Тарихшунаслар: “шәрқий түркистанниң истила қилинған земин” лиқи бир тарихий һәқиқәт
2022.05.19
Хитай һөкүмити “шинҗаң әзәлдинла җуңгониң айрилмас бирқисми”, “шинҗаң ғәрбий хән сулалиси дәвридин тартипла мәркизий һөкүмәт тәрипидин идарә қилинип келингән” дегән сиясий нуқтиинәзирини бирдәк бекитип, бу җайниң ишғал қилинған земин икәнликини изчил рәт қилиш билән “шинҗаң әзәлдин җуңгониң бирқисми” дегәнни инкар қилғучини сиясий җинайәт рамкиси астида қаттиқ җазалап кәлмәктә.
“шинҗаң әзәлдин җуңгониң бирқисми” дегән бу нуқтиинәзәр вә сиясий тамға “җуңхуа миллити ортақлиқ еңи” билән бир гәвдиләшкән һалда хитайда аммиви вәтәнпәрвәрлик, хитай милләтчиликиниң бир ипадиси сүпитидә тәрғиб қилинип, һәмминиң еңиға сиңдүрүлмәктә. Бу нуқтини испатлаш, тәрғиб қилиш һәм тикләштә хитай тарихчилар саһәси актип қатнаштурулуп келинди.
Ундақта бу земин, йәни “шинҗаң әзәлдин җуңгониң бирқсими” болуп кәлгәнму? бу соалға хитай әмәс тарихчилар аллибурун “яқ!” дәп җаваб берип болған һәм һазирму җаваб бәрмәктә. Сабиқ совет иттипақиниң вә һазирқи өзбекистанниң атақлиқ тарихшунаслиридин бири, тарих пәнлири доктори вә профессор абләхәт хоҗайеф әпәнди хитай тарихий мәнбәлири бойичә хитайниң шәрқий түркистан билән болған мунасивәтлири һәққидә көп йил издинип бирқисим әсәрләрни елан қилған болуп, униң қаришичә, 18-вә 19-әсирдә икки қетим манҗу империйәси бу земинни ишғал қилиш арқилиқ кейинки хитай үчүн һазирлап бәргән. Манҗу империйәси 18-әсирниң 50-йиллирида яркәнд ханиданлиқини йоқитип, бу җайни ишғал қилғанға қәдәр шәрқий түркистан өз алдиға дөләт, бу җайда һечқачан хитай ханиданлиқлири мәвҗут болған әмәс. Профессор абләхәт хоҗайефниң 1979-йили москвадики “шәрқ әдәбияти нәшрияти” тәрипидин “чиң империйәси, җуңғарийә вә шәрқий түркистан”, 1991-йили ташкәнттики “пән нәшрияти” тәрипидин “чиң империйәси вә шәрқий түркистан 18-әсирдә” намлиқ икки илмий тәтқиқат китаби рус тилида йоруққа чиққаниди. Профессор абләхәт хоҗайеф әпәнди биринчи қетим манҗу-чиң империйәсиниң 1755-1759-йиллири шималдики җуңғарийә, қәшқәрийә вә пүтүн шәрқий түркистанни һәрбий ишғал қилғанлиқини, бу ишғалийәтниң қанлиқ қирғинчилиқ арқилиқ әмәлгә ашурулғанлиқи, 1759-йили яркәнд ханиданлиқини ишғал қилип йоқатқанлиқини хитайчә тарихий нәқ һөҗҗәтләр вә мәнбәләр арқилиқ йорутқаниди. Бу һәқтә 1970-йилларда москвадики совет иттипақи пәнләр академийәси йирақ шәрқ институтида мәхсус докторлуқ диссертатсийәси язғаниди.
“падишаһ чйәнлоң шәрқий түркистанни биринчи қетим истила қилғанда, бу җайни ишғал қилиш, бу җайда һечқандақ мустәқил дөләтчиликкә йол қоймаслиқ сияситини бәлгилигән, чйәнлоң бу җайни ишғал қилған тунҗи һөкүмран” дәйду профессор абләхәт хоҗайеф.
Профессор абләхәт хоҗайефниң йәкүничә, 1759-йили чиң империйәси шәрқий түркистанни биринчи қетим бесип алғандин кейин пүтүн мәркизий асия, болупму пүтүн түркистан иккигә бөлүнди. Пүтүн түркий хәлқләр парчилиниш йолиға башланди, түркий хәлқләрниң тарихи бөлүнди вә бурунқидәк бирликкә келиш имканийити азлиди.
Абләхәт хоҗайефниң “чиң империйәси вә шәрқий түркистан 18-әсирдә” намлиқ чоң һәҗимлик илмий тәтқиқат әсиридә чиң империйәсиниң 18-әсирдә шәрқий түркистанни қандақ ишғал қилғанлиқи, ишғал қилиш уруш җәрянлири, қаршилиқлар, чиң империйәсиниң бу җайға қаратқан сиясити вә башқа бир қатар мәсилиләр чиң сулалиси тарихий мәнбәлири бойичә әтраплиқ йорутулған. Униң қаришичә, манҗу-чиң империйәси 1759-йили әсли 1514-йили қурулған яркәнд ханиданлиқини үзүл-кесил йоқитип уни бесивалған.
Қазақистандики туран университети тарих дотсенти зулпийә кәримованиң баһасичә, абләхәт хоҗайефниң мәзкур икки илмий әсири тарихтики хитай чиң империйәсиниң шәрқий түркистанни бесивалғанлиқини әтраплиқ йорутуп бәргән муһим илмий әсәрдур.
Абләхәт хоҗайефниң өзгичилики шуки, чиң ишғалийитини йорутушта чиң сулалисиниң өзиниң орда һөҗҗәтлири, тарихий мәнбәлирини асаслиқ материял қилиш билән биргә ениқсиз мәсилиләрни йорутуш, айдиңлаштуруш вә тоғра тәсәввур қилишта хитай мәнбәлиридики учурларға уйғурларниң килассик язма ядикарлиқлири, йәни уйғур мәнбәлирини бирләштүрүп, анализ қилған.
Абләхәт хоҗайеф өзиниң йәнә бир илмий тәтқиқат әсири- “чиң империйәси, җуңғарийә вә шәрқий түркистан” да 1864-1878-йиллиридики уйғур хәлқиниң чиң империйәси вә зо зоңтаң қомаданлиқидики манҗу-хитай қошунлириға қарши қозғилаңлири, күрәшлири, зо зоңтаң армийәсиниң яқупбәг рәһбәрликидики йәттәшәһәр дөлитини йоқитип, шәрқий түркистанни ишғал қилишини тәпсилий йорутқан. Зо зоңтаң-лю җинтаң қоманданлиқидики хитайлардин түзүлгән қошунниң 1878-йилидики бу ишғалийити, 1864-йили чиң һөкүмранлиқи шәрқий түркистандин қоғлап чиқирилғандин кейинки қайта ишғал қилиш иди. Доктор зулпийә кәримованиң қаришичә, рус вә ғәрб тарихчилириниң көпинчиси дегүдәк буларни бир ишғалийәт, бесивелиш дәп һесаблайду.
Рус тарихчилиридин бартолд, тихоноф, думан, гурийевич, юдин, мойсейеф, баранова вә башқиларниң һәммиси чиң империйәсиниң бу җайларни бесивалғанлиқи, йәни ишғал қилғанлиқини, бу җайларниң әсли хитайға һечқачан тәвә болуп кәлмигәнликини дәлилләйду.
Профессор абләхәт хоҗайефниң йәкүничә, чиң ордисида шәрқий түркистанни бесивелиш мәсилисидә талаш-тартиш болди. Зо зоңтаң чйәнлоңниң ишғалчилиқ сияситигә варислиқ қилип бу җайни ишғал қилишта чиң турди вә ақивәттә 1878-йили зор қошун билән бесип алди.
Уйғур ели, чиң империйәси тәрипидин ишғал қилинип, 1884-йилидин буян хитайниң атиши бойичә “шинҗаң”, йәни “йеңи земин”, омумән “йеңидин игиләнгән йәр” дегән мәниләрни беридиған нам билән атилип келинмәктә.