“хотән һөкүмити” -шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабидики тунҗи һөкүмәт

Мухбиримиз үмидвар
2022.04.21
muhemmet-imin-bughra.jpg Муһәммәдимин буғра(алдинқи рәт оң тәрәптә қара кийимлик) хотәнниң өлимаси билән. 1933-Йили хотән.
http://en.wikipedia.org

Бу йил 4-айниң 11-күни 1933-йили 11-апрел күни хотән шәһиридә рәсмий шәкилдә елан қилинған хотән һөкүмитигә 89 йил тошти.

1931-Йили қумул тағлирида хоҗанияз һаҗи, сали дорға қатарлиқлар башчилиқида қозғилаң партлаш билән биринчи қетимлиқ шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ инқилабиниң пәрдиси ечилип, бу инқилаб пүтүн уйғур дияриға йейилди. Әнә шу қумул инқилабиниң тәсири астида 1932-йилидин башлап турпан, кучар, қәшқәр, ақсу, хотәндиму қаршилиқ һәрикәтлири вә қозғилишлар арқиму-арқидин оттуриға чиқти. Буларниң ичидә муһәммәд имин буғра, сабит дамолла, мәмәт нияз әләм қатарлиқлар башчилиқидики хотән қозғилиңи алаһидә орунға игә.

Муһәммәд имин буғра, сабит дамоллам қатарлиқлар рәһбәрликидики “миллий инқилаби комитет” 1933-йили 2-айниң 24-күни қарақашта қозғилип, қарақашни азад қилғандин кейин хотәнгә йүрүш қилди. Хотән илчини азад қилип болуп, хотән йеңишәһиригә киривалған хитай һәрбий-мәмурийлири, әскәрлирини узун вақит қоршивалғандин кейин, ахири хитай әмәлдарлири тинчлиқ билән тәслим болуп, хотән шәһири толуқ азад болди. Шу вақитларда пүтүн хотән вилайитиниң һәрқайси наһийәлириму қозғилип, азадлиққа еришти һәмдә хотән қозғилаңчи қошунлири йәкән кона шәһәрни вә қағилиқ, поскамларниму шу җайдикиләр билән бирликтә азад қилип, йәкән йеңи шәһирини қоршавға алди. Мана шу вақитта “миллий инқилабий комитет” ниң мәмурий рәһбәрлик мәркизи қарақаштин 1933-йил 4-айниң 5-күни хотәнгә йөткилип келип, хотән шәһирини мәркәз қилди. 11-Апрел күни болса илчида дағдуғулуқ мурасим өткүзүлүп, муһәммәд нияз әләм башлиқ башчилиқидики “һөкүмәти исламийә хотән”, йәни хотән ислам һөкүмитиниң қурулғанлиқи рәсмий елан қилинди. Муһәммәд имин буғраниң өз әслимисидә қәйт қилишичә, қарақашта қурулған вақитлиқ һөкүмәт тәркиби өзгәртилмәй, мәһәммәд нияз әләм охшашла һөкүмәт рәиси, йәни “милик” дәп аталди. Сабит дамолла абдулбақи диний, малийә вә башқа һөкүмәт ишлирини башқурди. Милик муһәммәд нияз әләм унван пәрмани җакарлап м. И. Буғраға “әмир һәзрәт” вә икки иниси башлиқ бир қанчә кишигә “әмир” (қомандан) дегән унванлар берилди. Муһәммәд имин буғра хотән һөкүмитиниң алий һәрбий қомандани болди. 1933-Йили 6-айда йәкән азад болғандин сабит дамоллам бирқисим қошунлар билән қәшқәргә берип, шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қурушқа киришип, 11-айниң 12-күни шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулғанлиқи рәсмий җакарланди. Әнә шуниңғичә хотән һөкүмити пүтүн хотән вә йәкәнни идарә қилған мустәқил һөкүмәт иди. Бу һөкүмәт шундақла җайлардики қозғилаңчилар арисида тунҗи қурулған һөкүмәт иди тарих тәтқиқатчилиридин түркийә чанаққәлә 18-март университети оқутқучиси доктор нурәхмәт қурбан әпәнди вә әнқәрә университети тарих докторанти муһәммәд әли әпәндиләр хотән һөкүмити вә униң ойниған роли һәм әһмийити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Бу программиниң пүтүн тәпсилатини аваз улинишидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.