиялийлар вә аңлиқ қатламни җазалаш, совет иттипақи йиқилип, мустәқил түркий җумһурийәтләр пәйда болуп, 21-әсиргә кәлгәндә аллибурун конирап кәткән вә модидин қалған сиясий зәрбә бериш васитисигә айлинип қалған. Бирақ идеологийә саһәсидики зәрбә бериш техиму күчәйтиливатқан уйғур диярида өткән йилидин буян “пантүркизм вә панисламизмға зәрбә бериш” тин ибарәт бу тоқмақ кишиләрниң бешида пулаңлашқа башлиди.

Бу кона тоқмақ өткәндин йилидин буян уйғур диярида әвҗигә чиқишқа башлиған милйондин артуқ уйғур, қазақ вә башқиларни, болупму көплигән атақлиқ уйғур зиялийлирини тәрбийәләш мәркәзлири дәп аталған лагерларға, тутуп туруш орунлири вә түрмиләргә қамаш һәрикәтлири билән охшаш қәдәмдә қайта пәйда болди һәм  униң  техиму чоңайтиливатқанлиқи мәлум.

Йеқинқи вақитлардин буян хитай компартийәсиниң идеологийә саһәсини идарә қилиш оргини болған уйғур аптоном районлуқ парткоми, иҗтимаий пәнләр академийәси вә бир қисим алий мәктәпләрниң сиясийонлири, хадимлири пантүркизм вә панисламизм аталғусини “идеологийә саһәсидики үч хил күчләр” гә вә “икки йүзлимичиләр” гә зәрбә бериш һәрикити билән бирләштүрди. Улар уйғур дияриниң, йәни уларниң атиши бойичә шинҗаңниң сиясий, мәдәнийәт, дин, иҗтимаий вә етник тәрәққият тарихи қатарлиқ мәсилилирини қайтидин йорутушни тәкитләш билән биргә, “үч хил күчләр” вә “икки йүзлимичиләр” ниң тарихни бурмилап вә ойдуруп чиқирип, хәлқни қаймуқтуруп, “вәтәнниң бирликигә” еғир зиян салғанлиқини әйиблиди, шуниңдәк “үч хил күчләр” вә “икки йүзлимичиләр” ниң тарих саһәсидә пантүркизм вә панисламизм идийәсини тәрғиб қилип сиңдүргәнликини қаттиқ сөкти.

Униң үстигә бу мақалиләрниң апторлириниң көпинчиси тарихшунаслиқ саһәсидин йирақ сиясәтчиләр болуп, уйғур аптоном районлуқ партком муавин секретари ли пеңшин башламчилиқ билән елан қилған мақалисидә: “үч хил күчләр узундин буян җуңгодин айрилип чиқиш мәқситигә йетиш үчүн зор миқдардики хата сөзләр вә учурларни тарқитип, шинҗаңниң җуңгониң айрилмас бир қисми икәнликини инкар қилди, шинҗаңни шәрқий түркистан дәп атап, шинҗаң мустәқиллиқини җар салди. Шинҗаңдики һәр милләтниң җуңхуа миллити аилисиниң қандашлиқ мунасивәткә игә әзаси икәнликини инкар қилип, ‛миллитимиз түрк‚ дегәнни тәрғиб қилип шинҗаң һәр милләт мәдәнийитиниң җуңхуа мәдәнийитиниң тәркиби қисми икәнликини инкар қилди” дәп әйиблиди.
Арқидин шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәсиниң тәтқиқатчилиридин тйән вейҗаң вә мурат “нур гезити” дә мәхсус мақалә елан қилип, шинҗаңдики һәр милләтниң “җуңхуа миллитиниң қандашлиқ мунасивәткә игә аилисиниң әзаси икәнлики” ни мәркизи нуқта қилиш билән қәдимки қәдими түркләр билән қәдимки уйғур қәбилилириниң мунасивити һәққидә тохтилип, қәдимки уйғур, түрк қатарлиқ қәбилиләрниң бирликини, түркий хәқләрниң етник җәһәттики бирликини тәрғиб қилишни пантүркизм идийәсигә бағлап әйиблиди.

Шуниңдәк улар уйғурларниң “җуңхуа миллити аилисидә узун муддәтлик көчүш, миллий юғурулуш арқилиқ шәкилләнгән” дегән идийәни һәмдә униң бүгүнки уйғурларниң етник вә етник тәрәққият җәһәттә башқа түркий хәлқләрдин айрим милләт икәнлики идийәсини тәрғиб қилди.

Арқидинла уйғур аптоном райониниң муавин рәиси әркин тунияз “уйғур тарихини тоғра тонуйли” мавзусида, шинҗаң педагогика университети мудири пәрһат җалал шинҗаң гезитлиридә “марксизмлиқ бәш қараш арқилиқ шинҗаң тарихини тоғра тонуйли” мавзулуқ мақалә елан қилип, әң актип түрдә тарих саһәсидики пантүркизмлиқ идийәләргә зәрбә беришни тәшәббус қилди һәмдә конкрет түрдә тарихтин мисал кәлтүрүп, түрк вә уйғур шуниңдәк бүгүнки түркий қәбилиләрниң етник туғқанчилиқ, етник бағлинишлиқ мунасивәтлирини инкар қилди.

Америкидики харвард университетида қәдимки түркий тиллар вә мәдәнийәт тарихи мәсилилири бойичә тәтқиқат қилип, докторлуқ унвани алған түрколог қаһар барат әпәндиниң қаришичә, хитай даирилириниң бу тәшвиқатлири вә һәрикити пүтүн уйғур мәдәнийитини йоқитиш, уйғурларниң өз тарихини өзлири йорутуп, өз миллий кимлики, өз тарихи мусапилирини билишигә йол қоймаслиқтин башқа нәрсә әмәс. Пантүркизм вә панисламизмға зәрбә бериш хитайлар совет иттипақидин 1950-йилларда өгинип кәлгән.
Қазақистан пәнләр академийәси уйғуршунаслиқ институтиниң сабиқ тәтқиқатчиси, тарих пәнлири доктори, рус, уйғур, татар, қазақ тиллирида көплигән тарихи әсәрләрниң аптори 91 яшлиқ татар уйғуршунаси мунир йерзинниң қаришичә, бу җазалаш русийә вә совет иттипақида пәйда болған вә кейин хитайлар өгәнди, бу апәтниң зәрбисидә зор сандики оттура асия, татар зиялийлири 1930-йилларда йоқитилди.

Хитай сиясийонлири йеқиндин буян өз мақалилиридә тәрғиб қилишни күчәйткән тарих саһәсидики пантүркизм вә панисламизм нуқтиинәзәрлирини төвәндикидәк йиғинчақлаш мумкин;

1)Тйән вейҗаң, әркин тунияз, пәрһат җалал қатарлиқлар қәдимки түрк-қәдимки уйғур қәбилилири арисидики етник бирликини инкар қилип, бу хил ортақлиқини тәшәббус қилғучиларни “пантүркизм” билән әйиблигән. Улар 6-8-әсирләрдики түрк вә уйғур қәбилилирини бир-биригә охшимайдиған икки милләт дәп қарап, уйғурларниң таң сулалисиниң ярдими билән түркләрниң һөкүмранлиқидин қутулғанлиқини көрситип, уларниң мунасивити “езиш вә езилиш мунасивити”, “қуллуқ вә қулдарлиқ мунасивити”, “уйғурларниң әҗдадлири түркләр бир районда яшисиму, әмма улар түркләр әмәс”, бүгүнки “уйғурлар түркләрниң әвлади әмәс” дәйду.

Қәдимки түрк тиллири вә тарихи бойичә издәнгән доктор қаһар баратниң қаришичә, бу пүтүнләй хата сиясий һөкүм болуп, орхун -йенисәй абидилиридики хатириләр түрк вә уйғурниң бир хәлқ икәнликини испатлайду шуниңдәк уларниң тилиму бирдәк болған.

Униң ейтишичә, хитай тарихи мәнбәлиридиму түрк вә уйғур қәбилилириниң туғқанлиқи, бирлики һәққидә көплигән учурлар қалған. Түркләр вә уйғурларниң туғқан вә бир хәлқ икәнлики һәққидә хитайниң тарихчилиридин чен җоңмйән, ма чаңшов, лингән, һәтта лю зишавму көп тохталған. Әгәр пантүркист болса, әнә шулар болуши вә қәдимки хитай тарихчилири болуши керәк.

Һәқиқәтән, хитай сиясийонлиридин уйғур аптоном районлуқ партком муавин секретари ли пеңшин тарих тәтқиқати вә тәрбийәсиниң мәқсити һәққидә тохтилип, һәр милләт кишилирини “биз һәммимиз җуңголуқ”, “бизниң вәтинимиз җуңго”, “бизниң миллитимиз җуңхуа миллити”, “бизниң мәдәнийитимиз җуңхуа мәдәнийити” дәйдиған қилишни оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.